- Тәбрикләймиз
- 23 Желтоқсан, 2016
Тәбрикләймиз
Қәләмдаш-кәсипдишимиз Шәмшидин Аюповни мубарәк 50 яшлиғи билән қизғин вә сәмимий тәбрикләп, иҗадий утуқ, мустәһкәм саламәтлик, аиләвий хатирҗәмлик тиләймиз!Шәмшидин Олалим оғлини гезитханлиримиз өткүр қәлими, ой-тәпәккүриниң кәңлиги, көтәргән мавзусиниң әһмийәтлиги билән тонуса, биз, кәсипдашлири, уни ишләмчанлиғи, оперативлиғи вә кәмтар-сипайилиғи билән яхши билимиз. Мошундақ алий инсаний хисләтлиригә тәбиәт әта қилған таланти қошулуп, миллий журналистикимизниң тәрәққиятиға қошуватқан һәссисини техиму салмақлиқ қилип туриду. Илаһим, дайим шундақ болғай!
Туғулған күнүң билән, кәсипдаш!
«Уйғур авази» гезитиниң коллективи.
Талант
(Қәләмдаш иним Шәмшидин Аюповқа мәктүп)
Талант дегән тилла демәктур,
Аз учрайду шуңа талантлар.
Бу дунияда талант керәктур,
Толуп кәтти талантсиз затлар.
Талант дегән әлниң байлиғи,
Әлчүн өмрин қилар у хираж.
Әл байлиғин булап яшимас,
Қилмайду у һеч талан-тараж.
Әл үзигә дағдур талантсиз,
Әл бешиға талант болар таҗ!
* * *
Кирип қапсән иним әлликкә,
Кейин билдим тиллалиғиңни.
Синақлардин сүрүнмәй өткән
Һәқ-наһәқтә лиллалиғиңни.
Сәндәк алим — әлниң байлиғи,
Әл бәхтичүн керәксән дайим.
Хантәңридә көрәй боюңни,
Несип қилғай шуни илаһим!
Алим болдуң — аләм сениңки,
Қилмисамму болиду вайим.
Саңа талант бәргән худайим,
Бай-манапни махтимисун дәп,
Амма әлни ақлимисун дәп —
Талант бәрмигән яқлимисун дәп...
Абдуғопур ҚУТЛУҚ.
420 рет
көрсетілді0
пікір