• Спорт
  • 16 Желтоқсан, 2016

Вәдисидә турған чемпион

Ноябрь ейида Грекияниң Солоники шәһиридә өткән спортниң киокушинкай каратэ түри бойичә дуния чемпионатида алтә яшлиқ Илһам Насиров дуния чемпиони аталди.— Оғлумиз балилар бағчисида тәрбийилиниватиду, — дәйду Илһамниң аписи Динара. — Кичигидинла шох, һәрикәтчан болуп өсүватиду. Шуңлашқа дадиси Әзиз төрт йешидила уни үзүш вә карате секциясигә бәргән. Илһам һәрбир мәшғулатни тәқәзалиқ билән күтүп, спортқа қизиқиши чапсан өсти. Дәсләп 2015-жили каратэдин Алмута шәһәрлик турнирға қатнишип, иккинчи орунни егилиди. Шу жили у клубларара турнирда йәнә иккинчи орунни йеңивалди. Қизиқ йери, шу мусабиқидин кәлгәндин кейин Илһам дадисиға буниңдин кейин пәқәт биринчи орунни елиш вәдисини бәргән еди. У шуниңдин буян вәдисидә туруп келиватиду. 2016-жил Илһам үчүн утуқлуқ болди. У җумһурийәт чемпиони аталса, Алмута шәһәрлик турнирда вә Алмута шәһириниң 1000 жиллиғиға беғишланған хәлиқара мусабиқидә биринчи орунни егиләп, каратэдин көк бәлбағ егиси болди. Илһамниң әндики армини қара – бәлбағ егиси атилиш. Бизму, өз новитидә, алтә йешида спорт маһирлиғиға намзат болған Илһамға утуқ тиләймиз. Йолдаш МОЛОТОВ.

265 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы