• Әхбаратлар еқими
  • 23 Желтоқсан, 2016

Президент һозурида

 Нурсултан Назарбаев Алмутида җәмийәт әрбаби, Улуқ Вәтән урушиниң ветерани Аманжол Қалиқовни қобул қилди. Президентниң Алмутидики қараргаһида болуп өткән сөһбәт давамида Дөләт рәһбири Аманжол Қалиқовқа мәмликәт тәрәққиятиға сиңдүргән әмгиги үчүн миннәтдарлиқ билдүрүп, униңға саламәтлик вә паравәнлик тилиди. Өз новитидә ветеран Нурсултан Назарбаевниң җумһурийитимиз мустәқиллигини күчәйтишкә, аһалиниң паравәнлигини яхшилашқа бебаһа һәссә қошқанлиғини тәкитлиди. *** Нурсултан Назарбаев Алмутида җәмийәт әрбаби Өмирзақ Айтбаевни қобул қилди. Президентниң Алмутидики қараргаһида болуп өткән учришиш вақтида Өмирзақ Айтбаев Дөләт рәһбиригә Хәлиқара «Қазақ тілі» җәмийитиниң паалийити тоғрилиқ әхбарат берип, дөләтниң қазақ тилини қоллап-қувәтләштики бебаһа ролини атап өтти. Нурсултан Назарбаев җәмийәт әрбабиға дөләт тилини тәрәққий әткүзүшкә қошуватқан һәссиси үчүн миннәтдарлиқ билдүрди.

704 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы