• Йеңилиниш 3.0 / Конституциялик ислаһатлар программиси
  • 09 Ақпан, 2017

Хәлиқ вәкили — хәлиқ арисида

Өткән һәптидә Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлисиниң депутати, җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Шаһимәрдан Нурумов Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң бирқатар йеза округлирида болуп, җамаәтчилик вәкиллири билән учрашти.Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Н.Ә. Назарбаевниң Қазақстан хәлқигә йоллиған «Қазақстанниң Үчинчи йеңилиниши: дуниявий риқабәткә қабиллиғи» Мәктүбигә вә дөләт һакимийитиниң тармақлири арисидики вакаләтликләрни қайта бөлүш мәсилилири бойичә Мураҗиитигә чүшәнчиләрни бериш вә уларға бағлиқ аһалиниң пикрини билиш мәхситидә кәлгән Мәҗлис депутатиға униң Алмута вилайити бойичә җәмийәтлик ярдәмчиси Нурмәһәмәт Палтахунов, Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Алмута вилайәтлик кативатиниң рәһбири Ғәбит Турсынбай, «Нур Отан» партиясиниң Әмгәкчиқазақ наһийәлик шөбиси рәисиниң биринчи орунбасари Қуат Байғожаев,  «Уйғур авази» гезитиниң баш муһәррири Ершат Әсмәтов, ҖУЭМ рәисиниң орунбасари, Әмгәкчиқазақ наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Сулайман Мәхсүтов һәмра болди. Рашидәм РӘҺМАНОВА, «Уйғур авази»/ Учришишлар Йеңишәр йеза округидин башланди. Меһманларни округниң һакими Асыл Байтулақов қарши алди. Баш қошуш Мәҗлис депутатиниң  «Округ йәрлик өзини-өзи башқуруш системисиға тәйярму?» дегән соалидин башланди. Асыл Байтулақ оғлиниң тәкитлишичә, биринчи новәттә, кадр мәсилисини, болупму штат мәсилисини қараштуруш керәк. Билимлик, хизмәткә лайиқ яшлар һазир йезиларға кәлмәйду. Сәвәви, дөләт хизмитидикиләрниң айлиғи төвән. Улар үчүн өй мәсилисиму қаралмиған. Иккинчидин, яшларға йезидики Интернет «қашаңлиғи» яқмайду. Андин депутат җамаәтчилик вәкиллири билән учрашти. Президентимиз Нурсултан Әбиш оғлиниң дана сәясити, елимиздики хәлиқара бирлик билән разимәнлик вә дөләт тәрәққиятини көзлигән стратегиялик программилар түпәйли Қазақстан 25 жилда дуния етирап қилидиған һаләткә йәтти, – деди Шаһимәрдан Нурумов өзиниң киришмә сөзидә. «Қазақстанниң Үчинчи йеңилиниши: дуниявий риқабәткә қабиллиғи» Мәктүби вә дөләт һакимийитиниң тармақлири арисидики вакаләтликләрни қайта бөлүш мәсилилири бойичә Мураҗиәтниңму наһайити әһмийәтлик екәнлигини тәкитләп өткән Мәҗлис депутати аләмдә болуватқан қийин вәзийәтләргә қаримай, Қазақстанниң ХХVІІІ қишлиқ Универсиадини уюштуруп, 55тин ошуқ әлниң 2000ға йеқин спортчилириға өз һүнәрлирини хәлиқара әһмийити бар мусабиқидә намайиш қилишиға мүмкинчиликләрни яритип бәргәнлигини пәхирлиниш илкидә тилға алди. Учришишта «Адал» акционерлик җәмийитиниң чарвичилиқ ишлири бойичә мудири Медетхан Игиликов сөзгә чиқип, Йеңишәр округида бирнәччә милләтниң 7000ға йеқин вәкилиниң «Бир йәңдин қол, бир яқидин баш чиқирип», инақ-иҗил яшап келиватқанлиғини алаһидә қәйт қилди. Йеза округиниң баш дохтури Изетула Әлимбаев, дехан егилигиниң рәһбири Сабир Каримов вә башқилар саламәтликни сақлаш, чарвичилиқ саһалирини тәрәққий әткүзүш, мал өстүрүш үчүн бөлүнидиған йәр вә бирқатар иҗтимаий-ихтисадий мәсилиләр бойичә соаллар билән мураҗиәт қилди. У соалларға тәпсилий җавап бәргән депутат Президентниң вакаләтликләрни қайта бөлүш мәсилилири бойичә Мураҗиитиниң орунлиниши йезилардин башлинидиғанлиғини йәткүзди. Униң бир мисали – өзини өзи башқуруш системиси. У дурус йолға қоюлса, бәзи мәсилиләр йәрлик һакимийәт даирисидә йешилидиған болиду. Шундақла у «Нурлы жер» программисиниң алаһидиликлирини чүшәндүрди. Булту наһийәдики өсмүрләрни балилар бағчилири билән тәминләш 82 пайизға йетип, 2015-жили билән селиштурғанда 5,3 пайизға өсти. Дөләт программилири асасида йеңилири селинип, нурғуни җиддий ремонттин өтти. Шәхсийләр тәрипидинму балилар бағчилири ечиливатиду. Җүмлидин булту Йеңишәр йеза округида икки шәхсий балилар бағчиси пайдилинишқа берилди. Шуниң бири – Тунҗа Президент күни һарписида «Бизнесниң йол хәритиси-2020» дөләтлик программиси даирисидә «Даму» фондиниң ярдими билән ечилған 160 орунлуқ «Раяна» балилар бағчиси. Гөдәкләргә ушбу яхшилиқларни һәдийә қилған Руслан Һосманов вә бағчиниң рәһбири Зоһра Әршидинова меһманларни балилар бағчисиниң нәпәси билән тонуштуруп чиқти. Бағчини түгәл арилап чиқип, келәчәк егилиригә һәртәрәплимә күтүм яратқанлиғини көргән депутат билим бериш саһасидики мәмликәтлик-шәхсий шериклиги механизмини тәрәққий әткүзүшкә өз һәссисини қошқан Руслан Һосмановниң паалийитигә өзиниң иҗабий баһасини бәрди. Шу күни чүштин кейин Мәҗлис депутати башлиған топ Тәшкәнсаз йеза округиға кәлди. Меһманларни йеза округиниң һакими Мәһәмәтҗан Султанияров күтүвелип, «Артель Компани» карханисиға  елип барди.  Һарақ-шарап чиқиридиған мәзкүр ширкәт заманивий шараитларда сүпәтлик мәһсулат  йетиштүрүш билән биллә йезидики ишсизлиқниң алдини елишқиму өз һәссисини қошуп кәлмәктә. Тәшкәнсаздики 50 орунлуқ йеңи амбулаторияниң қурулушиға дөләт ғәзнисидин 27 миллион тәңгә бөлүнгән. Бена 9 баллғичә болған йәр тәврәшкә чидамлиқ. Заманивий қурал-ярақ билән толуқ җабдуқланған йеңи амбулаториядә 20 тиббий хадим әмгәк қилиду. Уни тәҗрибилик мутәхәссис, мошу йезиниң турғуни Алийәм Талипова башқуриду. Униңдин башқа амбулаториядә үч дохтур, 11 мәхсус билимлик медицина хадими ишләйду. Баш дохтурниң ейтишичә, округта жуқумлуқ, хәтәрлик ағриқларға дучар болғанлар йоқ. Пат-пат учришидиған бәзи ағриқлар мәхсус тизимларға елинип, уларға дөләт тәрипидин керәк дорилар үзүлмәй берилип туриду. Округта жилиға 60тин ошуқ бала туғулиду. Буниңдин бирнәччә жил бурун Қазақстан Җумһурийитиниң Мустәқиллиги күни һарписида йеза амбулаториясигә дөләт тәрипидин йеңи «Тез ярдәм» транспорти берилди. Тәшкәнсаз йезисидики Һезмәт Абдуллин намидики оттура мәктәп дөләтлик «100 ағриқхана, 100 мәктәп» программиси асасида қәд көтәргәндә, мәктәпниң кона үч бенаси бош қалған еди. Бирақ кейинирәк уларму һаҗәткә яриди. Буниңға дөләтниң «Балапан» программиси бойичә мәктәп йешиғичә болған барлиқ балиларни түгәл бағчиларға җәлип қилиш вәзиписи асас болди. Шуңлашқиму беналар җиддий җөндәштин өткүзүлди. Депутат башлиған топ «Ақботаниң» бөлмилирини көздин кәчүрүп, бу йәрдики балиларниң дөләт программилири бойичә қазақ, рус вә инглиз тиллирида тәрбийилиниватқанлиғини көрүп, бағчә рәһбәрлигиниң ишиға жуқури баһасини бәрди. Андин улар йеңи мәктәпниң мәҗлисләр залида өткән жиғинға қатнишип,  җамаәтчилик вәкиллири  билән пикир алмаштурди. Бу йәрдә көпчилик Мәҗлис депутатиға йезидики Мәдәнийәт өйи  вә  ичидиған суға мунасивәтлик өзлирини ойландуруп жүргән соаллири билән мураҗиәт қилди. Шаһимәрдан Үсәйин оғли бу мәсилиләрниң барлиғиға бағлиқ дөләт программилириниң моҗут екәнлигини тәкитлисә, округниң һакими Мәһәмәтҗан Султанияров Тәшкәнсаз йезисидики Мәдәнийәт өйиниңму, Баяндайдики клубниңму пат-йеқинда шәхсийләр қолидин йәрлик һакимийәт балансиға өткәнлигини хәвәрлиди. Әлвәттә, улар җиддий ремонтни тәләп қилиду. Шуңлашқиму, мәхсус программиларға асасланған һалда, уларниң лайиһә-сметилиқ һөҗҗәтлири тәйярлиниватиду. Келәчәктә хәлиқниң бу арманлириму рояпқа чиқип қалар. Әнди су мәсилисигә келидиған болсақ, тәшкәнсазлиқлар бурундинла ичимлик су тапчиллиғидин қийнилип кәлгән. Мәһәмәтҗан ака һаким болуп сайланғанда әң дәсләп қолға алған иши —мошу су мәсилиси екән. У «Ақбұлақ» программисидин пайдилинип, наһийәлик «Есік су құбыры» карханиси билән келишим түзүпту. Йезиниң җанкөйәри Миралим Қасимов суға рәһбәрлик қилиду. Униң уюштуруши билән һәрбир өйдин 1000 тәңгидин жиғилип, тегишлик техника, аппаратлар орунлаштурулупту. Тамлири бузулуп сөрүнләшкән су қоймиси әслигә кәлтүрүлүпту. Нәтиҗидә аһалиниң 85 — 90 пайизи таза су билән тәминлинипту. Һаким ишниң буниң билән тохтап қалмайдиғанлиғи, келәчәктә су мәсилисиниң бирәтола һәл болидиғанлиғини ейтип өтти. *** Ават йезисиға қәдәм тәшрип қилған депутат Шаһимәрдан Нурумов бу йәрдиму Президентниң бийилқи Мәктүби билән Мураҗиитигә чүшәнчиләр бәрди. Андин Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң һөрмәтлик граждини, пешқәдәм устаз Музәппәр Митәллипов сөзгә чиқип, Дөләт рәһбириниң барлиқ қазақстанлиқларниң хатирҗәмликтә, достлуқта һәм разимәнликтә паравән һаят кәчүрүши үчүн яритиватқан мүмкинчиликлирини һаяҗанлиқ илкидә атиди. Шуниң билән биллә у миллий мәктәплиримизгә вә кадрларға аит айрим проблемиларғиму тохталди. Ақсақаллар кеңишиниң рәиси Савутҗан Иминов йеза сиртидики бирнәччә километрға созулуп кәткән әхләтхана мәсилисини көтәрсә, Өмәр Муһәммәдий намидики мәктәпниң Ата-анилар комитетиниң рәиси Әхмәтҗан Елибақиев ишсиз яшларниң келәчиги  һәққидә ой-пикирлири  биләш бөлүшти. Қоюлған соалларға җавап бәргән Шаһимәрдан Нурумов җай-җайларда әхләтни қайта ишләпчиқириш заводлириниң ечилишиға мунасивәтлик әхләтниң бүгүнки күндә хамәшияға айланғанлиғини, Аваттиму шундақ орунни ечиш керәк екәнлигини ейтти. Һазир йезиларда дөләт тәрипидин кәспий-техникилиқ колледжлар ечиливатиду. Сәвәви, Алмута вилайитиниң барлиқ наһийәлири йеза егилигигә ихтисаслаштурулған. Йезида егиликләргә һавадәк һаҗәт болған кадрлар йоқниң орнида. Шуңлашқа пәрзәнтлиримизни кәспий-техникилик билим дәргаһлирида оқутушму муһим әһмийәткә егә екәнлигини депутат алаһидә тәкитләп өтти. Ахирида меһманлар Раһат йеза округиға қарашлиқ Азат оттура мәктивидә болуп, өскиләң әвлатни тәрбийиләш йолида жүргүзүлүватқан ишлар билән тонушуп, турғунлар билән пикирләшти. Азаттики учришиш җәриянида Ақсақаллар кеңишиниң рәиси Абдушүкүр Һапизов, Азат толуқсиз оттура мәктивиниң муәллими Оғләм Исмайилова аһалиниң бесим көпчилигини тәшкил қилған уйғурларниң пәрзәнтлири үчүн уйғур синиплирини ечишқа ярдәм беришини сориса, Раһат округиниң һакими Ахмет Жолдыбаев турғунларни вақитлиқ тиркәш һәққидә сөз  қозғиди. Учришишни йәкүнлигән Қуат Султан оғли бу баш қошушларни қизғин сөһбәт шараитида өткүзгән депутатқа вә униңға һәмра болуп кәлгән меһманларға миннәтдарлиқ билдүрди. Әмгәкчиқазақ наһийәси.

518 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы