• Йеңилиқлар
  • 23 Желтоқсан, 2016

Бесип өткән мусапимиз әсирләргә баравәр

— Валихан Қалижан оғли, бийил Мустәқиллигимизниң 25 жиллиғини нишанлаймиз. Мустәқиллигимизни қолға алғандин бери қандақ мусапиләрни бесип өттуқ? Биз еришкән утуқлиримиз немидин ибарәт? Һәм шундақла бүгүн күндә қандақ мәсилиләр күн тәртивидә туриду? — Өзәңларға мәлум, тарих синиғи – бу еғир вә мәшәқәтлик бир синақ. Қазақ хәлқи тарихта көплигән еғирчилиқларни баштин кәчүрди. Биз инсан мәпкүрисигә сиғмайдиған һәрхил мусапиләрни бесип өттуқ. Амма бизниң тарихимиз наһайити шанлиқ. Һәммигә аян, Президентимиз түнүгүнки Кеңәш Иттипақида шәкилләнгән бир иҗтимаий вә сәясий түзүмдин, йәнә иккинчи бир ислаһат түзүмигә башлап елип маңди. Йеңи дәвиргә мувапиқ, йеңи тәбиий роһни хәлиқ аң-сәвийәсигә сиңдүрүш үчүн белини мәккәм бағлиди. Һәммә дөләтлик атрибут-символларни тиклиди, чегарини қоршап, бәкитти. Ихтисадимизниң тәрәққият йөнилиш-динамикисини бәлгүләп, Қазақстан хәлқиниң сөйүмлүк көч башчисиға айланди. Қисқиси, қазақ хәлқиниң узақ дәвирләрдин алқип келиватқан тарихий арзу-арманлирини әмәлгә ашурди, халас. Шу сәвәптин бүгүнки күндә Дөләт рәһбириниң тарихий төһписи билән тарихий орнини вә ролини тәсәввур қилиши мүмкин әмәс, дәп ойлаймән. Буниңға пәқәтла вақит вә умумхәлиқ җавап берәләйду. Очуғини ейтқанда, бүгүнки җәмийәт тәрәққиятимиз барометрға охшайду. Биз қанчә алға қарап маңивәргәнсири, униңда болуватқан түрлүк-түмән вақиәләр, сөзсиз, һәрхил долқунлар пәйда болуп туриду. Бу вақиәләр инсан тәғдирини түп-асастин өзгәртмәктә. Амма өз вәтинимизгә вә хәлқимизгә сәмимий көйүнүш билән дана Президентимизниң сәяситини қоллаш-қувәтләш арқилиқ биз һәрқандақ долқунларға тақабил туралаймиз. — Бир дәвирдин иккинчи дәвиргә умумйүзлүк хәлиқ болуп атлиниш асан әмәс, әлвәттә... — Шуңлашқа өз вақтида Америка Қошма Штатиниң Президенти Джорж Буш Н.Ә. Назарбаевни «Мустәқил Җумһурийәтләр Һәмдостлуғидики рәһбәрләрниң арисида келәчәкни көрәләйдиған хисләт-қабилийәткә егә» дәп алаһидә етирап қилған болса, Улуқ Британияниң экс-премьери Маргарет Тетчер заманимизниң Бәш улуқ сәясәтчисиниң қатариға қоюп, «Н.Назарбаев – бир дәвирниң даирисидин алқип кәткән шәхс» дәп инкас қайтурған. Әнди Президентимизни Грекияниң илгәрки сабиқ премьер-министри Ионнис Метаксас түрк җумһурийитиниң асасчиси Ататүрккә охшатса, Намык Кемел Зәйбек (Түркия) вә Мухаммед Мунир (Пакстан) қатарлиқ дуния миқиясидики көплигән сәясәтчиләр миллий рәһбиримизни қитъәара (планетаралиқ) шәхс дәп тонуди. Есиңларда болса керәк, буниңдин бирнәччә жил илгири «Егемен Қазақстан» гезитидә «Қазақстан һәққидә билгүниз кәлсә, Парижға келиң» намлиқ наһайити чоң сәрләвһилик мақалә йезилған. Парижда йүз миң нусха билән тарайдиған журналниң бир номери түгәл Қазақстанға беғишлинип, униң сиртқи муқависиға Әл рәһбири Нурсултан Назарбаевниң рәсими бесилип, сөһбити берилгән. Қисқиси, Европида бу хил мақалилар көпләп елан қилинип, бизниң дөлитимизниң вә Президентимизниң аброй-шәнини мислисиз дәриҗидә көтәрди. Әл рәһбири әйнә шу шанлиқ 25 жил давамида әсирләргә мувапиқ иш-паалийәтләрни әмәлгә ашурди, бүйүк утуқларға йәттуқ. Буниң һәммиси —бизниң тарихимиз, мустәқил Қазақстанниң тарихи. Биз үчүн бәкму қиммәт, бебаһа вақит, чүнки униңда бәләнт хошаллиғимиз, улуқ иш-нәтиҗилиримиз, йәткән утуқлиримиз беһесап. Тәсәввур қилиш тәс. Раст, бәзидә әттигинәй, хәп дегүзүп қойған қамчилиқлиримизму бар. Амма улар чарәк әсирниң яхшилиғи билән бәрикити алдида, тилға аларлиқ дейишкә болмайду, әлвәттә.  — Бизниң елимиз үчүн хәлиқара тәшкилатларға рәһбәрлик қилиши һәқиқий мәнада тарихий қәдәмләр болди... — Шундақ. Бийил җумһурийитимизниң нами техиму егиз көтирилип, аләмгә йейилди. Қазақстан БДТ бехәтәрлик кеңишиниң рәислигигә сайлинип, бу саһада риясәтчилик қилишқа башлиди. Дуния йүзиниң 56 дөлити әза болған мошундақ чоң хәлиқара тәшкилатқа рәислик қилиш ахирқи нәтиҗидә өз мустәқиллигигә 25 жил толған бир дөләт үчүн, униң дәриҗиси вә иқбалини көрситип турупту. Өз вақтида Европилиқ Һәмкарлиқ кеңишигә вә көплигән хәлиқара тәшкилатларға башчи болуп, рәислик қилған едуқ. Болупму, Президентимизниң ядро қуралиға қарши, Сирия вә Украина бойичә течлиқ келишимләргә аит тәшәббуслири дуния хәлқиниң диққитини қозғиди. Бу Әл рәһбири билән Қазақстан хәлқиниң тинмай әмгәк қилиши һесавиға кәлгән аброй, шану-шөһрәт. — Сиз узақ мәзгил Дөләтниң жуқури лавазимлирида ишләп кәлдиңиз. Парламент депутати сүпитидә көплигән паалийәтләрни әмәлгә ашурдиңиз? — Өзәңларға мәлум ихтисадий вә җәмийәт тәрәққиятини «тоғра мөлчәрләш» билән уни «әқиланә парасәтлик әмәлгә ашурушта» Дөләт рәһбириниң Стратегиялик лаһийилирини әмәлгә ашурушқа биркишилик һәссәмни қоштум. Есиңларда барки, Президентимизниң 2010 — 2020 — 2030-жж Стратегиялик мәктүплиридә йоллиған тапшурмилирини орунлашқа дегилик қатнаштим. Бу җәриянларға һәммә қазақстанлиқ өз һәссини қошти, дәп һесаплаймән. Мән дәсләпки қетим депутатлиққа өз намзитимни көрсәткән күнни һәргизму есимдин чиқармаймән. Алмута вилайити бойичә сайламға қатнашқанда, мениң рәқивим уйғур зиялиси болған. У киши вәзийәтни тоғра баһалап, мени қоллиған еди. Мән интайин хошал болдум. Алмута вилайитиниң көплигән актуал мәсилилири диққәт нәзәригә елинди. Мошу жиллири мениң бурунқи достлирим болған алақилирим күчәйди. Мән уйғур хәлқиниң атақлиқ журналистлири Йолдаш Азаматов вә Абдумеҗит Дөләтов билән наһайити йеқиндин арилаштим. Улар билән җәмийитимиздә йүз бериватқан җәриянларға паал иштрак қилдуқ. Мәтбуат саһасида Президентимизниң тапшурмилирини утуқлуқ әмәлгә ашурдуқ дәп ойлаймән. Мустәқилликниң дәсләпки жиллири биз журналистларға алдиға турған вәзипиләр интайин чоң еди. Биз уларниң һөддисидин шәрәплик һалда чиқтуқ, дәп ойлаймән. — Уйғурлар Сизни көрнәклик алим, әдәбиятшунас вә өткүр публицист сүпитидә тонуйду. — Тоғра. Мениң пүткүл өмрүм тәтқиқат вә тәрғибат билән беваситә бағлиқ. Журналистика саһасида 30 жилдин артуқ хизмәт кәлдим. Дәсләпки чағларда Алмута вилайитиниң «Жетысу» гезитидә ишлидим. Амма илим- пәнгә дегән иштияқим вә интилишим күчлүк еди. Бу ихлас мени Әл-Фараби намидики КазДУға йетәклиди. У йәрдә аспирантурини пүтирип, намзатлиқ диссертация яқлидим. Шу чағдики Қазақстан комсомол Мәркизий Комитетиниң биринчи кативи бүгүнки Мәҗлис депутати җәмийәт әрбаби Қуаныш Султанов мени шу комитетқа ишқа чақирған еди. Мән бармидим. Улар «Бу йәргә көрүнгән адәм бешини тиқалмайду, һә, бу жигит қаршекән» дәп һәйран болди. Сәвәви, мениң илим-пәнгә вә публицистикиға болған иштияқим наһайити үстүн еди. Амма шараит ахири шу йәргә беришқа мәҗбурлиди. Қисқиси, бу вақиә мениң тәғдиримни түп-асастин өзгәртивәтти. Шундақ қилип, мән Қазақстан комсомоли Мәркизий Комитетиға ишқа орунлаштим. Амма паалийитим тәшвиқат-тәрғибат ишлири билән беваситә бағлиқ болғачқа, мәтбуат вә нәшрият саһалириниң тәрәққиятини техиму тәпсилий вә чоңқур үгинишкә тоғра кәлди. Униң қир-сирлири билән йеқиндин тонуштум. Журналистика саһаси мурәккәп бир саһа болсиму, амма у қизиқарлиқ саһа. Инсан диққитини һәрдайим өзигә тартип туриду. Вақит динамикисидин һәм һәрхил өзгиришләрдин өз вақтида рошән учур берип туриду. Шуңлашқа у башқа саһалардин пәриқлиниду. Шу сәвәптин дөләт журналистларниң әмгигини жуқури баһалайду. Әнди өзәмгә келидиған болсақ, Президентимизниң тапшурмиси бойичә, йәнә шу мәтбуатқа қайтип келип, «Лениншил жас» гезитиға баш муһәррир болуп тайинландим. Өзәңлар билисиләр, мәзкүр гезитниң җәмийәттики орни наһайити чоң еди. У йәрдә чоң тәҗрибә топлап, кейинирәк дөләтниң муһим мәтбуат орни болған «Егеменды Қазақстан» гезитиниң баш муһәррири болуп тайинландим. Бу җәриянда дөләт рәһбәрлири билән йеқин мунасивәттә болдум. Амма илим-пәнгә болған ихласимни һәргизму йоқатмидим. Кейинирәк докторлуқ диссертация қоғдап, бүгүнки күндә Қазақстандики әң чоң билим орни болған Мухтар Омархан оғли Әвезов намидики әдәбият вә сәнъәт институтида мудир болуп ишләватимән. — Сиз бу йәргә кәлгәндин бери мәзкүр институт нурғунлиған илмий лаһийиләрни әмәлгә ашурди. Қазақстан хәлқи әдәбияти вә сәнъити бойичә һәртәрәплимә вә чоңқур тәтқиқатлар жүргүзүлди. Шу җүмлидин уйғур мәдәнийитигиму алаһидә диққәт бөлүнгәнлигидин хәвиримиз бар... — Тоғра. Уйғур хәлқиниң мәдәнийити бай вә узақ тарихқа егә. ХХ әсирниң иккинчи йеримида Қазақстандики уйғур әдәбияти җошқун һалда риваҗланғанлиғи мәлум. Уйғур сөз сәнъити сан җәһәттин болсун, яки сүпәт җәһәттин болсун, җиддий тәрәққият йолиға чүшкән. Шу сәвәптин бизниң алимлиримиз уйғурларниң әдәбиятини, рәссамчилиқ әнъәнилирини, уссул сәнъитини, театр тарихини вә публицистика тәрәққиятини алаһидә тәтқиқат қилип кәлмәктә. Өзәңларға мәлум, көплигән әмгәкләр нәшир қилинди. Бу илмий-тәтқиқатлар дөләт тәрипидинму мунасип баһаланди. Қазақстан хәлқи Ассамблеяси билән Маарип министрлиги тәрипидин рәсмий тонуштурушлар уюштурулди. Һазир бу монографияләр китап дуканлирида сетиливатмақта. Институтимиз Қазақстан хәлқи Ассамблеяси, көплигән этномәдәнийәт мәркәзлири, «Deutscһe Allgemeіne Zeіtung», «Жийана курд», «Уйгур авази» қатарлиқ миллий нәширләр билән наһайити зич мунасивәт орнатти. Қазақстанда туридиған башқа этносларниң көрнәклик намайәндилири билән һәрхил мәзмундики учришишларни уюштуруп туруватимиз. Атап ейтқанда, мәрһум шаир, тәрҗиман, Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң алтун медалиниң саһиби Гасан Хаджисулейман, көрнәклик прозаиклар Анатолий Ким, Михаил Пак, россиялик язғучи, Н.Островский мукапитиниң саһиби Вильям Садиқов, осетин этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Қазбек Мамсуров, истедатлиқ уйғур язғучилири Рабик Исмайилов, Әхмәтҗан Һашири вә Җәмшит Розахунов охшаш бирқатар зиялилар билән учришишлар өткүзүлди. Болупму мәрһум Зия Сәмәди вә М.Абдрахмановниң иҗадийитигә беғишланған әнҗуманлар чоң әһмийәткә егә. Биз уюштуруватқан чарә-тәдбирләргә талантлиқ шаир Мәмтимин Обулқасимов билән яш шаирә вә алим Шаирәм Баратова һәрдайим қатнишип туриду. Москва вә Белоруссия җумһурийәтлиридә китап көргәзмилиригә қоюлуп, уларниң муәллиплири хәлиқара дипломларға егә болмақта. Уйғур әдәбияти, сәнъити, рәссамчилиғи бойичә илмий әмгәклиримиз наһайити жуқури баһаланди. Әнди бәзи алимлиримиз қазақ вә уйғур әдәбиятиниң өзара мунасивәтлири бойичә илмий материалларни тәйярлиған алимлиримиз, көплигән хәлиқара әнҗуманларға қатнишип, иллиқ инкасларға егә болди.. Шәхсән мән өзәм даңлиқ уйғур язғучилири Һезмәт Абдуллин, Зия Сәмәди, Қурван Тохтәмов, Турған Тохтәмов, Шайим Шаваев вә Әхмәтҗан Һашириниң бәзи әсәрлирини оқуп чиқип, уйғур хәлқиниң турмуш-әһвалини тәпсилий үгәндим. Мениңму материаллирим китап вә журналларда бесилди. Кейинки вақитларда бизниң институтниң илмий кеңишиниң қарариға бенаән, «Тәуелсіз Қазақстандағы уйғыр әдәбиеті», «Уйгурская поэзия независимого Казахстана» вә көрнәклик уйғур шаири Җәмшит Розахуновниң иҗадийитигә беғишланған «Ізгілік жаршысы» мақалилар топлими елан қилинди. Бу хил паалийәтләр техиму җанлинидиған болиду, әлвәттә. — Болупму сиз уйғур реалистик әдәбиятиниң пешиваси Һезмәт Абдуллинниң иҗадий паалийитигә йүксәк баһа бәрдиңиз... — Һә, шундақ! ХХ әсирниң иккинчи йеримида Қазақстандики уйғур әдәбияти җошқун һалда риваҗланғанлиғи мәлум. Уйғур сөз сәнъити сан җәһәттин болсун, яки сүпәт җәһәттин болсун, җиддий тәрәққият йолиға чүшкән. Талантлиқ язғучилар Һезмәт Абдуллинниң «Түккән түгүчләр», Қурван Тохтәмовниң «Қәдирданлар» һекайиләр топлиминиң йоруқ көрүши уйғур хәлқиниң мәдәнийәт тәрәққиятида алаһидә тилға аларлиқ вақиә болди. Көп өтмәй Һезмәт Абдуллинниң «Жутдашлар» романи елан қилинип, уйғур прозисиниң йеңи бәдиий сүпити бәлгүләнди. Бу Қазақстан уйғур әдәбиятида Мөмүн Һәмраевниң «Долқунлар арисида» романидин кейинки иккинчи чоң эпикилиқ жанриниң вуҗутқа келиши еди. Мәзкүр эпикилиқ әсәрдә уруш жиллиридики мәйдан вә арқа сәптики қәһриманлиқ көрүнүшләр әкис етилип, Кеңәш дәвридә шәкилләнгән уйғур хәлқиниң миллий аң-сәвийәси, етиқати вә башқа милләтләрара болған мунасивәтлири қоюқ бәдиий бояқлар билән сүпәтләнгән еди. Шу сәвәптин заманивий уйғур әдәбиятида йеңи қәһриман обризиниң үлгиси яритилди. Бу дәсләпки қетим умумлашқан «қәһриман хәлиқ» обризиниң гәвдилинишидур. Әлвәттә, буларниң көпчилиги соцреализм тәләплири вә бәдиий принциплири билән әмәлгә ашурулди. Умумән, Қазақстан уйғур әдәбиятиниң көрнәклик вәкили вә истедатлиқ прозаиги Һезмәт Абдулинниң иҗадий паалийити наһайити нәтиҗидарлиқ болди. Униң прозиси мавзу җәһәттин наһайити актуаллиғи, мәзмун һәм бәдиий идея даирисиниң кәңлиги, вақиәләрниң қатму-қат орунлаштурулуши билән пәриқлиниду. Тәкитләймизки, 1960-жили йоруқ көргән «Турпан тәвәсидә» вә униң давами сүпитидә йезилған «Тәғдир» романи уйғур проза жанриниң йеңи йөнилишиниң башланғанлиғини ашкарилиған болса, кейинки «Жутдашлар», «Отлуқ чәмбәр» романлири йеңи уйғур әдәбиятиниң бәдиий салмақлиғини намайән қилди. Сәргүзәштиләргә тола вақиәлик бу дилогиядә уйғур хәлқиниң өтмүши билән бүгүни вә келәчиги тарихи-публицистикилиқ вә бәдиий-эстетикилиқ роһта  вә алаһидә романтикалиқ пафоста ипадиләнди. Язғучиниң көплигән «Жаркент симфонияси», «Устилар», «Һәқиқәт егиләр, сунмас» охшаш повесть вә һекайилири жуқурида тилға елинған чоң әсәрлири Қазақстан уйғур әдәбиятиниң наһайити зор иқбалини көрситип бәрди. Умумән, Һезмәт Абдуллинниң прозисини диққәт билән көздин кәчүргән һәрқандақ оқуғучи, йеңи бир бәдиий иҗтимаий-географиялик реаллиқниң гәвдилиниватқанлиғини ениқ һис қилиду. Бу ХХ әсирдики Или вә Йәттису уйғурлириниң җәмийәтлик һаяти вә қазақ қериндашлири билән биллә бәрпа қиливатқан иҗтимаий турмуши. Әлвәттә, мәзкүр иҗтимаий-географиялик чәмбәр миллий аң-сәвийәниң түгүни вә бу аддий хәлиқ үчүн гөзәл өмүр сүрүш имканийити болуп қалди. Һезмәт Абдуллин яратқан йеңи қазақстанлиқ уйғур иҗтимаий портрети, у варислиқ қилған миллий мәдәнийәт типи, этник роһийәт ғәзниси, йәни миллий тил, фольклор, әдәбият-сәнъәт, урпи-адәт, ихтисадий турмуш реҗилири алаһидә илмий вә бәдиий әһмийәткә егә. Болупму язғучиниң заманивий миллий тарих, еқидә-мизанлири, пәхир-иптихари вә һар-номус адәтлиридин һасил болған етиқатниң иккинчи бәдиий чәмбириму бәдиий-эстетик мәзмунға бай. Бу қазақстанлиқ вәтәнпәрвәрлик билән зич бағлиқ. — Сиз йәнә бир мақалиңизда мустәқил Қазақстандики уйғур сөз сәнъити һәққидә иллиқ ой-пикирлириңизни ейтқан едиңиз. Бизниң язғучи-шаирлиримиз Сиздин бәк миннәттар. — Рәхмәт. Қазақстан өз мустәқиллигини қолға алғандин бери уйғур сөз сәнъитиниң тәрәққияти җиддий түс алғанлиғимизни билимиз. Қазақстан хәлиқ язғучиси Зия Сәмәдиниң «Жиллар сири» трилогиясиниң 3- вә 4- қисимлири, «Әхмәт әпәнди» дилогияси, «Истәк вә қисмәт», «Дәртмәнниң зари» романлири, Мәсүмҗан Зулпиқаровниң «Янар тағ» трилогиясиниң 2- вә 3-китаплири һәм «Сәрап» романи, Йүсүп Мухлисиниң «Мәшъәл», Шайим Шаваевниң «Билал Назим», Султан Җамалниң «Дозақ отида көйгәнләр», Җалал Мусаевниң «Һиҗран», «Разлука», «Исиян», «Қиян», дилогияси, Илахун Җәлиловниң «Ипархан», Йүсүп Илияс, Турған Тохтәмов «Назугум», Әхмәтҗан Һашириниң «Идиқут», «Баурчуқ Арт Текин» дилогияси, Абдувәли Садиқовниң рус тилида елан қилинған «Кашгарский гладиатор», «Взгляд волка», «Каган уходит последним», Мирғиясидин Яқуповниң «Оғузхан» тарихий романлири йоруқ көрди. Көрүп туримизки, Қазақстан уйғур әдәбияти йеңи чоң дәвиргә наһайити ишәшлик қәдәм басти. Бу әдәбий җәриянда көрнәклик уйғур язғучиси, «Алаш» мукапитиниң саһиби Әхмәтҗан Һашириниң әсәрлири биз, қазақстанлиқ иҗат әһли, үчүн зор әһмийәткә егә. Әдипниң дәсләпки «Ялғуз ялпуз» вә «Нур ана» романлири қазақстанлиқ уйғурларниң һаятиға беғишланған. Мәзкүр әсәрләрдә қазақ вә уйғур хәлқиниң достлуғи күйлиниду. Қазақ вә уйғур оқурмәнлири Қасқарау (миллити қазақ) билән Сейитқа (миллити уйғур) болған сәмимий мунасивәтлириниң әсәрниң та ахириғичә давамлишиватқанлиғи билән қанаәт һасил қилиду. Әгәр Қасқарау тәбиәтниң өзгиришигә кәскин қарши турса, Сейит тәғдирниң язмишиға тән бериду. Әнди «Нур ана» романида болса, баш қәһриман туғулуп өскән йезиниң чөлдәрәп кетишигә қаршилиқ көрситиду. Униң ойичә, йезини гүлләндүрүш үчүн нәччә әвлатлар тинимсиз әмгәк қилғанлиғиға қаримай, уларниң еқидисигә болған қаршилиқларға қаттиқ қайғуриду. Нур аниниң баш мәхсити – туғулған вәтинини аватлаштуруш, шуңлашқа у жутни ташлап көчүп кәтмәйду. Армини — ата-анилири ятқан топрақта пут-қолини созуп арамхуда мәңгүгә көз жумуш. Язғучи Әхмәтҗан Һашириниң пикри бойичә ейтқанда, инсанниң вапатиму вә у ятқан топрақму наһайити муһим әһмийәткә егә. Йәргә болған муһәббәт инсанни тоғра йолға башлайду. Язғучи өзиниң һаятидики әң муһим тарихий әсәр «Идиқут» вә «Баурчуқ арт Текин» дилогиясини вуҗутқа кәлтүрүш үчүн талай иҗадий мусапиләрдин өтүп, бәдиий тәҗрибиләрни топлашқа урунған. Бу ярқин образларниң галереясини яритишиға мүмкинчилик бәргәнлигини чүшинип туримиз. Хуласилап ейтқанда, Қазақстанда истиқамәт қиливатқан өзгә этнослар ичидә өзигә хас орни бар әдәбиятларниң бири – уйғур әдәбияти. У бурундин тартип қазақ, рус әдәбиятлири билән биллә риваҗлинип келиватиду. Қазақ вә уйғур хәлқиниң роһий-мәдәний алақилири қедимий заманлардин башлап шәкилләнгән. Түрк хәлиқлиригә ортақ көплигән язма ядикарлиқлар вә оттура әсир ислам муһитида шәкилләнгән сөз сәнъитимиз уйғур вә қазақ хәлқигиму ортақ. Биздә бу икки милләтниң бурунқи заманлардин башлап ич қоюн-таш қоюн болуп яшиғанлиғи һәққидә анчә ейтилип кәтмәйду. Уйғурлар өзиниң бурунқи нами билән биллә. Бизниң көплигән ру-тайпа, қәбилиләрниң келип чиқиши уйғурлар билән бир. Умумән, бизни Чоқан Валихановниң илмий тәтқиқатлири вә көплигән қазақ язғучилириниң уйғур достлириға беғишлап язған әсәрлири техиму йеқинлаштурған. Бу байлиқни пәқәт риваҗландуруш керәк. Уйғур хәлқини барчә Қазақстан хәлқи қатарида дөләт Мустәқиллигиниң 25 жиллиғи билән сәмимий тәбрикләймән! — Мәзмунлуқ сөһбитиңизгә рәхмәт. Сөһбәтләшкән: Алимҗан ТИЛИВАЛДИ — ҺӘМРАЕВ, профессор.

728 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы