• Турнир
  • 18 Қараша, 2016

Амандин акамни әсләп...

Өзиниң кәң хәйрихаһлиқ паалийити билән жутдашлириниң алқишиға бөләнгән Амандин Таҗидиновниң исми униң билидиғанларниң ядида мәңгүгә сақлинип қалди. Чүнки һаят вақтида униң жүриги һәқиқәтәнму «хәлқим» дәп соқти. 1979 – 1981-жиллири авған йеридә өз борчини өтәп қайтқан Амандин ака җәмийитимизниң һәрхил саһалирида әмгәк қилди. Елимиз базар ихтисадиға өткәндин кейин кичик вә оттура тиҗарәтни тәрәққий әткүзүш нийитидә көп ишларни әмәлгә ашурди. Лавар йезисиға қуш фабрикисини селип, йеза аһалисини иш билән тәминлиди. Шуниң билән биллә хәйрихаһлиқ ишлардиму қол қоштуруп олтармиди: Қаратуруқ йезисида мечитниң қәд көтиришигә ярдәм қилди. Әйнә шундақ дилкәш, меһир-сахавәтлик акимизниң һаяттин өткинигә бийил сәккиз жил болди. Йеқинда у өзи тәшкил қилған «Аят» мәшривиниң әзалири Үсәнҗан Кузиев, Долқун Разиев, Халмурат Нәзәров, «Бирлик» җәмийәтлик бирләшмисиниң рәиси Адилҗан Зәйнавдун,   шундақла чимкәнтлик тиҗарәтчи Ярмәһәмәт Искәндәров, қериндашлири Бурһандин вә Рәшидин Таҗидиновлар, Ядикар Вәлиев, Исмәт Вәлиев вә Аблеким Қадировниң күч чиқириши билән акимизниң хатирисигә футболдин турнир уюштурдуқ. Униңға җай-җайлардин төрт команда иштрак қилип, баш мукапат – 50 миң тәңгини Әмгәкчиқазақ наһийәси, Ават йезисиниң «Абдуқаһар» командиси йеңивалди. Турнирдин кейин мәрһумниң хатирисигә нәзир уюштурулуп, достлири Амандин ака һәққидә өзлириниң хатирилирини ейтип өтти. Қейимбәг НУРДИНОВ. Алмута шәһири.

341 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы