• Әхбаратлар еқими
  • 16 Желтоқсан, 2016

Тәзийә телеграммилирини әвәтти

Нурсултан Назарбаев Индонезия Җумһурийитиниң Президенти Джоко Видодоға тәзийә телеграммисини әвәтти. Телеграммида Қазақстан Президентиниң Ачех өлкисидә йүз бәргән йәр тәврәш ақивитидә нурғунлиған адәмләрниң һалак болғанлиғи тоғрилиқ хәвәрни чоңқур қайғуруп қобул қилғанлиғи тәкитлиниду. Дөләт рәһбири һалак болғанларниң уруқ-туққанлири билән йеқинлириға вә достанә Индонезия хәлқигә тәзийә билдүрүп, зәрдап чәккәнләрниң чапсанирақ сақийип кетишини тилиди. *** Нурсултан Назарбаев Пакстан Ислам Җумһурийитиниң Президенти Мәмнун Һүсәйингә тәзийә телеграммисини әвәтти. Телеграммида Қазақстан Президентиниң Пакстан һава йоллири самолетиниң һалакәткә учриши ақивитидә адәмләрниң һалак болғанлиғи тоғрилиқ хәвәрни чоңқур қайғуруп қобул қилғанлиғи тәкитлиниду. Нурсултан Назарбаев орни толмас җудалиққа ортақлишип, Қазақстан хәлқиниң вә шәхсән өзиниң намидин һалак болғанларниң уруқ-туққанлири билән йеқинлириға, шундақла Пакстан хәлқигә тәзийә билдүрди. * * * Нурсултан Назарбаев Түркия Җумһурийитиниң Президенти Реджеп Тайип Эрдоғанға Стамбулда орун алған террорлуқ һәрикәткә бағлиқ тәзийә телеграммисини әвәтти. Телеграммида Дөләт рәһбириниң йүз бәргән террорлуқ һәрикәт тоғрилиқ хәвәрни чоңқур қайғуруп қобул қилғанлиғи тәкитлиниду. «Заманивий синақ-ховуплар көпийиватқан мурәккәп вақитта биз Түркия билән биллә хәлиқара турақлиқ вә бехәтәрликни тәминләш үчүн барлиқ күч-қувитимизни сәрип қилишқа тәйяр», дейилиду телеграммида. Нурсултан Назарбаев Қазақстан хәлқиниң вә шәхсән өзиниң намидин һалак болғанларниң аилилири билән йеқинлириға тәзийә билдүрди, шундақла зәрдап чәккәнләрниң чапсанирақ сақийип кетишини тилиди. *** Нурсултан Назарбаев Мисир Әрәп Җумһурийитиниң Президенти Әбдел Фаттах Ас-Сисиға Қаһиридә йүз бәргән террорлуқ һәрикәткә бағлиқ тәзийә телеграммисини әвәтти. Дөләт рәһбири йүз бәргән террорлуқ һәрикәт тоғрилиқ хәвәрни чоңқур қайғуруп қобул қилди. «Вақиә қурванлириниң бесим көпчилигиниң аяллар билән балилар екәнлиги һәммимизни бепәрва қалдурмиди. Қазақстан бехәтәрликкә вә течлиққа ховуп туғдуруватқан хәлиқара экстремизм һәм терроризм һәрикәтлирини қәтъий әйипләйду. Қаһиридики террорлуқ һәрикәт цивилизациялик дунияда радикаллиқ топлар билән уларниң идеологиясигә орун йоқ екәнлигигә йәнә бир қетим көзимизни йәткүзди», дейилиду телеграммида. Нурсултан Назарбаев Қазақстан хәлқиниң вә шәхсән өзиниң намидин һалак болғанларниң аилилири билән йеқинлириға, шундақла пүткүл Мисир хәлқигә тәзийә билдүрүп, зәрдап чәккәнләрниң чапсанирақ сақийип кетишини тилиди.

650 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы