• Мәдәний мирас
  • 26 Қаңтар, 2017

Қедимий уйғурларниң зебу-зенәт буюмлири

Хәлқимизниң қедимий зебу-зенәт буюмлири аләмгә даңлиқ. Уйғур аяллири тәбиәттики һәрхил алтун, күмүч, қаштеши вә яқутқа охшаш қиммәт баһалиқ металл һәм ташлардин интайин көркәм, сипта буюмларни ясап, өзлирини техиму гөзәл вә җәзбидар көрситишкә тиришқан. Асманниң безәклири болған юлтузлар, кечини йорутқучи ай вә тәбиәт дуниясидики гүл-гиялар қияпити ханим-қизларниң боюн вә қулақлирида зенәт буюми  сүпитидә әкис әткән. Уйғурларда «Кимниң йенида қаштеши болса, униңға көз тәгмәйду» дегән нәқил бар. Шуңлашқиму сүзүк ақ қаштешидин көз қоюлған үзүкни әрләрму бармақлириға селивалатти. Мундақ үзүк шундақла адәмни чақмақ соқуветиштин сақлаш қудритигә егә болған. Қаштешини бөзгә орап, отқа ташлиса һәр иккилиси көймәйду. Уссиған адәм уни ағзиға селип қойса, уссизлиғини басиду. Әрләр кәмәрләргә алтун яки күмүчтин ясалған тоқиларни бәкитәтти. Уларға гөһәрдин көз қуюлатти. Шундақла зулпиқар вә егәр саплириму есил ташлар билән зенәтлинәтти. Бу усул хәлқимиздә «устәм» дәп атилиду. Уйғурларда әзәлдинла қиз-аяллар тақайдиған ипәк сөктин ясилидиған бозмончақ, қулиғиға салидиған «күпә» намлиқ зәңҗирлик һалқа алтун-күмүчтин ясилип, үстигә қиммәт баһалиқ ташлар орнитилидиған (нека кечиси келингә тапшурулиду) боғмақ қатарлиқ зенәт буюмлири моҗут. Бөрк бортиланди — қизларниң допилирини безәйдиған алтун қадақ. У «бөккә алтун  қадақ тутти» дегән мәнани билдүриду. Алтундин ясалған боюн һалқа яки алтун чәмбәр «алтунбақан» дәп атилиду. Марҗандин ишләнгәнлири — сата, қиммәт ташлардин ясалғанлири «мончақ» дәп нам алған.

443 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы