• Әхбаратлар еқими
  • 09 Қаңтар, 2017

Өзигә тайиниш

Бир күни қолүлиниң балиси анисидин сорапту: Ана, биз немишкә туғулушимиздинла еғир һәм қаттиқ қапниң ичидә жүримиз? Бизниң бәдинимиздә устихан йоқ, пәқәт өмиләләймиз, униң үстигә меңишимизму тез әмәс. Шуңлашқа бу қап бизни қоғдап туриду, — дәпту аниси. Иппәк қурутиниңму устихини йоқ, өмилишиму аста? У немишкә бизгә охшаш еғир қап ичидә жүрмәйду? Иппәк қурути кепинәккә айланғандин кейин, асман уни қоғдайду әмәсму? Сазаңниңму устихини йоқ, меңишиму аста, у немишкә қап ичидә жүрмәйду? Сазаң топиниң арисиға кирип кетәләйду, шуңлашқа униму топрақ қоғдайду. Бу гәпләрни аңлиған қолүлә балиси мәйүслинип мундақ дәпту: Һәй! Биз немә дегән бечарә, һә! Бизни асманму, зиминму қоғдимайдекән әмәсму? Бизни асманму, топрақму қоғдимиғини билән, биз өзимизни өзимиз қоғдалаймиз, чүнки бизниң қепимиз бар. Һекмәт: башқиларға тайинивалмастин, һәрқандақ ишта чоқум өзигә ишинип яшаш керәк. Башқиларниң ярдимини күтүп турувериш әмәлиятта мәғлубийәтни күтүп турғанлиқ билән баравәр. (Интернет сәһипилиридин елинди).

732 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы