• Әхбаратлар еқими
  • 25 Қараша, 2016

Кодекс лайиһиси мақулланди

Москвада Евразия һөкү­мәтләрара кеңиши­ниң иши аяқлашти. Мәҗлис йәкүни бо­йичә Әрмәнстан, Бе­ларусь, Қазақ­стан, Қир­­ғизстан вә Россия һө­күмәтлириниң рәһбәрлири Евразия ихтисадий иттипақи Бажхана кодексиниң лайиһисини мақуллиди. Әнди йеңи һөҗҗәт ички дөләт келишиш җәриянлирини жүргүзүш үчүн Евразия ихтисадий иттипақи әллиригә әвәтилди.Кодекс бажхана башқуруши қисмида барлиқ заманивий тенденцияләрни өз ичигә алған вә бажхана җәриянлирини автоматлаштурушқа, аддийлаш­турушқа, шундақла бизнес-муһитни яхшилашқа қаритилған. Кодекс лайиһиси бийил декабрьда өтидиған Алий Евразия ихтисадий кеңишидә дөләт рәһбәрлириниң имзалишиға тәвсийә қилиниду. Шундақла қатнашқучи мәмликәтләр Евразия ихтисадий иттипақи территориясидә дора-дәрмәк васитилириниң қатнишини тәртипкә кәлтүридиған һөҗҗәтни имзалиди. Мундақ һөҗҗәтниң қобул қилиниши контрафактлиқ мәһсулатқа қарши күришишни аддийлаштуруш имканийитини яритиду, әнди униң баһасиниң төвәнлишиши вә сүпитиниң ашурулуши истималчилар үчүн пайдилиқ болиду.

629 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы