- 1-декабрь — Тунҗа Президент күни
- 05 Желтоқсан, 2016
Тунҗа Президентниң һаятидин дәқиқиләр...
Нурсултан Әбиш оғли НАЗАРБАЕВ, 1940-жили 6-июль күни Алмута вилайити Хәшкиләң наһийәсиниң Чемолған йезисида (һазирқи Қарасай наһийәсиниң Үшқоңыр йезиси) туғулди. Дадиси Әбиш Назарбаев 1903-жили туғулуп, 1971-жили вапат болған. Аписи Алжан 1910-жили Қордай наһийәсигә қарашлиқ Қасық авулида дунияға кәлгән. 1977-жили дуниядин өткән.1960-жили Украининиң Днепродзержинск шәһиридики 22-кәспий техникилиқ училищесини тамамлиған. 1967-жили болса, Қарағанда металлургия комбинати йенидики ВТУЗни түгәткән. Әмгәк паалийитини 1960-жили Темиртау шәһиридики «Казметаллургстрой» қурулуш трестида ишчи сүпитидә башлиған. Униңдин кейин Қарағанда металлургия заводида домна печида горновой болған.
1965 – 1969-жиллири Қарағанда металлургия заводида (1966-жилдин башлап – комбинат) домна цехида диспетчер, газовщик, чоң газовщик болуп ишлиди.
1969 – 1973-жилларда Темиртау шәһиридә комсомол, партия хизмәтлиридә болған.
1973 – 1977-жиллири Қарағанда металлургия комбинатиниң партия комитетиниң кативи болған.
1977 – 1979-жилларда Қарағанда вилайәтлик партия комитетиниң иккинчи кативи, кативи.
1979 – 1984-жиллар арилиғида Қазақстан компартияси мәркизий комитетиниң кативи.
1984 – 1989-жилларда Қазақ ССР Министрлар Кеңишиниң рәиси.
1989 – 1991-жиллар арилиғида Қазақстан компартияси мәркизий комитетиниң биринчи кативи.
1990-жили 14-июльдин тартип 1991-жил 23-августқичә КПСС мәркизий комитети сәясий кеңишиниң әзаси.
КПСС мәркизий тәптиш комиссиясиниң әзаси (1981 – 1986-жж).
КПСС мәркизий комитетиниң әзаси (1986 –1991-жж).
Шималий Қазақстан вилайитидин СССР Алий кеңишиниң депутати (1979 –1989-жж).
1989 – 1992-жиллири СССР хәлиқ депутати.
1990-жили апрельдин башлап Қазақ ССР Президенти.
1991-жили 1-декабрь күни Президент сайлими өтүп, сайлиғучиларниң 98,7 пайизиниң авазиға егә болди.
1995-жили апрельда өткән референдумда президентлиқ вакалити 2000-жилғичә узартилди.
1999-жили 10-январьда альтернатив асаста өткән Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти сайлимида сайлиғучиларниң 79,78 пайиз авазиға егә болуп, Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти болуп сайланди.
2005-жили 4-декабрьда өткән сайламда йәнә Қазақстан Президенти болуп қайта сайланди. Бу жили сайлиғучиларниң 91,5 пайиз авазиға егә болди.
2010-жили 15-июнь күни «Қазақстан Җумһурийитиниң Тунҗа Президенти – Милләт Лидери» дегән рәсмий статус берилди.
2011-жили 3-апрельда өткән сайламда 95,5 пайиз аваз билән қайта Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти болуп сайланди.
2015-жили 26-апрельда муддитидин илгири өткән Президент сайлимида сайлиғучиларниң 97,7 пайиз авазиға егә болди.
372 рет
көрсетілді0
пікір