- Йеңилиқлар
- 09 Қаңтар, 2017
Депутат Җәнубий Қазақстан вилайитидә болди
Өткән һәптидә Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлисиниң депутати Шаһимәрдан Нурумов Җәнубий Қазақстан вилайитидә иш бабидики сәпәрдә болди.Парламентқа Қазақстан хәлқи Ассамблеясидин сайланған депутат сәпирини «Қоғамдық келісім» мәһкимисидә вилайәтлик Қазақстан хәлқи Ассамблеяси йенидики җәмийәтлик разимәнлик кеңәшлири вә нураний анилар кеңишиниң әзалири, вилайәтлик этномәдәнийәт бирләшмиләрниң вәкиллири вә медиаторлар билән учришиштин башлиди.
Учришишта милләтләрара бирлик вә разимәнликни күчәйтиш, Президентниң Қазақстан хәлқи Ассамблеясигә жүклигән тапшурмилирини әмәлгә ашуруш мәсилилири муһакимә қилинди. Шундақла Шаһимәрдан Нурумов вилайәтлик тарихий-өлкишунас мирасгаһидики «Қазақстан хәлқи» зали вә вилайәтлик урпи-адәт һәм әнъәниләр мәркизиниң «Достлуқ» зали билән тонушти. Шаһимәрдан Нурумов вилайәткә болған сәпири давамида Сарыағаш, Мақтарал, Сайрам наһийәлириниң аһалиси билән учрашти.
521 рет
көрсетілді0
пікір