• Инкас
  • 16 Желтоқсан, 2016

Уйғур мәтбуатиниң дәсләпки қалиғичи — «Садаи таранчи!»

«Уйғур миллий мәтбуати нәччә яшта?» дегән соал туғулғандин буян, көпчилик арисида бирмунчә пикирләр ейтилип жүриду. Әйнә шу наениқ пикирләргә жавап сүпитидә гезитимизниң 20-октябрь күнидики санида Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлисиниң депутати, Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Кеңишиниң әзаси, жумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Шаһимәрдан Нурумовниң «Уйғур авази» — «Садаи таранчиниң вариси» сәрләвһилик мақалиси бесилған еди. Йеқинда биз пүткүл аңлиқ һаятини уйғур мәтбуатини тәтқиқ қилиш билән өткүзгән тарихчи алим Мунир Ерзин билән учришип, униң көтирилгән ушбу мәсилә бойичә пикирлирини тиңшап қайттуқ. — Чар Россия дәвридә, йәни 1881 — 1883-жиллири, Или тәвәсидин көчүп кәлгән уйғурлар Қазақстан вә Оттура Азия тәвәлиригә жайлишип, аз жилларниң ичидә өзлириниң ихтисадини, мәдәний һаятини йолға қоюп кетәлиши уларниң тиришчанлиғиниң вә әмгәкчанлиғиниң бир бәлгүси болди. Лекин уларға берилгән мунбәтлик йәрләр болмай, чөл-қақас еди. Шуниңға қаримай, улар өзлириниң меһнити билән шу йәрләрни аватлаштуруп, бағу-бостан, гүлзарлиқларға айландурди. Әнди Йәттисуға җайлашқан уйғурларниң тарихиға әтраплиқ тохтилишқа тоғра келиду. Чүнки улар, бая биз ейтип өткән йәргә меһнәт қилиштин ташқири, мәдәний һаятини, маарип саһасини вә инсанийәтниң мәдәний һаятида муһим роль атқурғучи қурал — мәтбуатни шәкилләндүрүшкә бәл бағлиди һәм уни өзлириниң өмлүги һәм тиришчанлиғи түпәйли барлиққа кәлтүрәлиди. Мәлумки, шу заманларда мәтбуат саһасини йолға қоюш бир адәмниң яки бир милләтниң қолидин келидиған иш әмәс еди. Йәттисуда мәтбуат саһаси Кеңәш һакимийити орниғандин кейин риваҗлинишқа башлиди. Мошу йәрдә шуни алаһидә тәкитләш керәкки, уйғур мәтбуати 1918-жили февраль ейида вуҗутқа кәлди. У уйғур мәтбуатиниң дәсләпки қалиғичи «Садаи таранчи» гезити еди. Әлвәттә, бу гезитта уйғурларниң мәдәний һаяти, әдәбияти, умумән, уйғурлар һәққидә хәвәрләр берилди. Әнди немә үчүн «Садаи таранчи» дәп нам берилди десәк, бу тәбиий нәрсә. Чүнки, тарихтин мәлумки, Йәттисуға вә Оттура Азиягә көчүп кәлгән уйғурлар асасән Или уйғурлири болуп, улар өзлирини «таранчи» дәп атиған. Бу йәргә кәлгәнләрниң арисида Шинҗаңниң җәнубидики қәшқәрликләр болсиму, гезитниң намини аһалиниң көпчилигини тәшкил қилидиған «Таранчилар авази» дәп аташ мувапиқ дәп тепилған. Мениң мошу «Садаи таранчи» гезитиниң тарихини тәтқиқ қилиш җәриянида көз йәткүзгән нәрсәм шуки, бу мәтбуат васитиси наһайити нурғун қийинчилиқлар билән йоруқ көргән. Биринчидин, кадрлар мәсилиси, мәбләғ мәсилиси җәһәттики йетишмәсликләр болса, әң қийини — мәтбәәчилик, йәни уни қәйәрдә бастуруп чиқириш болди. Өзәңларға мәлум, гезит Һүсәйинбәг Юнусов исимлиқ миллитини чәксиз сөйгән милләтпәрвәр инсанниң қайтмас ирадиси нәтиҗисидә нәшир қилинған. Униңға Қазандин кәлгән Зәриф Бәширий исимлиқ татар журналисти муһәррирлик қилиду. У 1914-жили мошу Йәттису тәвәсигә келип, маарип саһасиға, көплигән мәдәний ишларға арилашқан аң-сәвийәси жуқури адәм болуп, татар хәлқиниң тонулған шаири Абдулла Тоқайниң замандиши еди. Зәриф Бәширий «Садаи таранчиниң» барлиқ алтә саниға муһәррирлик қилиду. Вақит өтүп, бу гезит «һөкүмәт тәрипидин контрреволюциялик нәшир, уни тәшкиллигәнләр бизгә қарши чиққучилар» дәп дәрһал мәнъий қилиниду. Һүсәйинбәг Юнусовқа «вәтинини сетип, қечип чиққан хаин» дегән әйип теңилиду. Әнди гезитни нәшир қилғучи Һүсәйинбәг Юнусов Хитайға қечип кетишкә мәҗбур болиду. Мән бу гезитни нурғун издидим. Издимигән йерим қалмиди десәмму болиду. Қазанға, Лениградқа, һәтта Москвағиму бардим. Һеч йәрдин тепилмиди. Пәқәт бирла Алмутидики кам учрайдиған китаплар фондиниң китап палатисиниң картотекисида карточкиси бар екән. Шу чағда мән интайин хошал болуп кәттим. Лекин мән уларға «гезитни маңа бериңлар» десәм, у йәрдикиләр гезитниң өз орнида йоқ екәнлигини ейтти. Мән 1955-жили Қазақстанға кәлгәндин кейин нурғун китапханиларда болдум. Шу җәриянда мошу тәвәдә «Ишчи хәлиқ мухбири», «Көмәк», «Учқун», «Пухра» намлиқ гезитларниң йоруқ көргәнлигини ениқлидим. Әң муһими, бу нәширләр пәқәт уйғур хәлқиниңла гезитлири болуп қалмай, пүткүл түркий хәлиқләргиму ортақ болған. Мәсилән, «Ишчи хәлиқ мухбири» гезитиниң алтә редколлегия әзаси болған. Шуларниң бири Абдулла Розибақиев еди. Шуниң билән биллә бу йәрдә 1918-жилидики «ату» вақиәси тоғрилиқму мақалә берилгән. Немила демәйли, 1918-жили февральдин май ейиғичә «Садаи таранчи» намлиқ уйғур гезити нәшир қилинип, униңда биринчи болуп уйғурлар мәсилиси көтирилгән. Уларниң күндилик һаятидин учурлар берилгәндин ташқири, мәдәнийитигә вә маарип саһасиға мунасивәтлик әхбаратлар орун алған. Бу йәрдә шуни ишәшлик ейталаймәнки, «Садаи таранчи» уйғур мәтбуатиниң дәсләпки қалиғичи» дегән намға лайиқ. Әлвәттә, униңдин кейин җәмийәт әрбаби Абдулла Розибақиевниң күч чиқиришида «Кәмбәғәлләр авази» йоруқ көрди. Лекин «Садаи таранчи» — әһвалниң һәммә җәһәттин еғир болушиға қаримай, хәлиқниң еһтияҗини қандуруш нийитидә милләтпәрвәр оғланларниң әҗри нәтиҗисидә нәширдин чиққан гезит. Униң орни бөләк. Ахирида Шаһимәрдан Нурумов инимизниң ениқ фактларға асасланған һалда, бүгүнки таңда уйғур хәлқиниң көзи һәм қулиғи болуп келиватқан «Уйғур авазини» «Садаи таранчиниң» вариси дегән пикригә толуқ қошулимән. Буниңға қошумчә, келәр жили, Алла буйриса, 2018-жили «Садаи таранчиға» 100 жил толиду. Бу сәнәни аңлиқ милләт сүпитидә, йәни мәдәнийәтни, маарипни вә мәтбуатни һөрмәтләшкә майил хәлиқ болуп дағдуғилиқ нишанлишимиз керәк. Вәтәндин, Түркиядин һәм җәзмән Татарстандин меһманларни тәклип қилишимиз лазим. Ундақ дейишимниң сәвәви, «Садаи таранчиға» муһәррирлик қилған Зәриф Бәширий мошу нәширдә хизмәт қилғанлиғи үчүн әллик жилға йеқин түрмидә олтарған. Бу сәнәләрни алий дәриҗидә уюштурсақ, бу мәсилигә мунасивәтлик муһим әхбаратлар тепилип қелиши мүмкин. Илаһим, шу күнләргә йәтсәк, мениңму һазирчә уйғурларға мәлум әмәс күтүлмигән соғилирим һәм бар. Йезивалған Мәшүр САСИҚОВ.

547 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы