• Йеңилиқлар
  • 26 Қаңтар, 2017

Әмгиги билән әлгә тонулған

Өткән әсирниң  1960 – 1990-жиллири арилиғида Панфилов наһийәсиниң ихтисади вә мәдәнийити тәрәққият басқучлириға көтирилгән дәвир болди. Униң агросанаәт комплекси – наһийә йеза егилиги мәһсулатлирини йетиштүрүшниң чоң  мәйданиға айланди. Хәлиқ егилигиниң барлиқ саһалиридики йәткән утуқлири түпәйли наһийә турақлиқ пүткүлиттипақлиқ мусабиқиларниң ғалиби атилип турди. Униңда йеза егилиги ишләпчиқиришиниң атақлиқ тәшкилатчилири Николай Головацкий, Имәр Белалов, Иврайимжан Қожахметов, Нүсипбек Сауранбаев вә башқиларниң әмгиги мунасип болғанлиғи ениқ. Шу жиллири бу мәрданә инсанларниң исимлири җумһурийәттила әмәс, иттипақ даирисидә кәң тонулған еди. Уларниң арисида Иврайимжан акиму болди. Әгәр, у һаят болса, бийил 90 яшқа толаттекән. Көпни көргән, бешидин иссиқ-соғни өткүзгән, қатардики чопандин йеза егилиги ишләпчиқиришиниң көрнәклик әрбаби дәриҗисигә көтирилгән Иврайимжан Қожахметов 1927-жили 1-январьда туғулған. Атиси Қожахмет билән чоң аниси Саке вә аниси Бақталы әшу бир еғир жиллири Қоңырөлен тәрәптин Алтөй йезисиға келип, турақлишип кетиду. Бу йәрдә «Қизил кеңәш» колхозиниң дәсләпки әзалиридин болуп, униң ихтисадини йүксәлдүрүш йолида мевилик әмгәк қилди. Иврайимжан әндила төрт яшқа кәлгәндә аниси Бақталыдин,  6 яшқа кәлгәндә атисидин айрилди. Аилиниң еғирчилиғи әнди чоң аниси Сакениң зиммисигә чүшти. Бу вәзипә һөддисидин чиқиш үчүн чоң аниси етизларда, фермиларда шиҗаәтлик әмгәк қилди. Мурәккәп вәзийәт аилиниң тунҗилири Нүсипбек билән Заманбекниму чапсан әр йәткүзди. Иккиси егилик ишлириға арилишип, анисиға ярдәмләшти. Иврайимжанму  йәттә жиллиқ мәктәпни тамамлиғандин кейин, шараитниң еғирлиғиға бола 15 йешида колхоз ишлириға бирәтола арилишип кәтти. Шундақ қилип, униң һәқиқий әмгәк йоли 1942-жили чопан тайиғини қолиға тутуштин башланди. Чидамлиқ билән ишләп, у үлгилик чопан аталди,  илқа беқип, чавичилиқ саһасида хелә тәҗрибә топлиди. Шу еғир жиллири егиликни башқуруватқан колхоз башлиғи Идрис Әлаев, Иврайимжанниң ғәйрәт ирадиси, әмгигигә қайил болуп, әнди уни деханчилиқ саһасиға ишқа йөткиди. Кәң далада, қиш-қируда мал беқип тавланған жигиткә деханчилиқ ишлири анчә мәшәқәтлиқ болмиди, тапшурулған ишниң һөддисидин шәрәплик чиқти. Көп вақит өтмәй, хәт- савати бар униңға һесапчи болуп ишләш вәзиписи тапшурулди. У ишини җавапкәрчилик билән өз вақтида атқуруп, алтөйликләрниң алқишиға сазавәр болди. Уруш жиллири мәркизий радиодин дүшмәнниң мәғлубийәткә учираватқанлиғи, ғалибийәт биз үчүн йеқинлишиватқанлиғи тоғрилиқ бериливатқан хәвәрләр адәмләргә ишәнчә, күч-қувәт ата қилип, уларни техиму пидакаранә ишләшкә дәвәт қилатти. Саке аниғиму икки оғли мәйдисини орден вә медаллар билән безәп, күлүмсиригән  һаләттә өйигә кирип келидиғандәкла туюлатти. Бирақ ундақ болмиди, 1943-жилниң кәч күз күнлириниң биридә уларниң өйигә кәйни-кәйнидин «қара хәт» кәлдидә, ана жүригини көйүк отида партлатти. Холум-хошна, жутдашлири қайғусиға ортақлишип аниға тәсәлла бәрди. Лекин ана жүриги қош оғлиниң дәрдигә бәрдашлиқ берәлмәй, бир жилға йәтмәстин аләмдин өтти. Аилидә Иврайимжан ялғуз қалди. У тәғдирниң бу еғир язмишиға бәрдашлиқ берип, ишини давамлаштурди. Униңға жутдашлири һәрқандақ шараитта қол сунуп, ярдәмләшти, яр-йөләк болди. Ғалибийәттин кейин барлиғиниң күч-қувити қалақлашқан хәлиқ егилигини тикләшкә вә риваҗландурушқа сәпәрвәр қилинди. Иврайимжанму шу қайнақ әмгәк қайнимида болди. У 1947-жили бир топ жигитләр билән Қарағанда шәһиридә ФЗОда оқуди. Шуниңдин кейин йәнә егилик ишлириға қизғин арилишип кәтти. Көп өтмәй у «1941 — 1945.  Уруш жиллиридики җасарәтлик әмгиги үчүн» медали билән тәғдирләнди. Өткән әсирниң 50-жиллири колхоз қурулушида хелә өзгиришләр йүз бәрди, кичик егиликләрни бирләштүриш җәрияни жүргүзүлди. Җүмлидин бурунқи Алтөй, Надәк, Чоң Чиған, Чежин, Хонихай йезилиридики егиликләр қошулуп, Киров намидики колхоз болуп, паалийитини бир егилик сүпитидә давамлаштурди. Уни дәсләп йеза егилиги ишләпчиқиришниң көрнәклик тәшкилатчиси, агроном  Мәшрәп ака Йолдашев башқурди. У тәрәққиятқа йәткүзидиған резервларни пәқәт ихтисаттинла әмәс, өп-чөрисидики адәмләрдинму издәштүрди. Чүнки   тиришчан, қабилийәтлик яшлар, кадрлар шу тәрәққиятниң муһим васитилири еди. Әйнә шундақ яшларниң қатарида Иврайимжан Қожахметов қой фермисиниң һесапчиси хизмитигә әвәтилди, бир жилдин кейин у мәзкүр фермини башқурди. Ферма ишини түп-асасидин яхшилашқа бар күч- қувитини сәрип қилди. Әстаидил әмгәк хошаллиқлар, ишәнчиләр елип кәлди. 1956-жили У Москвада өткән пүткүлиттипақлиқ хәлиқ егилиги муваппәқийәтлири  көргәзмисини зиярәт қилди. Униңдин чоң тәсиратлар билән жутиға кәлдидә, техиму виждани билән ишқа киришти. Иврайимжан ака 1959-жили колхоз рәисиниң орунбасари болуп тайинланди. Шу жили мәзкүр колхозниң рәиси М.Йолдашев йеңи қурулған «Йәл-йемиш» совхозиниң мудири хизмитигә йөткилип, униң орниға А.Удалов кәлгән еди. Йәрлик хәлиқниң тилини билмәйдиған униңға бу егиликни башқуруш еғирға чүшти. Шуңлашқа асасий иш-вәзипә орунбасари И.Қожахметовниң зиммисигә чүшәтти. У вақит билән һесаплашмай ишлиди, шу жиллири билимини ашурушқиму көңүл бөлүп, Көксу йеза егилиги техникумида сирттин тәһсил көрүп, агроном мутәхәссислигини егилиди. Икки жилдин кейин колхоз рәһбәрлиги алмишип, егилик тизгинини М.Чанышев қолиға алиду, Иврайимжан ака униң орунбасари хизмитини атқуриду. Улар һәмқарлиқта егилик ихтисадини вә мәдәнийитини көтиришниң әмәлий чарилирини көрди. 1961-жили Иврайимжан ака өз хаһиши билән колхозниң Чоң Чиған ишләпчиқириш участкисиға йетәкчилик қилиду. Бу лавазимда ишлигән 4 жил мабайнида ишләпчиқиришқа йеңи технологияларни җарий қилиш түпәйли деханчилиқ һосулдарлиғи тез көтирилди. Көмүқонақтин рекордлуқ һосул елиш қолға кәлтүрүлди. 1966-жили болса И.Қожахметов колхоз рәиси болуп сайланди. Иврайимжан ака мошу җавапкәрлик хизмәтни 1992-жилниң февраль ейиғичә атқурди. У рәһбәрлик қилған чарәк әсир ичидә колхоз ишләпчиқиришида, мәдәнийәт, иҗтимаий саһалирида тилға аларлиқ чоң өзгириш вә йеңилиқлар йүз бәрди. Егилик зор муваппәқийәтләргә йәтти. Колхоз нами вилайәтла әмәс, жумһурийәт, һәтта иттипаққа тонулди. Тәрәққиятта жуқури көрсәткүчләргә йәткини үчүн Киров намидики колхоз 1975-жили Әмгәк Қизил Туғи ордени билән мукапатланди. Бирнәччә қетим пүткүлиттипақлиқ вә җумһурийәтлик мусабиқиларниң ғалиби атилип, Көчмә қизил туғлар билән тәғдирләнди. Йеза егилиги ишләпчиқиришниң көрнәклик әрбаби Иврайимжан Қожахметовниң узун жиллиқ бәрпакарлиқ әмгиги һөкүмәт тәрипидин жуқури баһалинип, шан-шәрәпләр елип кәлди. У икки қетим Ленин ордени, «Һөрмәт Бәлгүси ордени» билән вә җумһурийәт Алий кеңишиниң Пәхрий ярлиғи билән мукапатланди. Рәис колхозчиларниң пүткүлиттипақлиқ ІV қурултийиға вә пүткүлиттипақлиқ  XІX партия конференциясигә делегат болуп қатнашти, СССР Алий кеңишигә депутат болуп сайланди. Шуниму ейтиш керәкки, Иврайимжан ака наһийәниң билим саһасини риваҗландурушқа, яш әвлатқа пухта билим вә тәрбийә беришкә алаһидә көңүл бөлгәнлиги үчүн «Қазақстан Жумһурийити маарипиниң әлачиси» бәлгүси билән тәғдирләнди. Алмута вилайитиниң вә Панфилов наһийәсиниң Пәхрий  граждини аталди. Иврайимжан ака Қожахметовниң өмүр сәһиписигә мунасивәтлик мону бир хошаллиқ вақиәни атап өтүшму купайә: 1991-жилниң 1-декабрьда җумһурийитимиздә Президент сайлими өткүзүлүп, униңда Нурсултан Әбиш оғли Назарбаев ғалип чиқип, мәмликәтниң тунҗа Президенти болуп сайланғанлиғини һәммимиз яхши билимиз. Шу мунасивәт билән Дөләт рәһбири қәсәмяд бәрди. Шуниңдин кейин җумһурийитимиздики инавәтлик ақсақалларниң бир топи сәһнигә көтирилип, Н.Ә. Назарбаевқа дуасини бәрди вә чапан кийгүзди. Мана шуларниң қаратида Иврайимжан ака Қожахметовму болди. «Дала академиги» аталған Иврайимжан Қожахметовниң бәрпакарлиқ әмгигини етиварға алған жутдашлири униң исмини әбәдийләштүрүш үчүн Алтөй йезисиниң намини өзгәртип, униң намини «Иврайимжан  Қожахметов» йезиси дәп аташ, йезидики спорт комплекси алдидики мәйданға униң бюстини орнитиш тәкливини бәрмәктә. Наһийә даирисидә өтидиған Иврайимжан Қожахметовниң 90 жиллиқ тәвәллудиға мунасип уюштурулуватқан чарә-тәдбирләр өсүп йетиливатқан әвлатни әмгәккә тәрбийиләшниң ярқин испати болидиғанлиғи талашсиз. Абдукерим ТУДИЯРОВ, Қазақстанниң пәхрий журналисти.

592 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы