• Әхбаратлар еқими
  • 26 Қаңтар, 2017

Президент стипендияси тапшурулди

Алмутида дөләт кативи Гүлшара Әбдиқалықова Президентниң тапшурмиси бойичә тонулған мәдәнийәт вә сәнъәт әрбаплириға Қазақстан Җумһурийитиниң Тунҗа Президентиниң 2016-жилдики мәдәнийәт саһасидики дөләт стипендиясини тапшурди. Стипендияләр дөләт тәрипидин қоллап-қувәтләшни көрситиш мәхситидә Қазақстан Җумһурийитиниң һөрмәтлик атақлири вә мукапатлириға егә болған мәдәнийәт вә сәнъәт әрбаплириға, шундақла иҗадий утуқлири билән көзгә чүшкән яшларға Қазақстанниң мәдәнийитини шәкилләндүрүшкә, сақлашқа вә тәрәққий әткүзүшкә қошқан үлүши үчүн берилиду. Бийилқи стипендия саһиблирини тәбрикләп, дөләт кативи Г.Әдбиқалықова мундақ деди: «Мошу кәмгичә тапшурулған мәдәнийәт саһасидики стипендия билән Президент стипендияси бириктүрүлүп, буниңдин кейин «Қазақстан Җумһурийитиниң Тунҗа Президентиниң Мәдәнийәт саһасидики дөләт стипендияси» дәп атилидиған болиду. Бийилқи стипендияниң алаһидилиги — әдәбият вә сәнъәтниң чоң әвлат вәкиллириниң тәркиви сақлинип, уларниң қатари нәтиҗидар әмгәк қиливатқан яшлар билән толуқтурулуватиду. Умумән, тизимниң 12 пайизини һәртүрлүк милләт вәкиллири тәшкил қилиду». Дөләт кативи учришиш даирисидә зиялилар билән һәртүрлүк мәдәнийәт мәсилилирини муһакимә қилип, мәнавият дуниясидики умумий ишлар тоғрилиқ пикир алмаштурди.

697 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы