• Йеңилиқлар
  • 26 Қаңтар, 2017

«Анам кимгә керәк?»

Шәмшидин АЮПОВ, «Уйғур авази»/ Өйлиниш тойи. Тойханида икки яш бәхиттин беши көккә йетип, шат-хорам олтириду. Оттурида жигитниң аниси хошаллиғидин уруқ-туққанлири билән биллә уссул ойнап һарматти. Ана бүгүн интайин бәхитлик.  Сәвәви, ялғуз оғли өйлинип, аилә қурғиливатиду. Тонуш-билиш, қом-қериндаш һәммисила жигитниң анисини тәбриклимәктә. Һәмминиң үзидә тәбәссүм. Аридин бираз вақит өткәндин кейин, қиз жигитигә: — Сөйүмлүгүм, апаңға берип дегин, уссул ойнавәрмисун. Уни көргән достлирим мени шаңхо қилмамду?! Олтиралмиса, башқа яққа әвәтиветәйли, абройимизни төккүзмәй, — дәп пичирлиди қиз жигитигә. Жигит мийиғида күлүп қойдидә, андин  еғиз ачмастин,  оттуриға чиқти. Жиғилғанлар уни  анисини тәбрикләйдекән дәп ойлиди. Бирақ жигит бирдин  нахшичиларниң йениға барди. Иҗра қилиниватқан нахшини тохтитип, қолиға микрофонни алди: Анам кимгә керәк? —  у дәррула тойға жиғилған меһманларға соал қойди.  Меһманларниң һечқайсиси үн қатмиди. Һәммә җим-җит. «Анам кимгә керәк?», дәп йәнә қайтилиди. Һәммә аң-таң. Бәзиләр ичидә «Һә, бу бала өйләнгәндин кейин,  ялғуз анисини керәк қилмай қаптидә», дәп ойлиди. Қиз болса күлүмсирәп: «Бу бүгүн мениң дегинимни булҗутмай орунлаватиду, әтә уни башқуруш қийинға чүшмәйдекән», дегән ойға кәлди. Ғәмгүзар аниниң оғлиниң бу соалиға қәлби бозлимақта еди. Көзлиридин тарам-тарам яш ақмақта... Бар диққити оғлида. Жигит һечнәрсини чүшәнмәй қаришип турған көпчиликкә: «Анам маңа керәк!», дәп үчинчи қетим вақириди. Андин қизиға: «Саңа талақ бәрдим», дәп ейттидә, қолидики нека үзигини униңға қаритип атти вә анисиниң қолидин йетәклигән бойи сиртқа бәт алди. Қиз тәрәпниң йеқинлири уни тохтатмақчи болди. Бирақ жигит райидин қайтмиди. Қизниң атиси күйоғлини тохтитип, әһвални чүшәндүрүп беришини илтимас қилди. Жигит болған вақиәни тәпсилий сөзләп бәрди. Шу чағда қизниң атиси уни бағриға бесип: «Сениңдәк оғулни тәрбийилигән анаңға миң рәхмәт! Сениңдәк күйоғлум болғанда, һеч арминим болмас еди. Бирақ қизиға тәрбийә берәлмигән бизгә охшаш атини кәчүргин», дәп жигиткә миннәтдарлиғини билдүрди. Жигит өйләнмәкчи болған қизиға тиклинип, ахирқи қетим қаридидә,  андин  анисини әгәштүрүп тойханидин чиқип кәтти... Ойлинип көрәйли. Сениң анаң бу дунияда ялғуз. Һә, қизлар болса,  миңлап тепилиду. Бизгә һаятлиқ бәхш әткән аниларниң қәдригә йетишни биләйли, қериндашлар!

512 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы