• Дидар ғенимәт
  • 05 Желтоқсан, 2016

Әҗдади ортақ әвлатларниң қериндашлиқ ришти

«Тәңриниң шапаити вә қоллиши билән маҗар, қазақ, өзбәк, түрк, әзәрбайҗан, уйғур, қирғиз, башқурт, чуваш, болғар, татар, түркмән, қарақалпак, бурят, ноғай, гагауз, қарачай, яқут, корей, япон – һунларниң әвлади һәммигә ортақ  бүйүк әҗдатлириниң  роһиниң алдида һәрбириниң тәғдири үчүн ортақ җавапкәрликкә егә» (2010-жили өткүзүлгән Һун-түркийләр қурултийиниң мураҗиитидин). Һунгария (Венгрияниң – славянчә атилиши) тәбиәтшунаслиқ мирасгаһиниң илмий тәтқиқатчиси, антрополог, «Маҗарстан – Туран» фондиниң тәсисчиси Андраш Биро Жолта билән миллитимиз җанкөйәри Ваққас Мәмәдиновниң өзара достлуқ мунасивити икки хәлиқ арисидики изгү ишларға көрүк болмақта. Өзиниң йилтизини, тегини Мәркизий Азиядә дәп билидиған маҗар алими Андраш Биро 2010-жилдин бери 160 миллион нопусқа егә түркий хәлиқләрниң вәкиллирини жиғип, Маҗарстанда икки жилда бир қетим «Һун-түркийләрниң қурултийини» өткүзүп келиватиду. Маҗарстан һөкүмити тәрипидин һәртәрәплимә қоллап-қувәтләшкә егә бу қурултайға бийил, саламәтлигигә бола өзи қатнишалмисиму, миллитимиз вәкиллириниң иштрак қилиши үчүн җанкөйдүргән Ваққас Мәмәдинов 2010-, 2012-, 2014-жиллири уйғур делегациясигә рәһбәрлик қилип, миллитимизниң қедимий тарихи, мәдәнийити вә сәнъитидин дерәк беридиған «Уйғур өйини» тәшкилләп, европилиқларниң қизғин қарши елишиға еришкән еди. Қурултайни тамашә қилған миңлиған адәмниң мәлум қисми уйғурниң нағра-сүрнийиниң авазини, нахша-сазини аңлап, бай сәнъитимиздин бәһирлинип, миллитимизгә болған қизиқиши техиму ашти. «Мән бир вақиәни һечқачан унтумаймән, — дәп әсләйду Ваққас ака, – бизниң нағра-сүнәй авази яңраватқан мәйданға адәмләр бир пәстила көпийип кәтти. «Уйғур өйи» дәп атилидиған көргәзмимизни зиярәт қилип, миллий кийимлиримизгә һәвәс билән қараватқан европилиқ яшларниң бири йенимға келип, бир нәрсиләрни дәп қолумни алди. Йенимда турған нәврәм тәрҗимә қилип бәрди. У «Әгәр маңа қайта туғулуш несип болса, уйғур болуп дунияға ярилишни таллар едим», дегән екән. Мана шу дағдуғилиқ қурултайдин кейин Ваққас Мәмәдинов билән Андраш Биро әҗдади бир әвлатларниң арисидики мәдәний алақини техиму чиңитиш, мустәһкәмләш йолида бирқатар чарә-тәдбирләрни әмәлгә ашурушни ойлапму қойған. Йеқинда даңлиқ антрополог Андраш Биро Жолта билән Абдулла Розибақиев намидики 153-мәктәп-гимназиядә учришиш өткүзүлди. Вәтинимиз Қазақстанда инақ-иҗил яшаватқан хәлиқләрниң миллий кийимлиридики оқуғучилар меһманни нан-туз билән күтүвалди. Меһманлар дәсләп гимназия мирасгаһини, синипларни арилап, андин оқуғучилар тәрипидин тәйярланған концертни тамашә қилди. Концерттин кейин сөз алған Андраш Биро антропологиялик, археологиялик тәтқиқатларниң нәтиҗисидә маҗарлар билән түркий хәлиқләрниң қан-қериндашлиғи дәлилләнгәнлигини ейтип, һунларниң шанлиқ өтмүшини қисқичә баянлап бәрди. Инсанийәт тарихида Тарим ойманлиғиниң муһим әһмийәткә егә екәнлигини, Тәклимакан қумлуғиға дүмләнгән тарих бетидә ечилмиған талай сирларниң бар екәнлигиниму алаһидә тәкитлиди. Алимниң қисқичә илмий тәтқиқатларға асасланған баяни зор қизиқиш һасил қилип, қатнашқучилар, болупму оқуғучилар вуҗудида өтмүшидин пәхирлиниш туйғулирини ойғатти. Мәзкүр учришишниң тәшәббускари Ваққас Мәмәдинов қедимда Аттила атниң бешини Европиға буриған болса, бүйүк һунларниң бүгүнки вәкили Андраш Биро әҗдатлар изи билән меңип, йилтизини Мәркизий Азиядә тапқанлиғини, миңлиған жиллар издигән қериндашларниң бир-бири билән көрүшүш пурситини яритишта униң әҗри бебаһа екәнлигини қәйт қилди. Гимназия мудири, Алмута шәһәрлик мәслиһитиниң депутати Шавкәт Өмәров бүгүнки учришишниң яш әвлат үчүн әһмийитиниң зорлиғини, оқуғучиларниң илмий лаһийилиридә йеңи мәнбә болалайдиған мавзуни көрүватқанлиғини ейтип, меһманға чапан кийдүрди. Ушбу мәрасимға «Уйғур авази» гезитиниң баш муһәррири Ершат Әсмәтов, алимлар Шерипжан Надиров, Һакимҗан Арупов, «Эмили» медицина колледжиниң мудири Галина Бейсенова, әхбарат технологияси бойичә йетүк мутәхәссис Ядикар Ғәниев  вә кинооператор Ниҗат Иминов, «Достлуқ» мәһәллисиниң җамаәтчилик вәкиллири иштрак қилди. Азнат ТАЛИПОВ.

459 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы