• Дидар ғенимәт
  • 05 Желтоқсан, 2016

Уйғуршунаслар баш қошти

Мәлумки, буниңдин оттуз жил муқәддәм, йәни 1986-жили Қазақ ССР Пәнләр академиясидә Уйғуршунаслиқ институти қурулған еди. Бу пәқәт қазақстанлиқ уйғурларла әмәс, бәлки пүткүл дуния уйғурлири һаятидики унтулмас вақиәләрниң бири болған. Шу илим дәргаһиниң тунҗа мудири, көрнәклик алим, академик һели мәрһум Ғожәхмәт Сәдвақасов башлиқ институт рәһбәрлиги дәсләпки күнләрдин башлапла бу йәргә мутәхәссисләрни топлашқа һәм яш кадрларни пәйдин-пәй тәйярлашқа алаһидә көңүл бөлди. Болупму Қазақстан, Өзбәкстан, Қирғизстан вә Россияниң һәрхил алий оқуш орунлирини тамамлиған тил, әдәбият, тарих, этнография, мәдәнийәт, ихтисат вә башқиму саһалар мутәхәссислири Уйғуршунаслиқ институти әтрапиға топланди. Институт қисқа вақит өмүр сүргән болсиму, уйғур хәлқиниң тарихи, мәдәнийити, уйғурлар яшиған һәм уларға хошна территорияләрниң сәясий, ихтисадий, иҗтимаий, мәдәний мәсилилирини өз ичигә алған көплигән илмий лайиһиләр әмәлгә ашурулди, җумһурийәт вә хәлиқара дәриҗидә илмий әнҗуманлар өткүзүлди, башқиму муһим чарә-тәдбирләр уюштурулди. Һазир бу ишни Қазақстан Билим вә пән министрлиги Р.Сүлейменов намидики Шәриқшунаслиқ институти тәркивидики Уйғуршунаслиқ мәркизи давам қилмақта. Шуни алаһидә тәкитләш керәкки, Уйғуршунаслиқ институтиниң қурулуш җәрияни, униң паалийити һәм кейинки тәғдири өз алдиға чоң бир тарихтур. Йеқинда әйнә шу институтниң шу вақиттики яш хадимлири шәһәрниң «Пор-Бажын» кафесида баш қошти. Учришиш бешида улар бақилиқ болуп кәткән барлиқ кәсипдашлириниң исимлирини бир-бирләп атап, бир минутлуқ сүкүт сақлап, әсләп өтти. Учришиш қатнашқучилири Уйғуршунаслиқ институтиниң Қазақстан илим-пәнигә қошқан төһписи һәм өзлириниң шәхсий һаятида тутқан орни, институтниң дунияниң башқиму мәмликәтлиригә орунлашқан илмий дәргаһлар, көрнәклик алимлар, җәмийәтлик, мәдәний бирләшмиләр, тәшкилатлар вә башқилар билән болған алақилири, институт рәһбәрлиги вә пешқәдәм алимлириниң яшларға қилған ғәмхорлуғи, илмий кадрларни тәйярлаш вә башқиму мәсилиләр һәққидә өз пикирлирини оттуриға қоюп, сабиқ кәсипдашлирини иллиқ сөзлири билән әсләп өтти. Улар шундақла институт қурулуп, оттуз жил өтсиму, униң хадимлири арисидики мунасивәтләрниң бүгүнки күнгичә үзүлмәй келиватқанлиғини тәкитләп, уларниң һазир илим, маарип, мәдәнийәт вә башқиму саһаларда үнүмлүк әмгәк қилип келиватқанлиғини, буниңдин кейинму өзара достлуқни күчәйтишкә, дайим дидарлишип турушқа келишип, жуқури кәйпият илкидә тарқиди. Рәхмәтҗан ЙҮСҮПОВ, филология пәнлириниң намзити.

364 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы