- Нәшрият төһписи
- 09 Ақпан, 2017
«Болған болмиғур ишлар»
Мәшүр САСИҚОВ, «Уйғур авази»/ Өткән жили 70 жиллиқ тәвәллудини нишанлиған сатирик-язғучи Абдухалиқ Махмудовниң: «Болған болмиғур ишлар» дәп аталған топлими «Асыл кітап» нәшриятидин йоруқ көрди. Уйғур әдәбиятида сатира жанрида қәләм тәвритип келиватқан язғучиниң қәлимигә мәнсүп һәҗвийә һекайиләр, публицистикилиқ мақалилар, шеирлар мәзкүр китапқа киргүзүлгән. Униңдики язғучиниң муәммалиқ мақалилири, мәзмуни чоңқур шеирлири сатирикниң көп қирлиқлиғидин далаләт бериду. Өткүзүлгән камчилиқларниң, «хәп» дегүзидиған вақиәләрниң өтмүштә қелип, кәлгүсидә қайтиланмаслиғини тилигән нийити һәҗвийлиридила әмәс, топламниң мавзусидинму көрүнүп турғинидәк һәрқандақ адәмни чоңқур тәсиратқа бөләйду.
326 рет
көрсетілді0
пікір