• Замандаш
  • 18 Қараша, 2016

Салаһийәтлик педагог һәм маһир тәшкилатчи еди

Рәхимҗан Илахуновниң туюқсиз һәм мәзгилсиз аримиздин кәткинигә қириқ күн толуватиду. Бу наһийә аһалиси үчүн, җүмлидин маарип саһасида паалийәт елип бериватқан көпсанлиқ педагог-устазлар үчүн орни           толмас еғир җудалиқ болди. Чүнки у салаһийәтлик педагог һәм маһир тәшкилатчи болуп, биллә ишлигән кәсипдашлири билән өзи тәрбийилигән шагиртлириниң қәлбидә өчмәс из қалдуруп кәтти. Рәхимҗан Бавдун оғли 1947-жили Панфилов наһийәсиниң Ават йезисида дунияға кәлгән. Аилидики бәш оғул билән икки қизниң чоңи болғачқа, кичигидин тартипла ата-ана зиммисигә чүшкән аиләвий еғирчилиқни тәң тартиду. Сүйиги  қатмай турупла өйдики вә ата-ана әмгәк қиливатқан егиликтики еғир-йеник ишларға йеқиндин арилишиду. Мәктәп йешиға толуп, дәсләп Ават йезисидики башланғуч, кейин хошна Пәнҗим           йезисидики сәккиз жиллиқ мәктәпләрдә оқуйду. Ахирида болса, Яркәнт           шәһиридики С.Киров намидики оттура мәктәптә оқушини тамамлап, қолиға           шаһадәтнамә алиду. Көрүнүп турғинидәк, бирқанчә мәктәпләрдә һәрхил устазларниң қолида оқуп,  тәлим алған болсиму, яхши оқуп, оттура мәктәпни әла баһалар билән тамамлайду вә Ташкәнт Дөләт университети тарих факультетиниң кәчки бөлүмигә оқушқа  чүшиду. Күндүзи шәһәрдики қурулуш тәшкилатлириниң биридә ишләп, зор иҗтиһат билән оқуп, билим алиду. Алтә жиллиқ студентлиқ һаятиниң һәрбир дәқиқисини оқуп, үгиниш биләнла өткүзиду. Яшлиққа хас болған оюн-тамашә, һәрхил көңүл ечиш охшаш әһваллардин тамамән нери жүрүп, вақтини программилиқ материаллар билән қошумчә әдәбиятларни өзләштүрүшкә сәрип қилиду. Буларни тәпсилий ейтиватқиним,1969 — 1974-жиллири мәнму аталған билим дәргаһиниң Шәриқ факультетида тәһсил көргән едим һәм жутдишим сүпитидә мәрһум билән қоюқ арилаштим. Һәтта шәһәрниң «Чиланзар» дәп атилидиған қисмидики  қурулушчилар ятақханисиниң бир бөлмисидә биллә турған пәйтлиримизму болған. Шуңлашқиму Рәхимҗанниң қолидин китап чүшмәйдиғанлиғиниң шаһидимән. Һәтта «Биз оюн-тамашә үчүн әмәс, оқуп, билим елиш үчүн кәлгәнмиз» дәп, баш-айиғи йоқ көңүл ечишлардин өзәмни тартишқа дәвәт қилғанлиғиниму йошуралмаймән. Хәйрият, студентлиқ дәвирни ғенимәт билип, мәхсатчанлиқ билән өткүзүши нәтиҗисидә университетни муваппәқийәтлик тамамлап, алий мәлуматлиқ педагог сүпитидә 1976-жили туғулуп өскән жутиға  қайтип кәлди вә шу жилила өзи билим алған Ават сәккиз жиллиқ мәктивигә мутәхәссислиги бойичә ишқа орунлишип, қириқ жилға йеқин  вақитни өз           ичигә алған педагогика саһасидики паалийитини башлиди. Хәлиқ маарипиға алаһидә әһмийәт берип өткән бүйүк рус язғучиси Л.Н. Толстой: «Һәқиқий устаз болуш үчүн чоңқур билим, маһир методист вә балиға болған муһәббәт болуши керәк» дәп ейтип кәткән екән. Рәхимҗан Илахуновниң вуҗудида бу хил хисләтләр толуқ муҗәссәм болғачқа, дәсләпки пәйтләрдин тартипла  кәсипдашлири билән оқуғучиларниң диққәт-етиваринии җәлип қилип, алаһидә көзгә чүшүшкә башлиди. Нәтиҗидә аридин үч жил өтүп, йәни 1979-жили наһийәлик билим бөлүмигә ишқа тәклип қилинип, инспектор сүпитидә өз паалийитини давамлаштурди. Бу яш мутәхәссис үчүн хизмәт бабидики өсүп, илгириләшниң ипадиси еди. Кейинирәк наһийәлик иҗраий комитетта бөлүм башлиғи, Чоң Чиған, Әмгәкчи оттура мәктәплири охшаш тәвәдики чоң билим дәргаһлириниң мудири қатарлиқ лавазимлиқ хизмәтләрни муваппәқийәтлик атқуруп, өзиниң салаһийәтлик педагог һәм маһир тәшкилатчи екәнлигини әмәлиятта намайиш қилди. 1995-жили  Рәхимҗан Илахуновниң хизмәт паалийитидә кәскин бурулуш йүз берип, мәрһум билим бериш саһаси хадимлири кәспий иттипақлири Панфилов наһийәлик комитетиниң  рәиси болуп сайланди. Бу педагогика саһасиға мәлум дәриҗидә алақидар саһа болсиму, амма беваситә бала тәрбийиләп, оқутидиған иш әмәс еди. Униң үстигә мәзкүр тәшкилат әзаларниң һәм башланғуч бөлүнмиләрниң сани бойичә Алмута вилайитидә алдинқи орунларни егиләтти. Бирақ аммивий-тәшкилий ишлар көрсәткүчи бойичә ахирқи орунда еди. Рәхимҗан Бавдун оғли дәсләпки қәдәмдә мана мошундақ қийинчилиқларни баштин кәчүрүп, уларни һәл қилишниң чарә-тәбдирлирини издәштүрди. Тәпсилатларға берилмәй, наһийәлик комитетниң бари-йоқи төрт-бәш жилниң ичидила вилайәттә алдинқи орунға чиқип, наһийәлик кәспий иттипақлар комитетлири арисидики байқашта 2 қетим — иккинчи, 3 қетим биринчи орунни егилигәнлигини атап өтүш мәрһумниң өз хизмитини қанчилик дәриҗидә ада қилғанлиғини көрсәтсә керәк. Умумән, Рәхимҗан Илахуновниң билим бериш саһасидики хизмити наһайити нәтиҗидарлиқ болди һәм мунасип баһаланди. Мәсилән, «Қазақстан Җумһурийити билим бериш саһасиниң әлачиси» пәхрий нами берилип, «Қазақстан кәспий иттипақлириға көрсәткән хизмити үчүн» пәхрий бәлгүси билән тәғдирләнди. Булардин ташқири, җумһурийит Билим министрлигиниң, билим бериш саһаси кәспий иттипақлири мәркизий комитетиниң, Хәлиқара кәспий иттипақлар конфедерациясиниң пәхрий ярлиқлири билән тәғдирләнди. Булар мәрһумниң иш-паалийитиниң қанчилик дәриҗидә мевилик болғанлиғиниң рошән дәлилидур. Мәрһумниң хатириси яркәнтликләрниң, җүмлидин биллә ишлигән кәсипдашлири билән өзи тәрбийиләп қатарға қошқан шагиртлириниң қәлбидә һәрқачан сақлинип қалғусидур. Нурәхмәт ӘХМӘТОВ. Яркәнт шәһири.

711 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы