• Йеңилиқлар
  • 26 Қаңтар, 2017

Сириядики әһвални рәтләш бойичә

 хәлиқара учришишниң нәтиҗилири бойичә Қазақстан Җумһурийити Ташқи ишлар министрлигиниң м у р а җ и и т и/ Қазақстан Җумһурийитиниң Ташқи ишлар министрлиги бийил 23-24-январьда өткән Cириядики әһвални рәтләш бойичә хәлиқара учришишниң нәтиҗилирини қоллап-қувәтләйду. Бу музакириләрни өткүзүшкә капаләт болған дөләтләр Россия, Түркия вә Иранниң ирадиси түпәйли БМТ вә АҚШниң қатнишиши билән мүмкин болди. Қазақстан һазир Астана җәрияни даирисидә қолға кәлтүрүлгән келишимләр Сирия тоқунушини БМТ Бехәтәрлик кеңишиниң 2254- (2015) қарариға мувапиқ, Женева җәрияни даирисидә сәясий рәтләшкә иҗабий тәсир қилиду дәп һесаплайду. Астана Сирия тоқунушидики тәрәпләр БМТ Бехәтәрлик Кеңишиниң 2336- (2016) қарариға мувапиқ, Сириядә оқ етишни тохтитиш режими бойичә өзлиригә жүкләнгән вәзипиләргә садиқ болиду дәп үмүт қилиду. Қазақстан Астанада 2015-жили бирқатар сириялик оппозициялик топлар арисида музакириләрниң икки раундини өткүзди, шундақла 2016-жили декабрьда Сирия хәлқигә 500 тонна көләмидә хәйрихаһлиқ ярдәм көрсәтти. 2017 — 2018-жиллири БМТ Бехәтәрлик Кеңишиниң турақлиқ әмәс әзаси сүпитидә Қазақстан регионлуқ вә дуниявий бехәтәрликкә мунасивәтлик барлиқ мәсилиләрни һәл қилиш йолида мүмкинқәдәр күч-ғәйритини сәпәрвәр қилиду вә мошу җәһәттин Сириядики тоқунушни рәтләш бойичә җәриянға өзиниң үлүшини қошушқа тәйяр. Иран, Россия вә Түркияниң 2017-жили 23-24-январьда Астанада өткән Сирия бойичә хәлиқара учришишниң нәтиҗилири бойичә бирләшкән м у р а җ и и т и Иран Ислам Җумһурийитиниң, Россия Федерациясиниң вә Түркия Җумһурийитиниң делегациялири мошу дөләтләрниң Ташқи ишлар министрлириниң 2016-жили 20-декабрьда Москвада елан қилған Бирләшкән мураҗиитигә вә БМТ Бехәтәрлик Кеңишиниң 2336-қарариға мувапиқ: Астанада 2017-жили 23-24-январьда Сирия Әрәп Җумһурийити билән қураллиқ оппозиция топлириниң арисидики музакириләрниң башлинишини қоллайду; БМТ Баш кативиниң Сирия бойичә мәхсус вәкилиниң мәзкүр музакириләргә қатнишишини алий баһалайду; Сирия Әрәп Җумһурийитиниң көпмилләтлик, көпконфессиялик вә демократиялик дөләт сүпитидики мустәқиллигигә, бирлигини вә территориялик пүтүнлүгини етирап қилғанлиғини БМТ Бехәтәрлик Кеңишиму қоллап-қувәтләйду; Сирия тоқунушини һәрбий йол билән һәл қилишниң мүмкин әмәс екәнлигигә вә у БМТ Бехәтәрлик Кеңишиниң 2254-қарарини толуқ орунлашқа асасланған сәясий җәрияниниң ярдими биләнла һәл қилиниши мүмкин екәнлигигә ишәнчә билдүриду; Ениқ қәдәмләр арқилиқ вә 2016-жили 29-декабрьда қол қоюлған шәртнамиләргә мувапиқ, бәлгүләнгән оқ етишни тохтитиш режимини күчәйтишкә интилиду; Оқ етишни тохтитиш режимини толуқ сақлашни тәминләш вә назарәт қилиш үчүн үчтәрәплимә механизм тәйярлаш, оқ етишни тохтитишниң модальлиғини ениқлашқа вә һәрқандақ иғваларниң алдини елиш тоғрилиқ қарар қобул қилиду; ИШИД/ДАИШ вә әл-Нусраға қарши бирлишип күришишкә вә уларниң қураллиқ оппозициядики топларни бөлүшкә тәйяр екәнлиги тоғрилиқ йәнә бир қетим мәлум қилиду; Музакириләр җәриянини БМТ Бехәтәрлик Кеңишиниң 2254-қарариға мувапиқ, рәғбәтләндүрүш бойичә ирадисини күчәйтишниң һаҗәтлигиниң муһим екәнлигигә ишәнчә билдүриду; Астанадики Сирия бойичә хәлиқара учришиш БМТ Бехәтәрлик Кеңишиниң 2254-қарариниң тәләплиригә мувапиқ, һөкүмәт вә оппозиция арисидики беваситә пикир алмаштуруш үчүн нәтиҗидар мәйдан болғанлиғини тәкитләйду; Қураллиқ оппозициялик топларниң 2017-жили 8-февральда БМТ байриғи астида Женевида өтидиған һөкүмәт билән оппозиция арисидики музакириләрниң новәттики басқучиға қатнишишқа тәйяр екәнлигини қоллайду; Хәлиқара җамаәтчиликниң барлиқ әзалирини Бехәтәрлик Кеңишиниң 2254-қарарида көрситилгән барлиқ қәдәмләрни тез әмәлгә ашуруш турғисидин сәясий җәриянни қоллашқа чақириду; Астана платформисида БМТ Бехәтәрлик Кеңишиниң 2254-қарарини әмәлгә ашурушқа үлүш қошуш үчүн БМТниң дәллаллиғи билән сирияликләр әмәлгә ашуридиған вә сирияликләргә тәәллуқ сәясий җәриянниң ениқ мәсилилири бойичә паал һәмкарлишиш қарарини қобул қилиду; Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Нурсултан Назарбаевқа вә барлиқ Қазақстан хәлқигә Астанада Сирия бойичә хәлиқара учришиш өткүзүшкә шараит яратқини үчүн тәшәккүр изһар қилиду.

433 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы