• Муштири топлаш — 2017
  • 05 Желтоқсан, 2016

Һәрбиримиз иккидин «Уйғур авазиға» йезилимиз

Баш жигитбеши Абдурешит Мәхсүтов «Уйғур авази» муштирилириниң санини жигирмә миңға йәткүзимиз, дәп тәшәббус көтәргәндин кейин җай-җайлиридики миллитимиз җанкөйәрлири бу алийҗанап ишқа бар күчини сәрип қиливатиду. Һазир той-төкүн, нәзир-чирақларда пәқәт мошу гәп. Буни аңлап биз, Султанқорғанда истиқамәт қилидиған «Сабирҗан» мәшрәп әһлиму, миллий мәдәнийитимизниң тәрәққиятиға өзимизниң азду-тола үлүшини қошуш нийитидә силәргә мошу хәтни йоллашни тоғра көрдуқ. Биз, қазақстанлиқ уйғурларға, яшаватқан вәтинимиздә барлиқ шараитлар яритилған. Уйғур театримиз, ана тилимизда мәктәплиримиз, һөкүмәт қоллап-қувәтләватқан рәсмий гезитимиз вә көплигән шәхсий гезит-журналлиримиз моҗут. Көрситиш яки аңлитиш вақти аз болсиму теле вә радио программилиримиз паалийәт елип бериватиду. Әнди буларға тәвлүк бойи тохтимай көрситидиған «Тәңритағ» телеканили қошулди. Биз мошулардин толуқ пайдилиниватимизму? Шуларни көз қаричиғумиздәк сақлаватимизму? Бу соаллар бизгиму арам бәрмәйватиду. Биз қолда бар алтунниң қәдрини билмәйватимиз. Той-төкүндә өзимизни көрситип миңлап- миңлап өрүм өрүшни, нәзир-чирақта исрапчилиққа йол қоюп, кәң дәстихан йейишни билимиз, амма «Уйғур авазиға» жилиға үч миң тәңгини яки «Тәңритаққа» ейиға бәш йүз тәңгини қиймаймиз. Ишик алдидики уйғур мәктивини атлап, балилирини рус мәктивигә бериватқанларниму көрүватимиз. Бу хилдики мисалларни көпләп кәлтүрүшкә болиду. Муштири топлаш мәвсүминиң аяқлишидиғиниға санақлиқ күнләр қалған бу пәйттә биз вақитни үнүмлүк пайдилинип, муштирилиримизниң санини жигирмә миңға йәткүзүшниң тәрәддутини чапсанлитайли. Бизниң «Сабирҗан» мәшрәп әһли, йәни жигирмә адәм, келәр жилға «Уйғур авазиға» һәрбиримиз иккидин йезилишни қарар қилдуқ. Чүнки миллитимизниң тарихини, бай мәдәнийитини, Қазақстан Җумһурийити Президенти Нурсултан Назарбаевниң дана сәяситини бизгә ана тилимизда йәткүзүватқан «Уйғур авази» — бизниңму авазимиз. Сабирҗан ҒАППАРОВ, Коммунар ИМИРОВ, Султан ИСРАПИЛОВ, Махмутҗан СОПИЕВ, Үсәнҗан СЕТИВАЛДИ, Шавкәт ЯҚУПОВ, Абдукерим АБУБАКИРОВ, Җамал ИМИНОВ, Пәрһат ҺЕЗИЗАХУНОВ, Назим НИЯЗОВ. Алмута шәһири.

447 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы