- Спорт
- 09 Желтоқсан, 2016
Яш палванлар күч синашти

Өткән һәптидә Талғир наһийәсиниң Қизил Туғ йезисида мәшиқләндүргүчи Әркин Шаевниң тәшәббуси билән ечилған «Қизил Туғ» спорт клубида ушу-саньда бойичә вилайәтлик турнир болуп өтти. Униңға Алмута вә Алмута вилайитидин йүздин ошуқ спортчи қатнашти.Икки күн давам қилған бу турнирда Чимкәнт шәһиридин кәлгән икки команда вә шундақла «Аттила», «Нур», «Ниет», «Батырхан», «Медина» спорт клублирида шуғуллиниватқан 7 яштин 17 яш арилиғидики өсмүрләр күч синашти. Һәрхил салмақ дәриҗилири бойичә рәқиплирини тиз пүктүрүшкә интилған яшларниң арисида қизларниңму болғанлиғи, ушу-саньдаға дегән қизиқишниң өсмүрләр арисида хелила аммибаплиққа айлиниватлиғидин дерәк бәрсә керәк. Өз новитидә, улар жигитләрдин һеч қелишмай, алдинқи орунлардин көрүнди.
Һәр жили өткүзүлүватқан бу турнирға қатнишиватқанлар саниниң жилдин-жилға өсүватқанлиғи, өсмүрләрниң яман илләтләрдин нери болуп, сағлам һаят тәризигә йеқинлишиши һәркимни хошал қилиду, әлвәттә. Бу йәрдә уларни мошу йолға башлиған устазлириниң әмгигини алаһидә баһалап, уларға миннәтдарлиқ билдүрүшкә әрзийду.
Шундақ қилип, исми көпчиликкә яхши мәлум Өмәрҗан Идиллаев, Әркин Шаев, Камил Абримов, Ислам Либиров қатарлиқ мәшиқләндүргүчиләрниң қолида шуғуллиниватқан спортчилар өз һүнәрлирини көрситип, ғалип чиққанлар Пәхрий ярлиқлар вә баһалиқ соғилар билән мукапатланди.
Мәшүр САСИҚОВ.

205 рет
көрсетілді0
пікір
Алдыңғы мақала
Рәқивини бәш секундтила тиз пүктүрди
Келесі мақала
Талланма команда тәркивидә — уйғур жигити
ПІКІР ҚАЛДЫРУ
Сіздің электронды пошта жарияланбайды. Қатарды міндетті түрде толтырыңыз *