• Спорт
  • 18 Қараша, 2016

Үч дүркүн чемпион болди

Уйғур наһийәсиниң Чарин йезисидики Мөмүн Һәмраев намидики оттура мәктивиниң бир топ оқуғучилири спорт саһаси бойичә йеңи утуқларға йетип, бүгүнки күндә мәктивимизниң абройини техиму жуқури көтәрмәктә. Йеқинда Җамбул наһийәсиниң Узунағач йезисида болуп өткән волейболдин 2003 — 2004-жиллири туғулған өсмүрләр арисида өткүзүлгән вилайәтлик күзлүк чемпионатта тәркивигә мәктивимизниң 8-синип оқуғучилири Нурахун Қурбанов, Низами Нариманов, Таһир Исамдунов, Алимҗан Абдухелилов киргән команда биринчи орунни елишқа муйәссәр болди. Шундақ қилип, наһийәлик балилар һәм өсмүрләр спорт мәктивиниң муәллими Абдуварис Азнибақиевниң йетәкчилигидә наһийәниң талланма командиси наһийә шәнини қоғдап қалди. Бу йәрдә шуни тәкитләш лазимки, оқуғучиларниң кичигидинла спортқа дегән иштияқини ашуруп, узун жиллардин буян уларни давамлиқ мәшиқләндүрүватқан устазларниң әмгиги алаһидә. Модәнгүл АМАНСОПИЕВА, М.Һәмраев намидики оттура мәктәпниң муәллими. Уйғур наһийәси.

246 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы