• Әхбаратлар еқими
  • 09 Қаңтар, 2017

Депутатлар регионларға атланди

Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлисиниң депутатлири  сайлиғучилар билән учришишларни өткүзүш үчүн регионларға атланди. Парламентарийлар гражданларни өзлириниң депутатлиқ паалийити тоғрилиқ хәвәрдар қилиду, Дөләт рәһбири «100 ениқ қәдәм» Милләт планида бәлгүлигән вәзипиләрниң қандақ орунлиниватқанлиғини ейтип бериду.4 — 13-январь күнлири Парламенттики үч партиядин вә Қазақстан хәлқи Ассамблеясидин сайланған депутатларниң учришишлири пәқәт вилайәтләр вә наһийәләр мәркәзлиридила әмәс, бәлки кичик шәһәрләрдә, поселкиларда вә һәтта жирақ йезилардиму өткүзүлиду. Депутатлар әмгәк коллективлири вә җамаәтчилик вәкиллири, регионлар активлири билән учришиду, гражданларни қобул қилип, ишләпчиқириш һәм иҗтимаий-мәдәний объектларни зиярәт қилиду.

578 рет

көрсетілді

1

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы