• Йеңилиқлар
  • 20 Қаңтар, 2017

Муһим чаригә тәйярлиқлар муһакимә қилинди

Сешәнбә күни Премьер-Министр Бақытжан Сағынтаевниң рәислиги билән селекторлуқ режимда Һөкүмәт мәҗлиси өтти. Мәҗлистә вәтәнлик кинематографияни тәрәққий әткүзүш вә Универсиадиға тәйярлиқ ишлири муһакимә қилинди. Аз күндә 28-дуниявий қишлиқ Универсиада Алмута шәһиридә тәнтәнилик ечилиду. Униңға тәйярлиқ ишлириниң кетип бериши — Һөкүмәт мәҗлисидә муһакимә қилинған биринчи мәсилә болди. Бу йөнилиштики ишлар һәққидә Мәдәнийәт вә спорт министри А.Мухамедыулы ейтип бәрди. Министр һазир Универсиадиға қатнишидиған студентларниң талланма командисини тәйярлашниң ахирқи басқучи өтүватқанлиғини тәкитлиди. Универсиада өтидиған вақитта һоқуқ қоғдаш органлириниң 7,500 миңдин ошуқ хадими билән һәрбийләр, шуниң ичидә 150 кинолог вә партлаш маддилири бойичә мутәхәссисләр бехәтәрликни тәминләйдиған болиду. Ички ишлар министри Қалмуханбет Қасымовниң тәкитлишичә, 20-январьдин башлап Атлетикилиқ шәһәрчә территориясидә 50 хадими бар полиция бөлүми ечилди. Пәвқуладдә әһвалларниң алдини елиш мәхситидә өрт бехәтәрлиги хизмитиниң 600 хадими, 63 техника вә төрт самолет тәвлүк бойи назарәт қилидиған болиду. Универсиада өтидиған барлиқ объектларда һәммә техникилиқ җабдуқлар орнитилип, тәкшүрүштин өтти. Универсиадиға тәйярлиқ вә уни өткүзүш даирисидә көрситилидиған медицинилиқ ярдәмни уюштуруш бойичә атқурулуватқан ишлар һәққидә Саламәтликни сақлаш вә иҗтимаий тәрәққият министри Тамара Дүйсенова һесават бәрди. Министрниң мәлуматичә, һаҗәт болған ярдәм көрситишкә 215 тез ярдәм транспорти тәйярланған, 40 санитарлиқ транспорт спорт вә башқиму объектларда новәтчилик қилиду. Умумән, 40 медицинилиқ пункт уюштурулуп, униңға 229 тиббий хадим җәлип қилинған. 4- вә 7-шәһәрлик шипаханилар базисида вертолет мәйданчилири тәйярлинип,  бу һаҗәт болған әһвалда бемарларни тез йәткүзүш вә тез ярдәм көрситишни тәминләйду. Дөлитимиздә өтидиған чоң хәлиқара мусабиқини әхбаратлиқ җәһәттин тәминләшму кәң даирилик болиду. Бу йөнилиштики ишлар һәққидә Әхбарат вә коммуникацияләр министри Даурен Абаев ейтип бәрди. «Қазақстан Универсиадини өткүзүватқан дөләт болғачқа, хәвәр таритиш һоқуқи вәтәнлик телеканалларға берилгән. Умумән, мусабиқиләр 80 дөләткә трансляция қилиниду вә бир миллиард аудиторияни өз ичигә алиду» деди министр. Министрниң тәкитлишичә, Универсиада оюнлиридин 200дин ошуқ уттур эфир уюштурулиду. Мусабиқиләр аяқлашқандин кейин Универсиада тоғрилиқ фильм чүширишму мәхсәт қилиниватиду. Премьер-министр Бақытжан Сағынтаев Универсиадини өткүзүш мәсилисигә мунасивәтлик җавапкәр органлар билән мәһкимиләргә бирқатар вәзипиләрни тапшурди. Һөкүмәт рәһбири Универсиадиға тәйярлиқ ишиниң ахирқи басқучи аяқлишиватқанлиғини ейтип, мошуниңға мунасивәтлик тәшкилий вә бехәтәрлик мәсилилиригә алаһидә көңүл бөлүшни тәкитлиди. Алмута шәһәрлик һакимийитигә Инвестицияләр вә тәрәққият министрлиги билән вә башқиму дөләт органлири билән бирлишип, бехәтәрлик тәләплири билән стандартлириға мувапиқ болған барлиқ ишларни тамамлашни тапшурди. Ички ишлар министрлигигә адәмләр көп жиғилидиған объектларда, меһманханиларда, шундақла җәмийәтлик орунларда, шәһәр транспортида бехәтәрлик әһвалини назарәт қилишни күчәйтиш вәзиписи жүкләнди. Әхбарат вә коммуникацияләр министрлигигә әхбаратлиқ-имиджлиқ ишларға алаһидә диққәт бөлүш вәзиписи жүкләнди. Саламәтликни сақлаш вә иҗтимаий тәрәққият министрлиги Универсида вақтида медицинилиқ хизмәт көрситишни дайим назарәттә тутидиған болиду. Һөкүмәт мәҗлисидә қаралған иккинчи мәсилә — вәтәнлик кинематографияни тәрәққий әткүзүш мәсилиси болди. Һөкүмәткә «Кинематография тоғрилиқ» қанун вә кинематографияни тәрәққий әткүзүш концепцияси тәвсийә қилинди.

484 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы