• Әхбаратлар еқими
  • 23 Желтоқсан, 2016

Тәзийә телеграммисини әвәтти

Нурсултан Назарбаев Геннадий Зенченкониң вапат болуши мунасивити билән мәрһумниң уруқ-туққанлири билән йеқинлириға тәзийә телеграммисини әвәтти.Дөләт рәһбири еғир җудалиқ тоғрилиқ хәвәрни қайғуруп қобул қилип, Геннадий Иванович Зенченкониң вапат болушиға бағлиқ чоңқур тәзийә билдүрди. Телеграммида Геннадий Зенченкониң өз әмгәк йолиниң көплигән жиллирини йеза егилигигә беғишлап, мәмликәтниң иҗтимаий-ихтисадий тәрәққиятиға чоң һәссә қошқанлиғи тәкитлиниду. Геннадий Зенченко һәрдайим әҗайип инсаний хисләтлири, кәспий дәриҗисиниң жуқурилиғи, әмәлий тәҗрибисиниң бай болуши вә таллавалған ишиға садиқлиғи билән пәриқлинәтти. Униң хизмити «Қазақстанның Еңбек Ері» жуқури унвани вә башқа дөләт мукапатлири билән баһаланди. Нурсултан Назарбаев Геннадий Зенченкониң парлақ хатириси уни билгәнләрниң қәлбидә мәңгү сақлинидиғанлиғини тәкитлиди. * * * Нурсултан Назарбаев Россия Федерациясиниң Президенти Владимир Путинға тәзийә телеграммисини әвәтти. Дөләт рәһбири Россия Федерациясиниң Түркия Җумһурийитидики Әлчиси Андрей Геннадьевич Карловниң паҗиәлик вапат болғанлиғи тоғрилиқ хәвәрни чоңқур қайғуруп қобул қилди. Телеграммида Андрей Карловниң талантлиқ дипломат болғанлиғи, кәспий паалийитиниң Россия-Түркия мунасивәтлирини күчәйтишкә қаритилип, һәмминиң һөрмәт-еһтирамиға бөләнгәнлиги тәкитлиниду. «Йүз бәргән террорлуқ һәрикити пүткүл дунияниң күч-қувитини мошу апәткә қарши күришишкә бирләштүрүшниң зөрүр екәнлигини йәнә бир қетим тәстиқләватиду. Һәрқандақ зорлуқ-зомбилиқ һәрикитини ақлашқа болмайду. Қазақстан түрлүк шәкил вә көрүнүшләрдики терроризмни қәтъий әйипләйду», дейилиду телеграммида. Нурсултан Назарбаев Қазақстан хәлқиниң вә шәхсән өзиниң намидин Андрей Карловниң уруқ-туққанлири билән йеқинлириға тәзийә билдүрди. * * * Нурсултан Назарбаев Германия Федерал канцлери Ангела Меркельға тәзийә телеграммисини әвәтти. Дөләт рәһбири 19-декабрьда Берлинда йүз бәргән террорлуқ һәрикәт ақивитидә нурғунлиған бегуна адәмләрниң қурван болғанлиғи тоғрилиқ хәвәрни чоңқур қайғуруп қобул қилди. Нурсултан Назарбаев Қазақстан хәлқиниң вә шәхсән өзиниң намидин Ангела Меркельға, қаза болғанларниң уруқ-туққанлири билән йеқинлириға, шундақла пүткүл Германия хәлқигә тәзийә билдүрүп, зәрдап чәккәнләрниң чапсанирақ сақийип кетишини тилиди.

644 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы