• Муштири топлаш — 2017
  • 09 Желтоқсан, 2016

Күн тәртивидә — мәтбуат мәсилиси

Йеқинда Панфилов наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң новәттики жиғини болуп өтти.  Дилшат Насиров баш қошушни ечип, мәзкүр тәшкилатниң он айниң ичидә әмәлгә ашурған ишлириға тохталди. Бүгүнки баш қошушқа наһийәдики йәтмиштин ошуқ жигитбеши билән ханим-қизларни, яшлар кеңәшлирини, жут активистлирини тәклип қилдуқ, – дәп сөзини башлиди у. – Һазир ялғуз рәсмий нәшримиз «Уйғур авази» гезитиға муштири топлаш қизғин кетип бариду. Чүнки «Уйғур авази» – бизниң роһий озуғимиз, жараңлиқ авазимиз. Шуниң үчүн биз уни яркәнтликләрниң той селиғиға киргүздуқ. Шундақла Яркәнттә бирнәччә мәшрәп бар. Шуларниң һәрбири 5 данидин муштири топлашқа ат селишидиған болди. Баш қошушта сөз новитини алған Яркәнт шәһиридики әң чоң «Йәттису» мәһәллисиниң жигитбеши Нуруллам Ваҗитов бүгүнки күндә йәтмиштин ошуқ аилиниң муштири болғанлиғини тәкитләп, Һакимҗан Мәрүпов, Зәйнавдун Сабитов, Мәһәммәтҗан Әзимбаев, Нурмәһәмәт Турдиев қатарлиқ жигитбашлириниң өзлири башқуруватқан жутларда һәрқайсисиниң әлликтин ошуқ аилиниң сөйүмлүк гезитимизгә йезилишқа дәвәт қилғанлиғини ейтип өтти. Бирлик йеза округи Ақсақаллар кеңиши рәисиниң орунбасари Яқуп һаҗим Аюпов, жут активистлири Шерипидин Рәхмидинов, Нурмәһәмәт Абдуллаев, Арупҗан Жумахунов, Ташмәһәмәт Мәмләков муштирилар санини көпәйтишкә күч салидиғанлиғини изһар қилишти. Жиғинда шундақла «Азия бүгүн» гезитиниң хадими Заһидәм Дөләтова, тиҗарәтчи Мусәлим Һәмраев «Тәңритағ» телеканали һәққидә өз ой-пикирлири билән ортақлашти. Гөһәрбүви  ИСМАЙИЛҖАНОВА. Панфилов наһийәси.  СҮРӘТТӘ: биринчи қатарда Реһимҗан Ғаппаров (солдин оңға), Мәһәмәтҗан Әзимбаев, Нурмәһәмәт Турдиев, иккинчи қатарда Һакимҗан Мәрүпов (солдин оңға) Нуруллам Ваҗитов, Зәйнавдун Сабитов вә Әхмәтҗан Бавдинов. 

412 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы