- Һасан-һүсән
- 18 Қараша, 2016
Тил – милләтниң йилтизи
Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Нурсултан Әбиш оғли Назарбаев дөләт тилиниң қоллиниш даирисини кәңәйтип, башқа милләтләрниң тиллирини тәрәққий әткүзүш һәққидә дайим тәкитләп келиватиду. Мошу күнләрдә, башқа милләтләр тиллири қатарида, уйғур тилиниң риваҗлинишиғиму көп көңүл бөлүнмәктә. Мән билим еливатқан Ө.Муһәммәдий намидики Ават оттура мәктивидиму ана тилимизда билим елишимизға кәң мүмкинчиликләр яритилған. Уйғур тили дәрисидә ана тилида йезилған әҗайип шеирларни, мәнаси чоңқур әсәрләрни оқуғанда дилимиз рошәнлишип кетиду. Қисқиси, биз ана сүти билән қәлбимизгә сиңгән уйғур тилини һәм йезиқта, һәм оқушта үнүмлүк пайдилиниватимиз. Миллий урпи-адәтлиримизни риваҗландурушқиму үлүшимизни қошуп келиватимиз. Бу, әлвәттә, Президентимиз Нурсултан Әбиш оғли Назарбаевниң қазақстанлиқларниң өз тили билән мәдәнийитини сақлап қелишиға көрситиватқан ғәмхорлуғиниң ипадисидур.
Ата-бовимиз һәрқандақ тарихий дәвирләрдә маддий вә мәнивий байлиқларни яритишқа муһим төһпиләр қошуп кәлди. Көпәсирлик тарихқа егә язма әдәбиятимиз, миллий қәдрийәтлиримиз ана тилимиз арқилиқ әвлаттин-әвлатқа йетип кәлди.
Шуниң үчүн мошу имканийәтләрдин тоғра пайдилинип, ана тилимизда билим елип, тилимизни сақлап қелишқа билимимиз билән күч-қувитиимизни сәрип қилишимиз лазим. Бу бизниң муқәддәс вәзипимиз. Чүнки тил – у милләтниң йилтизи.
Халинур ҺҮСӘНОВА, 10-синип оқуғучиси.
Әмгәкчиқазақ наһийәси.
360 рет
көрсетілді0
пікір