• Әхбаратлар еқими
  • 16 Желтоқсан, 2016

Қазақстанда қанчә Нурсултан, Нурлыжол вә Бәйтерек яшайду

Йеқинда Қазақстан Җумһурийитиниң Миллий ихтисат министрлигиниң Статистика комитетида мустәқилликтә өткән 25 жил ичидә қазақстанлиқларниң йеңи туғулған балилириға қандақ исимларни көпирәк бәргәнлигини, башқичә ейтқанда, аһали арисида қандақ исимларниң аммибап екәнлигини көрситидиған мәлуматларни елан қилди.Шундақ қилип, мәзкүр Комитетниң мәлуматлириға асаслансақ, һазир Қазақстанда Нурсултан исимлиқ 31 810 адәм яшаветипту. Уларниң тоққузи 1991-жили 16-декабрьда дунияға кәлгән екән.  3 512 қизға ата-аниси Сара дегән исимни қоюшни тоғра көрүпту. Жутдашлиримизниң бириниң исми Қазақстан болса, йәнә бириниң Тәуелсиздик екән. Шундақла аримизда  23 – Отан, 35 – Елбасы,  10 – Астана, 13 – Теңге яшаватиду. Тоққуз қазақстанлиққа әзән чақирип, Нуротан дәп ат қойса, 11 адәмниң исми Нурлыжол.  53 вәтәндишимиз Бәйтерек исми билән яшаватиду. Үчиниң исми Мәңгилик, иккисиниң – Ақорда екән. Атазаң дегән чирайлиқ исим бирла балиға қоюлупту. Мавзуға мунасивәтлик шуни қошумчә қилимизки, мустәқиллик жиллирида әң көп бала 2014-жили (399 миң) туғулупту. Униңдин кейинки орунларда 2015-жил (398 миң) вә 2013-жил (387 миң) туриду. Әң сәлбий көрсәткүч  1999-жилға (212 миң) тоғра келидекән.

630 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы