• Йеңилиқлар
  • 26 Қаңтар, 2017

У түгимәс ғәзнә қалдурған әвлатқа, биз қандақ һөрмәт қилдуқ әҗдатқа?

Кичигимдин уйғур әдәбиятиға иштияқ бағлап өстүм. Бүйүк шаирлар Өмәр Муһәммәдий, Нур Исрайилов, Турди Һәсән, Исмайил Саттаровниң әсәрлирини ядқа биләттим. Мәктивимизниң нами Исмайил Саттаровниң исми билән аталған үчүнмекин, униң шеирлириға бәкму амрақ едим. Шеирлирини яқтуруп оқуп, шаир кәби шеир йезишқа һәвәс қилаттим.Һелиму ядимда, 2004-жили Ғәйрәт йезисидики оттура мәктәпниң қурулғиниға 80 жил толуши мунасивити билән өткән тәнтәнилик мәрасимда «Йезамда той» намлиқ шеиримни ядқа ейтип бәрдим. Шу чағда тәклип қилинған шаир-язғучилар алдида һели мәрһум Исмайил Саттаровниң рәпиқиси Гүлшәм ана мәңзимдин сөйүп, «Исмайилниң кәйнидин из қалдуридиған балилар чиқиветипту» дегән сөзини аңлиғинимда, бөләкчә роһлинип илһамланған едим. Сәвәви, кичигимдин шеир йезишқа һәвәс қиливатқиним бекар әмәслигини чүшинип, наһайити рази болдум. Мана шуниңдин кейин шеирийәткә бирәтола шуңғуп кирип кәттим. Шу жили мәктәпни тамамлап, Алмута шәһиригә кәлгәндин кейин, әдәбият шәйдалири билән қоюқ арилишиш бәхтигә муйәссәр болдум. Пурсәт болсила, улардин атақлиқ шаирлар һәққидә, болупму мәрһум Исмайил Саттаровниң һаяти вә иҗадийити һәққидә сораттим, материалларни издәттим. Ахири, талантлиқ шаир, тонулған журналист, устазим Әхмәтҗан Исрапилов билән мәслиһәтлишип язған шаирниң 90 жиллиғиға беғишланған мақаләм «Уйғур авазида» елан қилинди. Аридин 10 жил өтти. Талантлиқ шаир Исмайил Саттаровниң туғулғиниға йүз жил толуш алдида турупту. Җаниҗан хәлқимниң ядидин йәнә көтирилип қалмисун дәп, «Уйғур авази» гезити сәһиписидә шаир һәққидә көләмлик мақалә елан қилдим. Ғәйрәт оттура мәктивиниң мудири Әзимҗан Мәрүпов билән Алмутидики жутдишимиз Бәхтишат Мәмәтбақиевниң уюштурушида Қуддус Ғоҗамияров намидики җумһурийәтлик дөләт академиялик Уйғур музыкилиқ- комедия театриниң өткән жили һәм бийилқи мәвсүмидә драматург Исмайил Саттаровниң Дьяков билән бирликтә язған «Ғерип – Сәнәм» спектаклини шаир нами билән аталған мәктәпниң муәллимлири вә  Ғәйрәт йезисиниң яшлири берип, тамашә қилдуқ. Кәспий артистлар тәрипидин иҗра қилинған спектакль жутдашлиримизға һөзүр беғишлиди вә биз мәлигә жуқури кәйпиятта қайттуқ. Әнди Исмайил Саттаров намидики мәктәптә билим еливатқан, шеирийәткә иштияқи йеңидин ойғанған оқуғучилиримизниң шаир  бовисиға беғишлап язған шеирлири болса, «Уйғур авази» гезитиниң «Һасан-Һүсән» балиларға беғишланған сәһиписидин, «Ғунчә» балилар журналидин орун алди. Көп өтмәй, «Уйғур авази» гезитидин шаирниң 100 жиллиғиға мунасивәтлик Яркәнт шәһиридики Билал Назим намидики уйғур оттура мәктивидә оқуғучилар тәрипидин шаирниң «Ғерип – Сәнәм» спектакли намайиш қилинғанлиғини аңлап, хошал болдуқ. Йәнә мошу гезитта пешқәдәм журналист Абдукерим ака Тудияровниң издиниши түпәйли, шаирниң Улуқ Вәтән уруши һәққидә язған шеирлирини оқуп, тәсирләндуқ.  Пешқәдәм журналистниң қәлимигә мәнсүп шаир һәққидә язған көләмлик мақалисиму диққәткә сазавәрдур. Ушбу мақалида Исмайил Мәтқази оғлиниң һаятидин сир чекидиған – биз билмигән-аңлимиған тәрәплири йорутулди. Бу йеңилиқлар мениң шаир һаятиға болған қизиқишимни техиму ашурди. Шуңлашқа өткән оқуш жили аяқлишиши билән Алмутиға беришқа тоғра кәлди. Сәвәви, шаирниң мирасини толуқлаш, қәбрини издәш керәк болди. Шәһәрдә өзәм яхши тонуйдиған зиялилардин – Әхмәтҗан Һашири, Патигүл Мәхсәтова, Ершат Әсмәтов, җумһурийәтлик муәллимләрниң билимини мукәммәлләштүрүш институтиниң йетәкчи хадими Гүлнарәм Насирова билән хәвәрләштим. Көп өтмәй шаирниң қолязмилири пешқәдәм журналист Йолдаш Азаматовта бар екәнлигидин учур алдим. Йолдаш ака билән «Уйғур авази» редакциясидә учраштуқ. У маңа кона папкиларни бир-бирләп көрситишкә  башлиди. Уларда «Қорған» поэмисиниң, «Ғерип – Сәнәм» драмисиниң, һеч йәрдә елан қилинмиған «Гүлстан» драмисиниң қолязмилири, шундақла шаирниң рәсими бар екән. Мундақ есил ғәзнини һаятимда биринчи қетим көрүшүм болуши керәк. Гөһәрдәк билингән әсәрләрни қолум билән тутқанда, бебаһа әсәрләрни яратқан шаирға болған һөрмитим техиму ашқан еди. Мошу кәмгичә шаирниң мәйли гезит-журналларда болсун, әдәбий китапларда, дәрисликләрдә болсун, униң ясалған портретлирила бар еди. Шаир тәрҗимә қилған вә уйғур тилида йоруқ көргән В.Гюгониң «Гаврош» повестиму диққәткә сазавәр еди. Шаир һаят чеғида униңға тәәллуқ болған бирқатар һөҗҗәтләрму көзүмгә челиқти. Мәсилән, шаир бари-йоқи 13 йешида актив пионерлар қатарида Москва шәһиридә өткән пүткүлиттипақлиқ слетқа барғанлиғидин дерәк беридиған,  Ақмола шәһиригә нефтьни қайта ишләш заводиға әвәтиш тоғрисидики һөҗҗәтләр вә башқилар сөзүмизгә испат болалайду. Мана мошундақ материалларни көздин кәчүрүп болуп, Йолдаш акидин буларниң һәммисини бир һәптигә сорап алдим. Мәхситим, шаирниң мирасини жутдашлиримға көрситип келиш болди. Апардим. Буларни көргән жутдишимиз, шаир Мәһәмәтҗан Һапизовму зор хошаллиқ илкидә мәғрурлинип: «Бу яхши иш бопту, лекин шаирниң мирасини сақлайдиған мәхсус җай болуши һаҗәт», дәп қалди. Бу орунлуқ гәп еди. Лекин ушбу қолязма, сүрәтләрни шаирниң рәпиқиси Гүлшән ана көзиниң тиригидә күйоғли Йолдаш Азаматовқа тапшуруп кәткән екән. Шуңлашқа биз бу қолязма, сүрәтләрниң көчәрмисини чиқиривалдуқтә, әйни нусхисини егисигә қайтуруп бәрдуқ. Бу иштин кейин һәйран болғиним шуки, немишкә та мошу кәмгичә шаирниң қәбрини ениқлаш бойичә чариләр көрүлмигән? Шуңлашқа шаир қәбрини издәшкә бәл бағлидим. Дәсләп шаирниң қәбрини Көкталда дегүчиләр болди. Амма бу хәвәр натоғра болуп чиқти. Ейтишларға қариғанда, Алмута шәһириниң һазирқи Райымбек кочисиниң бойидики «Баня» бекитиниң кәйнидә кона зәрәткалиқ болған екән. Мана шу йәрдә шаир көмүлгән болуши мүмкин дегән тәхмин бар. Һә, һазир у йәрләрдә егиз имарәтләр селинип кәткән. Әпсус... Мана мошундақ издинишләрдин кейин улуқ шаирниң 100 жиллиқ тойини әдип нами билән аталған мәктәптә дағдуғилиқ нишанлидуқ. Қутлуқ мәрасимға көптин күткән меһманлиримизниң, бир түркүм қәләм саһиблириниң иштрак қилиши жут әһлигә үстүн кәйпият беғишлиди. Умумән, бийилқи жили көзлигән мәхситимизгә йәнә толуқ йетәлмидуқ. Шаир Исмайил Саттаровниң әсәрлирини рәтләп-топлап қойған едуқ. Әйнә шу топламни нәширдин чиқириш үчүн мәбләғ издәп көрдуқ. Лекин нәтиҗисиз болди. Бу мәсилә йәнә шу өзимизниң бойнида қалди... Һели кәч әмәс. Йеқинда оттуз яшқа толдум. Ойлап қарисам, мошу яшқичә мән немә қилдим?.. Һә, бари-йоқи жигирмә сәккиз жил өмүр сүргән Исмайил Саттаров болса, кәлгүси әвлатлири үчүн қанчилик өлмәс мирасларни яритип кәтти... Абдулҗан АЗНИБАҚИЕВ. Әмгәкчиқазақ наһийәси.

559 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы