• Әхбаратлар еқими
  • 16 Ақпан, 2017

Тәнтәнилик нишанлап өтти

Өткән шәнбә күни Алмутидики Ө.Жолдасбеков намидики Студентлар сарийида Алмута шәһәрлик Корей этномәдәнийәт мәркизиниң уюштуруши билән Ай календари бойичә Йеңи жилни нишанлашқа беғишланған чоң тәнтәнә өтти. Униңға Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлисиниң депутатлири, ҚХА әзалири, этномәдәнийәт мәркәзлириниң вәкиллири, Корей Җумһурийитиниң Қазақстандики әлчиси вә башқилар қатнашти. Тәнтәнини тәбрик сөз билән Алмута шәһәрлик Корей этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Бронислав Шин ачти. Өткән жили, биз, қазақстанлиқлар чоң вақиәләрниң гувачиси болдуқ, — деди Бронислав Шин. — Қазақстан Мустәқиллигиниң 25 жиллиғини дағдуғилиқ нишанлидуқ. Бийилму елимиздә чоң вақиәләр йүз бериватиду һәм болмақчи. Мана өткән һәптидә қишлиқ Универсиада утуқлуқ өтти. Астанада ЭКСПО-2017 хәлиқара көргәзмиси ечилиду. Бу жили Қазақстанда истиқамәт қиливатқан корей хәлқи үчүн сәнәлик жил болди. Ениғирағи, корей хәлқиниң Қазақстанда яшаватқиниға 80 жил, Қазақстан билән Корея Җумһурийитиниң дипломатиялик мунасивәтләрни орнатқиниға 25 жил вә җумһурийәтлик академиялик Корей театриниң қурулғиниға 85 жил толуватиду. Биз бу сәнәләрни һәммимиз бирлишип, жил давамида нишанлап өтүмиз. Бүгүнки тәнтәнилик кәч – әйнә шу мәйрәмләрниң башлиниши. Һәммиңларни миллий әнъәнилиримизгә мувапиқ нишанлинидиған Йеңи жил билән тәбрикләймән. Шуниңдин кейин тәнтәнә Корей театриниң, миллий этномәдәнийәт мәркәз йенидики сәнъәткарларниң, Кореядин кәлгән артистлар вә Қазақстан эстрада юлтузлириниң  қатнишишидики концертлиқ программиға улашти. Йолдаш МОЛОТОВ.    

651 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы