• Әхбаратлар еқими
  • 13 Қаңтар, 2017

Түркмәнстанда тамака немишкә тапчил?

Мусулманларда тамака билән аялниң мунасивити һәққидә гәп қилишниң орни йоқ. Бу мәсилигә Түркмәнстанда наһайити җиддий көңүл бөлүнмәктә. Уларда тамакини чекиш бу яқта турсун, уни қолға елишниң өзи етиқатқа тамамән ят һадисә. Түркмәнстандики дөләтлик дуканларда аҗизларға тамака сетиш қәтъий мәнъий қилинди. Униң сәвәви немидә? Бу һәққидә көпчилик арисида һәрхил пикирләр пәйда болмақта. Рәсмий мәлуматларға қариғанда, аяллар дуканлардин тамакини 19-20 манаттин елип, кейин уни җай-җайларда 2-3 һәссә қиммитигә сатқан. Ақивәттә, Түркмәнстандики дөләтлик дуканларда тамака тапчиллиғи йүз бәргән. Һөкүмәт бу мәсилиниң алдини елиш үчүн аялларға тамака сетишни тохтатти. Көпчилик аяллар үчүн чиқирилған  бу қанунни әйнә шу тамака тапчиллиғи билән бағлаштурмақта.

566 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы