• Әхбаратлар еқими
  • 25 Қараша, 2016

Иҗтимаий-ихтисадий тәрәққият мәсилисигә беғишланди

23-ноябрь күни Дөләт рәһбири Нурсултан Назар­баев, Премьер-министр Б.Сағинтаев, Президент мәмурийитиниң рәһбири Ә.Жақсыбеков, Миллий банк рәиси Д.Ақишев, Премьер-Министрниң биринчи орунбасари А.Мамин, премьер-министр­ниң орунбасарлири — йеза егилиги министри А.Мырзахметов, И.Тасмағам­бетов, президентниң ярдәмчиси А.Смаилов, саламәтликни сақлаш вә иҗтимаий тәрәққият министри Т.Дүйсенова, малийә ми­нистри Б.Султанов, мил­лий ихтисат министри К.Бишимбаевниң қатни­шиши билән кеңәшмә өтти. Униңда муһим программилиқ һөҗҗәтләрниң асасий йөнилишлири қаралди. Кеңәшмидә мәһсулат ишләпчиқириш көләмини ашуруш, ишләпчиқиришни йүксәлдүрүш, йеза еги­лиги мәһсулатлирини ишләпчиқиришни диверсификацияләш, озуқ-түлүк мәһсулатлирини чәттин кәлтүрүшни төвәнлитиш, қайта ишләнгән мәһсулатни экспорт қилишни ашуруш, агросанаәт комплексини тәрәққий әткүзүш програм­мисиниң әвзәллиги тоғрилиқ мәсилиләр әтраплиқ муһа­кимә қилинди. Кеңәшмә йәкүни бо­йичә Нурсултан Назар­баев тәйярлиниватқан програм­милиқ һөҗҗәтләргә концептуаллиқ йөнилиштә болушни вә барлиқ мәсилиләрни мәнпийәтдар тәрәпләр билән келишип һәл қилишни тапшурди.

670 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы