• Йеңилиқлар
  • 16 Ақпан, 2017

Күн тәртивидә – әтиязлиқ жиғим-терим ишлири

Йеқинда әтиязлиқ терилғу ишлириниң йеңиланған несийәләш программисини тәрғип қилиш бойичә алаһидә топлар қурулуп, җумһурийәтниң барлиқ регионлириға атланди. Йеңичә ишләнгән несийә пайизи вә мәбләғ билән тәминләш шәртлири һәққидики дәсләпки мәлуматларни Қарағанда вилайитиниң деханлири алди.Тонуштуруш ишлирини «Аграрлиқ несийә корпорацияси» акционерлиқ җәмийитиниң рәһбәрлик тәркиви вә шөбилириниң мудирлири жүргүзди. Әтиязлиқ терилғу вә жиғим-терим ишлириға бюджеттин 60 миллиард тәңгә бөлүниду. Униң 40 миллиард тәңгисини «Аграрлиқ несийә корпорацияси» акционерлиқ җәмийити иккинчи дәриҗилик банклар арқилиқ, әнди 15 миллиард тәңгини йеза егилиги мәһсулатлирини ишләп чиқарғучиларға беваситә тәвсийә қилиш планлиниватиду. Қалған 5 миллиард тәңгә микронесийә тәшкилатлири арқилиқ тарқитилиду. «ҚазАгро» миллий башқуруш холдинги билән униң тәркивидики карханилар деханларни мәбләғ билән тәминләш программилириниң пайизлиқ мөлчәрлирини йеникләштүрүш мәхситидә изчиллиқ билән иш жүргүзүватиду. Шуңлашқа бийил әтиязлиқ етиз-ериқ вә жиғим-терим ишлириға берилидиған несийәләрниң пайизлиқ мөлчәрлири төвәнлитилди. Етизлиқларни әқилгә мувапиқ пайдилиниш үчүн Қазақстан Җумһурийити Йеза егилиги министрлиги несийәләш мабайинида әвзәлликкә егә бирқатар йеза егилиги зираәтлирини бәлгүлиди. Улар, биринчи новәттә, терилғу мәйдани 407,7 миң гектардин кам болмайдиған май зираәтлири (аптаппеләз, рапс, зиғир). Иккинчиси — арпа. Униң терилғу мәйдани 95 миң гектардин кам болмаслиғи шәрт. Буниңдин башқа әвзәлликкә егә зираәтләр тизимида қәнт қизичиси, гүрүч, пахта, сулу вә яңию бар.

474 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы