• Йеңилиқлар
  • 23 Желтоқсан, 2016

Йеңи монумент орнитилди

Нурсултан Назарбаев Астанада Қазақстан Мустәқиллигиниң 25 жиллиғиға беғишланған йеңи «Тәуелсіздіктің 25 жылдығы» монументини ачти.«Тәуелсіздіктің 25 жылдығы» мемарчилиқ монументиниң ечилиши Мустәқиллик юбилейини нишанлаш күнигә беғишланди. Монументни тәнтәнилик ечиш мәрасимиға нурғунлиған адәмләр қатнашти. Нурсултан Назарбаев «Тәуелсіздіктің 25 жылдығы» монументиниң шәһәрдә мәмликәтниң баш мемарчилиқ рәмзлириниң арисида алаһидә орунни егиләйдиғанлиғиға ишәнчә билдүрди. — У Қазақстан Җумһурийитиниң бәш жиллиғиға беғишлинип, Алмутида ечилған дәсләпки Мустәқиллик монументиниң, пайтәхт рәмзи һесапланған «Бәйтерек» монументиниң, «Қазақ Елі» мемориал комплексиниң вә Мустәқилликниң 20 жиллиғи шәрипигә қәд көтәргән «Мәңгілік Ел» тәнтәнә дәрвазисиниң давами, — дәп тәкитлиди Дөләт рәһбири. Астананиң йеңи диққәткә сазавәр җайи – Мустәқилликниң 25 жиллиғи монументи – пайтәхтниң йәнә бир йеңи диққәткә сазавәр җайи болған ЭКСПО шәһәрчисидә қәд көтирип, өзиниң алаһидә шәкли билән көргәзминиң надир кәңлигигә өзлишип-сиңишип кәтти. Нурсултан Назарбаев Астананиң йеңи диққәткә сазавәр җайиниң пайтәхт турғунлири билән меһманлири көп зиярәт қилидиған җайға айлинидиғанлиғиға ишәнчә билдүрди. Буниңға монумент орунлашқан орунму имканийәт яритиду. Чүнки ЭКСПО-2017 объектлири һәм келәр жили, һәм көргәзмә йепилғандин кейин туристлар үчүн мәптункар җайға айлинип, бираз вақиттин кейин «Тәуелсіздіктің 25 жылдығы» монументи билән миллионлиған адәмләр тонушиду. Президент «Тәуелсіздіктің 25 жылдығы» монументиниң пүткүл мәмликитимизгә вә униң пайтәхтигә соға болғанлиғини тәкитләп, эскиз-идея муәллиплиригә, мемарларға вә қурулушчиларға тәшәккүр изһар қилди. Мәрасим ахирида Дөләт рәһбири барлиқ вәтәндашларни Мустәқиллик юбилейи билән тәбрикләп, паравәнлик, течлиқ вә разимәнлик тилиди.

552 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы