• Замандаш
  • 05 Желтоқсан, 2016

Сахавәтлик аилә

— Бу жил Һевизовлар аилиси үчүн йемишлик боптидә, — дедим гезитимизға өзлириниң аилисидики үч яхшилиқ һәққидә хуш хәвәр ейтип кәлгән Баратҗан Һевизовқа. — Молут Һевизовниң аилиси үчүн десиңиз тоғра боламдекин, — түзитиш бәрди Баратҗан. — Чүнки Һевизовлар көп, — қошумчә қилди у.— Қанчә? — Он үч болған. Һазир уларниң они һаят. Гәп Уйғур наһийәсиниң Ғалҗат йезисида истиқамәт қилған Һевиз вә Руқийәм Зайитовлар тоғрилиқ болуватиду. Әр-аял он үч пәрзәнтни қатарға қошқан қәһриман ата-анилардин. (Һевиз ата балилириниң фамилиясини өзиниң исми билән атап, пәқәт кәнҗиси Алимҗан бовисиниң исмини сақлап қалиду – Б.С.) Әшу бир қийин пәйтләрдә шунчә балини беқип-тәрбийиләп, қатарға қошуш уларға оңайға чүшкини йоқ. Йәнә келип, балиларниң һәммисигә дегидәк алий билим елишиға зәмин яритиду. Шуңлашқа Һевизовларни дайим жутдашлири махтиниш билән тилға алиду. Мошу йәрдә пәрзәнтләрниң тунҗиси, мәрһум Сирдаш Һевизовни тилға алмай мүмкин әмәс. У өз вақтида Алмутидики чоң ағриқханиларниң биригә рәһбәрлик қилған. Амма униң өмри қисқа болди. Бизгә хуш хәвәр ейтип кәлгән Баратҗанниң дадиси Молут Һевизов Һевиз атиниң иккинчи пәрзәнди. У 1937-жили туғулған. Молут Һевиз оғли оттура мәктәптин кейин Түркстандики педагогикилиқ-индустриаллиқ техникумни, андин Алмутидики йеза егилиги институтини тамамлайду. У Чонҗа йезисидики 9-кәспий техникилиқ училищеға слесарь болуп ишқа орунлишип,  мәзкүр оқуш орниниң мудири лавазимиғичә көтирилди. «СССР кәспий билим бериш саһасиниң әлачиси», Қазақстанниң маарип әлачиси вә Уйғур наһийәсиниң Пәхрий граждини аталди. Өмүрлүк җүпти Ханим Қасимоваму кәспи бойичә педагог. У яқ узун жиллар давамида наһийәлик китапханида ишләп, һөрмәтлик дәм елишқа чиқти. Улар төрт пәрзәнт тепип, қатарға қошти. Он үч нәвриси бар. Балиларниң һәммиси алий билимлик. Нәвриләрниң алди алий оқуш орунлирини тамамлаш алдида туриду. Мундақ аилини башқиларға үлгә қилмасқа болмайду, әлвәттә. Бийил Һевизовлар наһийә бойичә «Сахавәтлик аилә» аталди. Бу хошаллиқниң һори бесилмайла, пәрзәнтләрниң тунҗиси, өзиниң аңлиқ һаятини мәрипәт саһасиға беғишлап келиватқан  Алийәм Молут қизи Пән вә билим министрлигиниң «Жилниң әң илғар муәллими» медали билән мукапатланди.  Шуниң билән биллә бийил униң әллик яшлиқ тәвәллуди. Алийәм Молут қизи бүгүнки күндә Таштиқарису оттура мәктивидә башланғуч синип муәллими болуп ишләватиду. У пәқәт өзи ишләватқан мәктәпкила әмәс, наһийәгә, һәтта вилайәткә тонулған устаз. Көплигән шагиртларни тәрбийиләп чиқти. Һаятиниң оттуз жилини маарип саһасиға беғишлиған Алийәм Молут қизи тәҗрибилик устаз. У бала тәрбийиси тоғрилиқ язған әмгиги үчүн «Білім шыңы — ғылым сыры» журналиниң баш муһәррири Б.Есенниң Пәхрий ярлиғи билән тәғдирләнди. Йолдиши Шамурат ички ишлар органлирида ишләп, һөрмәтлик дәм елишқа чиқти. Истипадики майор. Уларниң икки пәрзәнди медицина саһасини таллавалди. Назугум медицинилиқ колледжни тамамлап, Алмутидики ағриқханиларниң биридә ишлисә, оғли Назим Асфендияров намидики медицина университетиниң VI курсида оқуйду. Кәнҗиси Сәнәм 7-синипта. Алийәм Молут қизини тәвәллуди билән тәбрикләш нийитидә қериндашлар йәнә баш қошти. Һевизовларни ушбу хошаллиқлири билән тәбрикләватқанлар техичә түгимәйватиду. Йә өйдики телефонға, йә янфонға арам йоқ. Һазирчә тәбрикләр пәқәт Һевизовлардин қобул қилиниватиду. Чүнки улар көп. Бәхтишат СОПИЕВ.

771 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы