• Шеирлар
  • 23 Ақпан, 2017

Иҗадийәт гүлзари

Иҗадий издиниш, тинимсиз әмгәк, үзлүксиз билим асасида вуҗутқа кәлгән һәрқандақ шеирниң әл қәлбидә асан йол тепиши ениқ. Төвәндә гезитханлар диққитигә һавалә қилиниватқан бир түркүм һәвәскар шаирларниң шеирлири көпчилик көңлидин чиқидиғанлиғиға үмүт қилимиз.Тәлкә тағлири Тәлкиниң тағлирида жүрүп өттүм, Ата-бовам тарихини көрүп өттүм. Қәддини тик тутқан билән етигигә Муң толупту, амалим йоқ, көйүп өттүм... Қайттим Вақит йетип, мән хошлишип, сөйүп     қайттим, Тоялмастин дидариңға көйүп қайттим. Әзиз вәтән, айрилмасқа илаҗәм йоқ, Каж тәғдирниң язмишиға көнүп қайттим. Һәр мазарға, «Миң өйгә» һәм берип    қайттим, Һекмәт сөзни марҗан кәби терип қайттим. Әҗдат басқан улуқ әлниң топриғидин, Бир өмүрлүк мәдәт, қувәт елип қайттим... Тилигим Вуҗудум билән оқуймән ләнәт, Апәт әкәлгән дәһшәт урушқа. Ким көрди ундин меһир-шапаәт, Тақәт йоқ һәтта аңлап турушқа. Һечким халимас қайғу-әләмни, (Аңлиғай Алла нәпрәт-наләмни). Әлдә яңриған течлиқ нахшиси, Шатлиққа бөләр барчә аләмни... Мени күт Қулиғиңға гүл қисмай, Чиққин мәйли, нигарим. Өзәң гүлдәк гөзәлғу, Мәсхуш етәр дидариң. Яман екән муң-дәрди, Сөйгү дегән сезимниң. Мәптун қилип өзәңгә, Аздурдиғу есимдин. Әнди билдим сөйгүниң, Көйдүрүши һәққидә. Чиң бағланғай риштимиз, Үзүлмисун әқидә. Мәндин башқа өзгигә, Кирпик билән оқ атма. Интизар боп күт мени, Үмүтүңни йоқатма. Күлүп тур Баралмисам йениңға, Ярим мени күтүп тур. Парлап турған сөйгүңни, Чирақ етип тутуп тур. Өзәм тәргән гүл кәби, Хуш һидиңни чечип тур. Тәшналиғим қанғидәк, Чирайиңни ечип тур. Кәлсәм сайрап булбулдәк, Гүлбаһардәк толуп тур. Сайришимдин зоқ әйләп, Толун айдәк йоруп тур. Өмәр ИСЛАМ. Алмута шәһири. Билинәр Алдирмаңлар мени қерип қапту дәп, Жут жүкини артишқа һәм яраймән. Көзүмдә нур, қәдимим түз, қәддим тик, Кәлгүсигә үмүт билән қараймән. Бу өмүрдә көп ғемида яшаймән, Шатлиғимдин әвзәл маңа әл дәрди. Кәлгән достни өй төригә башлаймән, Мән меһмандост уйғурниң бир пәрзәнди. Ағрип қалар бәзән белим, қош тизим, Мағдир болмас әшу чағда аяқта. Шунда пәқәт қерилиғим байқилар, Қозғилалмай таянғанда таяққа. Кона достларға Кона досттин айрилмиғин ағинә, Әсқатиду бешиңға күн чүшкәндә. Ясин оқуп, иңигиңни чатар у, Рисқиң пүтүп, шам-чириғиң өчкәндә. Кона достлар қәдримизни биләйли, Өмүр дегән өтүп кетәр атқан – оқ! Бу бәш күндә хошал-хорам жүрәйли, Дидарлашқан көңүлләрдә қайғу йоқ. Достуң қалса қараңғуда тәнтирәп, Тез арида дост йолиға нур сәпкин. Турма һәргиз өз бешиңдин әнсирәп, Адимийлик қиммитиңни көрсәткин. Сейитҗан Армоллаев. Алмута шәһири. Иҗазәт қил Юлтузи боп көрүнгәндә аләмниң, Муһәббәткә көзүм йәтти, ишәндим. Тонушқанда йеқинирақ сән билән, Пак сөйгүниң сирлирини чүшәндим. Пәқәт өзәң қолум йәтмәс арминим, Жүригимдә ишқи оти бар мениң. Сезимимни қачилисам мисраға, Йетәрмекин саңа пуған-зарлирим. Болаламсән дәртлиримгә дәрманә, Отуңда, яр, болсам мәңгү пәрванә. Билсәң тилим аҗиз һөснүң алдида, Сезилсәмму гәр өзәмгә мәрданә. Айимапту гөзәлликни тәбиәт, Ишәнгинә, әзиз ярим, сениңдин. Өтүнимән қилғин маңа иҗазәт, Шатлиқ-ғәмдә мән тепилай йениңдин... Оттуз оғул Оттуз оғул сайә берәр теригим, Уларсиз һәм болмай қалар керигим. Гәр жиқилсам тепилиду йенимдин, Бу өмүрдә дайим һәмра, шеригим. Оттуз оғул – тапқан дуния, байлиғим, Янда болса шатлиқ – туғум, байриғим. Мәдәт берип, йөләп турғач, ва бәлким, Достлуқ дегән бүйүк йолдин таймидим. Биз қериндаш, йоқтур аңа ятлиғим, Улар билән ашар дайим шатлиғим. Еғизимға алалмаймән яман дәп, Кирпә – юмшақ, қарға болса – аппиғим. Билип өтәй садиқ достниң қәдрини, Бөлүп өтәй шатлиқ һәмдә дәрдини. Хәлқимизгә бүгүн бирлик һаҗәтқу, Башлииниду у достлуқтин, бил шуни. Нуршат НУРШАЕВ. Алмута шәһири. Ана тилим Ана тилим – бәхтим мениң, байлиғим, Пәхирлинип қолға тутқан байриғим. Бу өмүрдә — һәр мәшрәптә, һәр җайда, Ишән пәқәт бир сениңда сайридим. Өз тилимда мәғрурлинип сөзләймән, Келәчәкни әшу тилда көзләймән. Әҗдадимдин қалған бүйүк мирасниң, Қиммитини билмисә гәр төзмәймән. Уйғур дегән улуқ әлниң қизимән, Хас Һаҗип һәм Қәшқәрийниң изимән. Җан хәлқимгә ейтмақ болған сиримни, Ана тилда марҗан қилип тизимән. Өз тилимда алдим тәлим-билимни, Йоруқ әтти билим нури дилимни. Тумар қилип мәңгү сақлап өтүмән, Анам сүти билән сиңгән тилимни. Бу дәрттин қутулғидәк амал барму, Ейт яки солап қояр қамал барму? Көп илләт аримизда қанат яйди, Учирип кәткидәк бир шамал барму? Көзләр кор болуп қалди, тевип барму, Көз әмәс, көңүлләрму болди қарғу. Әйипни издимәстин өзимиздин, Налә қип дәймиз йәнә аләм тарғу! Пәйли кәң инсанларниң көңли язғу, Шу язниң қиммитини биләр азғу. Техника банә болди еринчәккә, Чалмаймиз қолда туруп әсвап-сазму. Наениқ тилимиз һәм дилимизму, Тәләйләр тенәп кәтти, билимизму? Аниниң ақ сүтини күлгә чечип, Өзимиз өзимизгә күлимизғу. Бу илләтни йоқитар бир амал барму, Вә яки қамап қояр қамал барму?.. Ана тилим — дана тилим Вуҗутқа сиңгәч ана тилим бәлким, Махтинип дайим сөзләймән әркин. Әшу тил билән әлләй нахшиси, Қулаққа киргәч әзизләр һәрким. Ғурурлуқ ейтай тилим бар мениң, Башқа тиллардин кам әмәс өзи. Аләмгә мәшһур алтун ғәзнәм бар – Маһмут Қәшқәрий, Хас Һаҗип сөзи. Йезилған өтмүш, тәвәррүк тарих, Тизилған унда шаирлар қури. Шу тилни, уйғур, билмисәң әгәр, Чүшмәйду саңа илимниң нури. Уйғур тилимиз қедимий һәм бай, Қәдрини билгин, таза, сап сөзлә. Маңқурт болуштин сақлинип һаман, Билим егиләп жирақни көзлә. Тилидин кәчкән – динидин кечәр, Һәтта ой-мәхсәт, дилидин кечәр. Тилидин кәчкән – тирик мурда у Һәтта миллитин у сетип кетәр. Рабиләм МӘХСҮТОВА, пешқәдәм устаз. Алмута шәһири. Кәчүр, Алла Кәчүр, Алла, намазсиз һәр күнүмни, Түнәк күни уйқа йәңсә түнүмни. Кәчүр, Алла, улуқ Қуръан китапни, Мән ачмиғач оқумидим хитапни. Кәчүр, Алла, тутмай қалсам розини, Дуа қилмай жиғсам бәзән җозини. Кәчүр, Алла, тиңшап шәйтан сөзини, Гәр яшлитип қойсам анам көзини. Кәчүр, Алла, өтимигәч пәризни, Мән келимән төләлмәстин қәризни. Кәчүр, Алла, очуқ кийип көйнәкни, Ойлимидим дозақ отта көймәкни. Кәчүр, Алла, көрмәстин көз йешини, Сийпимидим житимларниң бешини. Кәчүр, Алла, шүкри әтмәй һәр күнни, Өткүзсәм гәр дуа қилмай бар түнни. Кәчүр, Алла, гунакар бир қулуңни, Дәп тизлинип яйдим икки қолумни... Меһринур Арзамғоҗа қизи. Алмута шәһири. Жүрәк әмри Сениң билән өтти гөзәл яшлиғим, Сениң билән сөйгү йолин башлидим. Бир өзәңни сөйүп өттүм һаятта, Бу сөзүмгә ишән, җеним, ашиғим. Гува болған сөйгүмизгә бағ Өсәк, Айрилматтуқ гәр иккимиз чин сөйсәк. Кәлгүсидә һалавитин көрәттуқ, Муһәббәтниң җапасиға биз көнсәк. Әлниң тили тәгдимекин, билмидим, Сезимимни һәҗәп көзгә илмидиң. Сән кәчсәңму кечәлмидим сениңдин, Чүнки мәнчүн ялғуз едиң, бир едиң... Ризванәм РОЗИЕВА. Панфилов наһийәси. Һаят – кемә Һаят – кемә йезиқлиқ өз пәрмани, Үзәр инсан йәткичә күч-дәрмани. Тағдәк тәләп қоюлғач һур яшашчүн, Мәхсәт етип қоғлап келәр арманни. Мәлум әмәс маңа, һаят, сирлириң, Еғир екән амма тәғдир синиғиң. Сәндин алған һәрбир савақ, тәлимни, Дилға пүктүм гоя мәшъәл-чириғим. Һаят, һәргиз яхшиларға зар қилма, Даваниңда яманларға яр қилма. Амалим йоқ, мәйли мени йәклигин, Әң әвзили, шеиримни хар қилма. Вәтәнни сеғиниш Талан-тараҗ етиш өтмүш тарихимни, Нәп берәрму ейтқинә, җан хәлқим аңа. Бәрибир һеч йоқиталмас байлиғим, Өз тарихим маңа хастур, пәқәт маңа. Мөлдүрлигән миллионлиған қара көзләр, Ишинимән явға һәргиз бешин әгмәс. Җай-җайларда мусапир боп жүргән хәлқим, Күнләр келәр һәтта аһу-пуған чәкмәс. Садиқ болуп көңүлдики бир вәдәмгә, Қанат пүтүп учқум келәр җан вәтәнгә. Мән жирақта муңлуқ нахша ейтқан билән, Әң муһими – үмүт риштим бар әтәмгә. Җоңғар теғи Көпжиллиқ тарихниң гувачиси боп, Ақ сақал бовайдәк турисән мәғрур. Қол тутуп кәлмәктә мәңгү дост болуп, Қойнуңда шат яшап қазақ һәм уйғур. Сән үчүн әсирләр қазақ қериндаш, Җан бәрди талайниң чүшкәчкә көзи. Сәндики сап һава, пақириған қуяш, Аз болар қәддиңгә шаирлар сөзи. Әрзим бар әй саңа, Җоңғар Алитағ, Яңритай мәнму һәм шатлиқ навасин. Тил қатмай еһ, нечүн турисән торап, Арқаңда иңриған әлниң авазин. Молутҗан ТОХТАХУНОВ. Яркәнт шәһири. Ана Мениң үчүн бебаһа, Қәдирдансән, җан ана. Таптим иссиқ меһриңдин, Бир өмүрлүк җай-пана. Сән бар үчүн яңрайду, Хуш навада дил-сазим. Мәшәқәттә өстүрдиң, Рәхмәт, ана, миң тазим.   Тәлийимгә аман бол, Ана, һәргиз ағрима. Кинәп һаман меһриңни, Интилимән бағриңға. Сөйгүнүм Сөйгән едим сени ярим жүрәктин, Шу бир чағда шатлиқ дәмгә бөләттиң. Сәйлә қилсақ мәнзилидә сөйгүниң, Мән җапаға, һәр синаққа төзәттим. Амма, әпсус, пак сөйгүмни хар әттиң, Бу өмүрдә өзгә қизни яр әттиң. Чин вападар болалмисаң сән нечүн, Жүригимгә ишқ отини яраттиң? Сеғиндим Сеғиништа һәр күни, Йоллириңға қараймән. Кәчтә кәлсәң йенимға, Чириғиң боп янаймән. Кетәрсәнму ташлап, яр, Көзлиримни яшлап, яр. Ундин көрә өмүрниң Чоң йолиға башлап бар. Адаләт МӘХСҮТ, 101-мәктәп-гимназияниң муәллими. Алмута шәһири. Гөзәл йезам Меһриң иссиқ жутум Түгмән әзәлдин, Тепилиду намиң шеир-ғәзәлдин. Мәптун етәр сениң гөзәл мәнзирәң, Булақтики сүйүң артуқ һәсәлдин. Асман билән бой талашқан бар теғиң, Бүк-барақсан хуш пурақлиқ гүл-беғиң. Әшу бағда булбуллар шох сайришип, Хошаллиқта атар сүзүк һәр теңим. Кәлгин, достум, гөзәл баһар ейида, Ушшақ ташлиқ суға толған сейи бар. Һәр теғиға көзүң алмай бақисән, Жутни сөйүп сәнму жүрәк яқисән. Адәмлири инақ-иҗил яшайду, Һәр қәдәмни алға дадил ташлайду. Әмгәксөйәр қазақ билән уйғурум, Әвлатлирин келәчәккә башлайду. Уйғур наһийәси Тағ бағриға җайлашқан, Меһри иссиқ йезилар. Һәр жуттики уйғурум, Қериндаштәк сезиләр. Һәрбир жутниң өзгичә, Бардур яхши хислити. Адил әмгәк әткәчкә, Жутниң һалал хизмити. Гөзәл Уйғур макани, Барчә милләт панаси. Чиқти ундин йетилип, Хәлқимниң көп данаси. Баһар кәлди Баһар кәлди ямғурини яғдуруп, Гүл-гиялар тәшналиғин қандуруп. Гөзәлликкә әшна һәрбир инсанниң, Дил-қәлбидә үмүт отин яндуруп. Баһар кәлди жүрәкләрни ойғитип, Оюмизға йәнә йеңи ой қетип. Һәр қорада мәрәп ятқан қозини, Көк майсилиқ идир-қирда ойнитип. Баһар кәлди гүлгә бөләп бағларни, Ақ малихайлиқ егиз-чоққа тағларни. Кәлди баһар муһәббәтни ойғитип, Унтулдурмас етип яшлиқ чағларни. Адәм вә заман Өзгәрди дәп заманни, Пәриқ әтмәй яманни. Жүримиз биз айралмай, Һалал билән һарамни.   Гунакар дәп аләмни, Әйиплимәй адәмни. Ақ-қарисин айралмай, Бесип кәлдуқ қәдәмни. Соруп өткән хаманни, Издимәй һеч амални. Хаталиққа йол қойсаң, Әйиплимә заманни. Шөһрәт ИЛИЕВ, 101-мәктәп-гимназияниң башланғуч синип муәллими. Алмута шәһири. Қазақстан Қазақстан – Вәтиним, Бизгә үлгә қәдимиң. Яхшилиқлар күтмәктә, Үмүтүм бар әтидин. Йолуң болди ғазатлиқ, Мәшәқәтлик, азаплиқ. Күрәш етип әзәлдин, Алдиң ахир азатлиқ. Көп милләтләр яшайду, Хошал-хорам яшнайду. Течлиқ, бирлик, инақлиқ, Утуқларға башлайду. Ана жутум Гөзәллиги Яркәнтниң Таң қалдурар аләмни. Бағ Өсәкниң сулири, Роһландурар адәмни. Туғулған өз жутумниң, Бар өтмүши, тарихи. Бериду көп мәлумат, Сарғайған һәр вариғи. Мениң үчүн қиммәтлик, Һәрбир тешиң, Яркитим, Сениң иссиқ қойнуңни, Кинәп бардим һәр қетим. Достларға Балилиғим биллә өткән достларни, Бәк сеғинип арман билән әслидим. Жүткән күнни, қиммәт дәмни  мән кинәп, Муңлуқ дилни сәвир билән бәзлидим. Һәрқандақ күн чүшкинидә бешимға, Тепилди дост дайим янда-қешимда. Ярдимигә муһтаҗ болсам миннәтсиз, Йөләп турди һаман әткән ишимда. Кәлгүсидә кәлгән һәрбир синақта, Ашқай, достлар, меһриванлиқ ишқимиз. Силәр билән өмүр өзи қизиққу, Үзүлмисун мәңгү достлуқ риштимиз. Әлишер ДАВУТОВ, Алмута шәһиридики Рузуддинов намидики стоматология колледжиниң студенти.  Һаят мәзмуни – муһәббәт Өттүм дәсләп муһәббәткә ишәнмәй, Сирлиқ сезим түгүчини йешәлмәй. Кәчүрмигәч әсли өзәм бу баштин, Таң қалаттим сехир күчин чүшәнмәй. Вақит йетип әшу сезим туташти, Вуҗудумға һәҗәп иллиқ от чачти. Шундин буян, достлар, гөзәл яшлиқта, Қучиғини мениң үчүн қут ачти. Сөйгү күчи нур яғдурди өңүмгә, Шатлиқ күйи толуп-ташти көңүлдә. Мениң үчүн әсли, достлар, гөзәллик – Муһәббәтниң  моҗутлуғи өмүрдә! Әпсус... Қәдәм бассамму қилдим еһтият, Түрлүк синаққа толған бу һаят. Кимгә ишинип ейтай сиримни, Өз көргән инсан болса әгәр ят. Төктүм дилдики қайғу-дәрдимни, Дост дәп чағлидим, әпсус, һәммини. Аһ, лекин тарттим көзгә яш елип, Вапасизлиқниң аччиқ дәмини. Гүлнарәм ИБРАГИМОВА, Қазақ дөләт қизлар педагогика университетиниң студенти.   Қазақстан – көз ачқан диярим Қазақстан – туғулған диярим, Тәлпүнәр сән таман хиялим. Сеғинғач сениң кәң қойнуңни, Күйләймән пүткичә сиярим. Яшайду бағриңда көп милләт, Бәргәнни қилмидиң һеч миннәт. Тәбрикләп бу шанлиқ тоюңни, Дилимдин йоллаймән пак тиләк. Аләмгә тонулғай атиғиң, Сезимән йоқ бизгә ятлиғиң. Сән йәткән һәр пәллә, һәр утуқ, Мениңму хошаллиқ-шатлиғим.   Өмүр Болғач өзәм гоя порәк-ғунчидәк, Ейтқумғу йоқ өмүр һәқтә оюмни. Ундин көрә қурни тизип үнчидәк, Тепип көрәй иҗатта мән йолумни. Арминим шу — мениң қутлуқ қәлимим, Язғай һаман әлниң шатлиқ-әлимин. Алла буйруп кәлгүсидә ақлаймән, Ана жутниң бәргән билим-тәлимин. Әзизәм ИЛИЕВА,студент. Үрүмчи шәһири. Сөйгү синиғи Зулмәт кечә. Әтрап җим-җит. Қараңғу... Тар кочини жүрәр жигит айлинип. Йенип-йенип яр йолиға қарар у, Яш жүриги чидимас һеч айрилип. Қиз қизилгүл турған гоя бәргидә Назлиниду, арзулуқ һәм әркидә! Яр йениға чиққуси бар, аһ лекин Өз ғурури қоюп бәрмәс әркигә. Көйгән еди бир-бириниң отида, Келәчәкни тәхмин етип алған һәм. Лекин сөйгү сезиминиң сотида, Бу айрилиш синақ үчүн салған ғәм... Тәғдир ОКТЯБРОВ, Абай намидики Қазақ миллий педагогика университетиниң студенти.  Жут меһри Ана жутум, мени бәкму сеғиндурдиң, Жүригимгә пәқәт өзәң йеқин турдиң. Йәткүм кәлди қанат пүтүп кәң қойнуңға, Бар оюмни бир өзәңгә беқиндурдиң. Көп әсләймән сәндә өткән балилиқни, Беғәм күнләр, бәңвашлиқ һәм чалилиқни. Өз әркимдә болса әгәр яшлиқ чағдин Алдиримастин узартаттим арилиқни. Сән йөлигәч пүкүлмиди бой-қамитим, Учар едим, болса әгәр қош қанитим. Мән туғулдум, әзиз жутум, кәң қойнуңда, Шуниң өзи мениң бәхтим, бир амитим. Достларға Һаятта мән нишанға йәтмигәндә, Бу баштин қайғу-әләм кәтмигәндә, Дил-көңлүмгә йеқин инсан чәтнигәндә, Тепилар яндин һаман чин достлирим. Йолумни қара қузғун қаплиғанда, Мән үчүн таңлар күлүп атмиғанда. Яхшилар қатариға қатмиғанда, Тепилар яндин һаман чин достлирим. Шу достлар келәр муңни тәң бөлүшүп, Бәзидә  хошал болуп һәм күлүшүп. Сеғиндим  силәр билән өткән күнни, Турайли шуңа пат-пат биз көрүшүп. Қолдаш ШӘМШИДИНОВ,Абай намидики Қазақ миллий педагогика университетиниң студенти. Һаят өткүнчи Үмүт отини дилимға йеқип, Әнди кәттиңғу мениңдин кечип. Аз вақит ичидә өзгирип һәммә, Башқа бир ярниң қолидин елип, Немә болди сәвәп? Чүшинәлмидим, Қанчә рәт көрдүм сорап билмидим. Қан жиғлап жүрәк көйсә отуңда, Бойсундум бирақ, унталмидим. Бүгүн сән кәттиң ташлидиң мени, Бир күни ташлайду сениму бири. Һаят өткүнчи көрәңләп кәтмә, Өтилиду һаман сөйгүниң хуни. Аида ӘХМӘТОВА, Алмута шәһиридики  89-рус-уйғур оттура мәктивиниң   муәллими.

426 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы