• Йеңилиқлар
  • 23 Ақпан, 2017

Ата-бала Толунлар яки Қедимий Мисирда дөләт қурған уйғурлар

Муәллип һәққидә қисқичә мәлумат/ Қазақстан Журналистлар иттипақиниң әзаси Ғәйрәт Исрайилов узақ жил мәтбәә, мәтбуат вә билим бериш саһалирида ишләп, һазир һөрмәтлик дәм елишта жүрсиму, қолидин қәлимини ташлимиди. Униң мәктәп һаяти тоғрилиқ мақалә-очерклири, муәллимләргә методикилиқ ярдәм сүпитидә тәвсийә қилған үлгә дәрисләр планлири, хәлқимизниң тарихиға, хусусән, оттура әсирләрдики тарихиға аит язған тарихий материаллири, яднамилири, тәрҗимә материаллири өткән әсирниң 80-жиллиридин бери гезитимиз сәһипилиридә үзлүксиз йоруқ көрүп келиватиду. Ғәйрәт Исрайилов шундақла дуниявий тарих, Қазақстан тарихи, география, җәмийәтлик пәнләр асаслири, һоқуқ, биология, башланғуч һәрбий тәйярлиқ охшаш пәнләр бойичә дәрисликләрни, методикилиқ  қолланмиларни тәрҗимә қилиш, рецензияләш, мәхсус тәһрирләш паалийәтлири биләнму муваппәқийәтлик шуғулланмақта. Униң исми үлгилик устазлар һәққидики җумһурийәтлик «Қалдырар ізің мәңгілік» китавиға вә «Известные уйгуры ХХ века» топлимиға киргүзүлгән. Униң шундақла педагогика саһасидики меһнити жуқури баһалинип,  Алмута вилайити бойичә қазақ, рус, уйғур муәллимлири арисида дәсләпкиләрдин болуп «Қазақстан Җумһурийитиниң билим бериш саһасиниң пәхрий хадими» аталди, «Илһам» мукапити билән тәғдирләнди.
Т
арихта чоңқур из қалдурған Әрәп хәлипиликлири (халифат) ичидә милади 661 – 750-жиллири моҗут болуп турған Уммаийилар яки Әмәвийләр (русчә — Омеяды) сулалиси һөкүмранлиқ қилған дәвирдә муқәддәс ислам дини Мәркизий Азиядики түркий тиллиқ қәбилә-хәлиқләрниң арисида кәң қанат йейишқа башлиди. Мәзкүр Әмәвийләр сулалисини алмаштурған Аббасийлар заманида (милади 751 – 1258-жиллири) хусусән хәлипә (халиф) Әл-Муһтәсим башқурған вақитта (833 – 842-жиллири) мусулман түркийләр Әрәп хәлипилигиниң атлиқ әскәрлириниң асасий қошунини тәшкил қилған еди. Тарихий дерәкләр бойичә, һәртәрәптин хәлипиликкә кәлгән түркий әскәрләр сани һәтта 25 миңға йәткән. Уларниң ичидин исим-шәрипилири вә қәһриманлиқ паалийәтлири пүткүл Ислам дуниясиға кәң даиридә мәлум болған қабилийәтлик вә талантлиқ сәрдарлар билән чоң дөләт әрбаплири йетилип чиқти. Мәсилән, Афшин, Туға әл-Кибир, Буға әс-Сағир, Инақ, Толун, Әхмәт Толун оғли, Рәшит әт-Түркий, Хақан Өртүч, Алп Текин, Айбек, Фәтих Хақан оғли кәби баһадур сәрдар, әрбаплар хәлипиликниң қудрәт-қувитиниң өсүшигә зор һәссә қошқан шәхсләрдур. Хәлипә әл-Муһтәсим шу дәвирдики хәлипиликниң пайтәхти Бағдат шәһириниң йенида мәхсус түркий қошун үчүн Сәмәррә дәп аталған шәһәр салдурған (бу шәһәр һазирқи Ирақниң чоң аһалилиқ җайлириниң бири). Бепаян зиминларни өзигә тәвә қилған Хәлипиләр заманида түркий сәрдарлар көпинчә хәлипиликкә беқинда Мисир елигә валий болуп әвәтиләтти. Бәзидә улар Бағдаттики хәлипигә беқинмай, өзлириниң дөләтлирини тәшкил қилатти. Түркийшунас вә диншунас алим Муртаза Булутай өзиниң «Әҗдатлар дини. Түркийләр немә үчүн мусулман болди» намлиқ китавида: «Биздә һазирқи вақитта Мисир десә, көпинчә қипчақлар, җүмлидин Султан Бейбарс һәққидә ейтилипла, улардин хелә илгири шу Мисирда дөләт қурған түркийләр тоғрилиқ көп һекайә қилинмайду», дәп йезип, мисал сүпитидә өзиниң хелә көп қандаш-қәбилидашлири билән биллә қуллуққа чүшүп қелип, кейин Бағдатта бир бай әрәп сәрдариниң көзигә чүшүп, сәрдар уни сетивалиду. Униң батурлуғи, җасурлуғи түпәйли өз қошуниға башсәрдар қилип тайинлап, мәлум вақит өткәндин кейин униң Мисирда валийлиқ хизмәткә қоюлиду. Андин өз дөлитиниң вә сулалисиниң асасчиси болған уйғур Толун һәққидә баян қилиду... *** Мана мошу исим-шәрипилири тарихий мәнбәләрдә учришидиған сәрдар, валий, әмирләр арисидики Толун, униң оғли Әхмәт һәққидә йезилған қисқичә баянлар билән хелидин бери тонуш едим. Уларниң ата-бала екәнлиги тоғрилиқ жуқурида исми аталған алим Муртаза Булутайниң китавидин оқуп билдуқ. Лекин уларниң тәрҗимиһали, һаят паалийәтлири һәққидә кәңирәк ейтилған мәнбәләрни йениму издәшкә тоғра кәлди. «Мошу ата-бала қандақларчә Мисир елигә келип қалди. Улар ким? Тарихта қандақ из қалдурди. Тәғдири қандақ болди?» дегәнгә охшаш соалларға җавап издәштүрдуқ. Тарихий вәтинимиздики айрим нәширләрдиму Толунлар һәққидә қисқичила йезилған материалларни көздин кәчүрдуқ. Шундақ қилип, бир күни муқависидики бир мечит сүритиниң астиға: «Мисирниң пайтәхти Қаһиридики Әхмәт Толун оғли салдурған әң қедимий мечит. Милади ІХ әсир» дегән сөзләр йезилған қазақчә нәширдин чиққан бир диний журнални учраттуқ. Лекин, әпсуски, журналда мәзкүр мечит вә уни салдурған Әхмәт Толун оғли һәққидә һечқандақ мәлумат, дерәкләр йоқ екән. Муртаза Булутайниң китавида болса, қисқа түрдә мундақ дәп баян қилинған: «Түркийләрниң Әрәп хәлипилигидики қудрити шунчилик арттики, һәтта улар Бағдаттики хәлипиниң буйруқлириға беқинмай, бәзидә исиян көтирип, өз дөлитини орнитатти. Мәсилән. Мисирда дөләт қурған Әмир Әхмәтниң дадиси Толун Сәмәррәдики қул түрк әскириниң бири еди. Толун тоққуз-оғуз (уйғур) қәбилисидин чиққан адәм. Қул-әскәр болған мошу Толунниң оғли Әхмәт кейин хәлипиликниң әң чоң вилайити һесаплинидиған Мисирниң әмир-валийси болуп тайинланған еди... Әхмәт Толун оғли Мисирда өз һакимийитини күчәйтивалғандин кейин шәхсий қошун-гвардиясини қуруп, 868-жили Толунлар дөлитини тәшкил қилди. Бу дөләт 868 – 905-жиллар арилиғида моҗут болди». Вақит өтүп, һәрхил тарихий мәнбәләрдә Толунлар тоғрилиқ йезилған тарихий мәлумат, факт, дерәкләрни топлаштурдуқ. Материалларни топлаш җәриянида мән туруватқан Талғир наһийәси Туздыбастав йезисидики мечитниң наиб имами, Ержан исимлиқ қазақ жигитигә жуқурида гәп болған журналдики мечитниң фотосүритини көрситип, униңдин хелә баһалиқ мәлуматларни алдуқ вә көп нәрсиләргә ениқ көз йәткүздуқ (Ержан Мисир пайтәхти Қаһиридә диний алий оқуш җайини тамамлиған алий билимлик, көзи очуқ жигит. У өзиниң нәччә қетим Әхмәт Толун мечитиға берип, намаз оқуп зиярәт қилғанлиғини, бу мечитниң һәқиқәтән Қаһиридики дәсләпки ибадәтхана екәнлигини, униң шунчә көп вақит өтсиму сақлинип турғанлиғини һаяҗанлинип сөзләп бәргән еди). *** Шундақ қилип, ата-бала Толунлар ким? Қәйәрдин кәлгән? Қуллуқ асаритигә қандақ чүшүп қалған? Қандақларчә ят әлдә өз дөлитини, сулалисини барлиққа кәлтүргән? Әнди мошу териқидики соалларға қолумиздики тарихий мәнбәләрни пайдиланған һалда, имканийәтниң баричә, қолумиздин келишичә җавап берәйли... Атақлиқ сәрдар, Мисирниң валийси, дадиси асасини салған дөләтниң қудритини ашурған. Кейин өз сулалисиниң һакимийитини орнатқан Әхмәтниң атиси Толун өзиниң келип чиқиши бойичә тоққуз-оғуз (уйғур) болуп, тәғдир тәқәзаси түпәйли бир топ қәшқәрлик қандаш-қериндашлири билән биллә қуллуқ искәнҗисигә чүшүп қалиду. Тарихий мәлуматлар бойичә, 815-жили Саманийларниң (иранлиқ-таҗик сулалиси) қол астидики Бухариниң әмири Әрәп дөлитиниң хәлиписи Әл-Мөмүнгә Толунни қуллуққа чүшкән қандашлири билән биллә соға қилип бериветиду. Қул болуп жүрсиму, өзиниң һәрбий маһарити вә җасурлуғи билән көзгә челиққан Толун 818-жили хәлипә Әл-Мөмүнниң ишәнчисигә егә болуп, хәлипә сарийида һәрбий хизмитини башлайду (әпсуски, Толунниң қуллуққа чүшкичә болған һаят йоли һәққидә һечқандақ дерәк йоқ. Лекин униң һәрбий маһарити вә тәшкилатчилиқ қабилийити йүксәк болуп, хәлипә өзиниң диққәт нәзәригә илиниши — Толунни илгири өз елидә сәрдар болған дәп пәрәз қилишимизға имканийәт бериду). Униң һәрбий хизмәт дәриҗиси пәйдин-пәй өсүп, көп өтмәй хәлипиниң шәхсий қошуни – гвардиясини башқурди. Дерәкләр бойичә, Толун 854-жили вапат болған. Униң аяли кейин теги-тәкти түркий болған сарай гвардиясиниң алий дәриҗилик сәрдари Байбәг қолбашчиға турмушқа чиқиду (у келәчәк Толунлар дөлитиниң башлиғи Әхмәт Толун оғлиниң һаятида чоң вә иҗабий роль ойниған шәхс). Әпсуски, Әхмәтниң дадиси һәққидики тарихий материаллар пәқәт жуқурида кәлтүрүлгән дерәк биләнла чәклиниду... *** Әнди һекайимизниң асасий қәһримани — Әхмәт Толун оғли тоғрилиқ тарихий материалларға көз жүгәртәйли. Бу әҗайип тарихий шәхс һәққидә дерәк хелә йетәрлик. Әхмәт ибн Толунниң өзи Мисирниң пайтәхти Қаһиридә салдурған чоң мечитниң ишиги алдидики мәрмәр тахтиға Әхмәт Толун оғлиниң кимлиги, униң өмүрбаяни, җәңгиварлиқ паалийәтлири, Ислам дуниясиға сиңдүргән әҗри тоғрилиқ классикилиқ қедимий куфи (әрәп) йезиғида мисралар оюп нәқишлинип йезилған. Униңдин ташқири, оттура әсирдики даңлиқ әрәп тарихчиси әл-Мәқризиниң ата-бала Толунлар һәққидә йезип қалдурған әсәри һәм мақалә қәһриманимиз салдурған мечит тоғрилиқ тарихий фактлиқ материаллар бүгүнки күнгичә йетип кәлгән. ІХ әсирдики Мисирда һөкүмранлиқ қилған Толунлар сулалисиниң асасини салған Әхмәт ибн Толунниң өзи Аббасийлар башқурған Әрәп дөлитиниң шу дәвирдики пайтәхти Бағдат шәһиридә 835-жили 20-сентябрьдә (рамзан ейида) әскәр башлиғиниң аилисидә дунияға кәлгән. 850-жили, йәни у 15 яшқа толғанда, ата-аниси билән Бағдатниң йенидики Сәмәррә шәһиригә көчүп келиду (чүнки шу вақитта хәлипә Әл-Мутәссим өз қараргаһини Сәмәрригә йөткигән еди). Өсмүр Әхмәт мошу җайда тәлим-тәрбийә алиду. Дадиси униңға шу дәвир үчүн муһим болған илмий билим беришкә тиришиду. Әхмәт диний билим (теология) билән бир мәзгилдә пәнний билим асаслириниму вә, әлвәттә,  дадисиниң хаһиши билән һәрбий тәйярлиқ негизлириниму үгинип чиқиду. 854-жили дадиси вапат болғандин кейин Әхмәт шу заман үчүн лайиқ дәриҗидә билимлик болған анисиниң вә өгәй дадисиниң толуқ ғәмхорлуғиға өтиду. 855-жили 20 яшлиқ Әхмәтниң һәрбий талантини, маһаритини байқиған хәлипә уни өзиниң мәхсус қошуниға сәрдар қилип тайинлайду. Хәлипә кейин Әхмәтни Тарсус шәһиригә әмир лавазимида әвәтиду. У мошу җайдики қаримиғидики ләшкәрлири билән әрәп дөлитиниң Византия (Шәрқий Рим) империясигә қарши һәрбий жүрүшлиригә паал қатнишиду. Әхмәт қайтип келиши билән хәлипә 863-жили униңға бир гөзәлни һәдийә қилиду. У мошу Меһиз исимлиқ қизға өйлинип, униңдин Толунларниң келәчәк тәхт мирасхори Хумар-вәйх туғулиду. Әхмәт шу мәзгилдики хәлипә әл-Мустәйинниң чоң ишәнчисигә егә болди. 866-жили хәлипә тәхттин ваз кечишкә мәҗбур болғанда, униңға һәмра болуп Васит шәһиригә биллә кетиду. Сабиқ хәлипә йенида хизмитини давамлаштурған Әхмәт униңға садақитини сақлап қалиду... 868-жили Әхмәтниң өгәй атиси Байбәг новәттики хәлипә әл-Муттаздин Мисирни башқуруш һоқуқини алиду. У Әхмәтни өзиниң толуқ һоқуқлуқ вәкили дәп елан қилип, уни өз орниға Мисирға әвәтиду (Байбәг 870-жили вапат болиду). 868-жили 15-сентябрьдә Әхмәт ибн Толун нурғун әскәр билән Мисирға, Фустат шәһиригә келиду. Шу мәзгилләрдә Александрия вә бирмунчә зиминлар Мисир валийсиға әмәс, бәлки беваситә хәлипә өзигила беқинидиған вә уларни алаһидә һоқуққа егә әмирләр башқуратти. Мисирдики хәлипиниң селиқ жиғиш идарисиниң башлиғи, әлдики тәсири күчлүк болған әмәлдар ибн әл-Мурәббир йеңи кәлгән Мисир һакимини хуш чирай қарши алмиди. Шу вақитта Жуқарқи Мисирда исиян башлинип, уни Әхмәт бастуруп ташлайду. 869-жили йәнә бир чоң қозғилаңниму күч билән бастуриду. Пәқәт мошу вақиәләрдин кейинла Әхмәт өзиниң тәсирлик рәқивидин үзүл-кесил қутулиду (йәрлик аһали тоюмсизлиғи вә селиқни һәддидин ташқири ашурувәткәнлиги үчүн ибн әл-Мураббирни өч көрәтти. Хусусән, Мисирда аһалиниң йеримини дегидәк тәшкил қилидиған мусулман әмәс пухраларму униң зулумиға нарази еди). Мошундақ вәзийәттин утуқлуқ пайдиланған Әхмәт Мисирда һакимийәтни толуқ өз қолиға алиду. 870-жили униң өгәй дадиси вапат болуп, хәлипә Әхмәт ибн Толунни пүткүл Мисирниң әмир-валийси дәп җакалайду. Әхмәт өткүр һаким болуши билән бир вақитта өзиниң хәлипиликтики әң талантлиқ сәрдар екәнлигини көплигән урушларда испатлайду. *** Әхмәт ибн Толун Сирия һакими Иса ибн Шәйх әс-Шейбанниң хәлипигә қарши қозғилиңини бастурушқа әвәтилгән әскәрни башқуруп, Сирияни өзигә тәвә қилиду. Бу муваппәқийәт униңға 100 миң кишилик армия қурушқа имканийәт яритиду. Мошу вақит арилиғида Әхмәт ибн Толунниң аилисидә Хумар-вәйхтин башқа йәнә Аббас, Шәйбан, Мудар исимлиқ оғуллири һәм Фатима дегән қизи дунияға кәлгән еди (униң һәммиси болуп 13 балиси болған). Оғуллири ичидә Аббас Әхмәтниң һаятида сәлбий роль ойниған. Бу тоғрилиқ сәл кейинирәк гәп болиду. Әхмәт ибн Толун өзиниң һәрбий маһарити, сәрдарлиқ талантидин ташқири өзини чевәр дипломат сүпитидә көрситип, әҗайип тәшкилатчилиқ хусусийәтлириниму намайиш қилған тарихий шәхс болди. Мошу сүпәтлири түпәйли у Мисир аһалисиниң иззәт-абройиға еришти. Аббасийларниң мәркизий һакимийити билән яхши мунасивәт бағлап, уни сақлашқа тиришқан Әхмәт Толун оғли Бағдатқа өз қәрәлидә селиқ вә башқа төләмләрни әвәтип турди. Бирақ бу әһвал узаққа созулмиди. Бағдаттики мәркизий һакимийәттики алий әмәлдарларниң хилаплиқлири, әлни начар башқуруши нәтиҗисидә хәлипиликтә ихтисадий әһвал мурәккәпләшкән вақитта, униң үстигә Җәнубий Ирақта қозғилаң йүз берип, исиянчилар хәлипигә қарши чиққан шараитта, Әхмәт ибн Толун 874-жили Бағдатқа беқинмай, һәрқандақ селиқ вә төләмләрни төләшни тохтитиду. Хәлипә Мисирда әмәлиятта йәккә дөләт қурған Әхмәт Толун оғлиға қарши әмир Муса ибн Буға әл-Кәбирниң башқурушида қураллиқ күч әвәтти. Әмирниң Мисирни хәлипиликкә қайтуруш урунуши муваппәқийәтсиз аяқлашти. Урушта Әхмәт Толун оғлиниң әскири ғәлибә қазанди. Нәтиҗидә Әхмәт Толун оғли өз һөкүмранлиғини сақлап қалди. 878-жили болса, Палестина, Иордания вә Сирия әмири әл-Аманчурниң вапатидин пайдилинип, мошу өлкиләргә армияси билән бесип кирип, Иерусалим, Дәмәшқ, Хәмс, Алеппо шәһәрлирини ишғал қилди. Бир қизиқ йери, күч билән алған Антиохиядин башқа барлиқ шәһәр, аһалилиқ җайлардики гарнизонлар Әхмәткә қаршилиқсиз берилди. Бу һаләт Мисир дөлити башлиғиниң әмирләр арисида еһтираминиң зор болғанлиғини көрситиду. Пүткүл Йеқин Шәриқни дегидәк өзигә тәвә қилған Әхмәт Кичик Азиягә бесип кирип, Византиягә қарши уруш елан қилди. Лекин Әхмәткә дәрһал Мисирға қайтип келишкә тоғра кәлди. Чүнки униң рәқип-дүшмәнлири йолдин чиқирип, езиқтурған оғли Аббас исиян көтирип, һакимийәтни бесивелишқа урунди. Исиян бастурулуп, Аббас ғәзәпләнгән дадисиниң қәһридин қутулуш үчүн өзи тәрәпкә өткән әскәр вә дөләт ғәзнисиниң бир қисмини елип, уттур һазирқи Ливия тәрәпкә қачти. У өзиниң һәрбий интизами йоқалған қошуни билән Ливияниң шәрқий округи Триполисни булап-талашқа киришиду. Ливиягә хошна көчмән бербер қәбилилири бирлишип, ливияликләргә ярдәмгә келип, 880-жили Аббасниң қошунини тар-мар қилип, чекиндүриду. 882-жили дадиси әвәткән әскәр Аббасниң қошунини толуқ уҗуқтуруп, өзини әсиргә елип қайтиду. Ата-бала арисидики тәхт маҗраси әйнә шундақ тамамлиниду. Әхмәт Толун оғлиниң һәрбий вә дипломатиялик тәсири шунчилик күчлүк болдики, һәтта у Әрәп дөлитиниң тәхти үчүн өзара уруш башлиған вә һәрқайсиси өзини хәлипә дәп елан қилған ака-ука әл-Муваффәқ вә әл-Мутәмид Аббасийларниң ички ишлириғиму арилишип, хәлипиләргә өз қудритини намайиш қилип турди. Әпсуски, у 882 – 884-жиллардики ғәлибанә паалийәтлирини тохтитишқа илаҗисиз мәҗбур болди. Чүнки уни хелидин бери ағриқ қийнап келивататти. Ахири ағриғи күчийип, у қайта өзигә тәвә қилған Сириядин Мисирға қарап йолға чиқти. Қаһиригә келип, у оғли Хумар-вәйхни тәхт мирасхори дәп җакалиди. Әхмәт ибн Толун 884-жили 10-майда вапат болди. У бари-йоқи 49 яшта еди. Мисирниң оттура әсирдики қудрәтлик, пүткүл хәлипиликкә өзиниң сәясий, һәрбий вә ихтисадий тәсирини йәткүзүп турған дөләтни қурған ата-бала Толунлар һәққидики һекайимиз мошуниң биләнла түгимәйду. Дөләт башқуруш вә җәңгиварлиқ паалийәт иш-тәдбирлиридә дадисиниң арзулирини әмәлгә ашурған Әхмәт ибн Толун оттура әсирдики Шәриқ һәм Ислам тарихида мәрипәтпәрвәр дөләт әрбаби сүпитидә өз исмини тарихта қалдурған улуқ уйғур пәрзәндидур. Әхмәт Толунниң мечити Мисирниң пайтәхти Қаһиридә селинған. У — әң қедимий, йәни вә ІХ әсирдики қияпитини сақлап қалған бирдин-бир ибадәтханидур. Бу мечит Әхмәт ибн Толунниң сарийи йенида бәрпа болған. Мечит 876-жили қәд көтирилип, кейин Мисирда дөләт башқурған Әхмәт ибн Толунниң шәрипигә униң исми билән аталған. Мечит селинип, аридин 1141 жил вақит өткән болсиму, у бүйүк қандишимизниң ярқин хатирисини сақлап, униң исми билән атилип келиватиду. Оттура әсир тарихчиси әл-Мақризи мундақ дәп язған: «Мечит Қаһиридики егиз дөң – Ғәбил-Яшқур (Миннәтдарлиқ дөңи) үстидә қәд көтәргән. Йәрлик аһалиниң ривайәтлири бойичә, аләмни топан сүйи басқанда, Нуһ пәйғәмбәрниң кемиси Арарат теғиға әмәс, бәлки мошу дөң үстигә тохтиған» (әл-Мақризи өз мәлуматини мечитниң ишиги алдидики мәрмәр тахтиға оюп йезилған мисраларниң испатлайдиғанлиғини тәкитлигән). Мечит Сәмәрридики (Ирақ) чоң мечит услубида селинған. Мечитниң ички һойлисиниң һәҗими 90 — 92 метр. Ибадәтхана өзи болса, йоған тикбулуңлуқ сепил шәклидә селинған вә уни қелин һәм егиз тамлар қоршап туриду. Мечит территориясидә үч тәрәпкә созулған, үсти йепиқ заллири бар. Галереяләр турғузулған төртбулуңлуқ чирайлиқ һойла мечитниң һөснигә һөсүн қошуп туриду. Һойла оттурисида намазханлар үчүн чирайлиқ фонтан бар. Кейинирәк фонтан үстигә нәқишлири бар аркилар турғузулған. Һойла җәнуп тәрипидин намаз оқуйдиған залға улашқан. Мунарилири спираль шәклидә болуп, бу мечитқа алаһидә һөсүн берип туриду. Ибадәтхана тамлири көйдүрүлгән хиштин селинған һәм нәқишләр билән қапланған. Бу оттура әсирләрдики Мисир мемарчилиғиға хас болмиған алаһидә бир қурулуш еди. Мечит бирнәччә қетим реставрация қилинған. Ахирқи қетим у 2004-жили йеңиланди. Мечит һазирниң өзидиму Қаһириниң көрнәклик има­рәтлириниң биридур. Униң егиз бой көтәргән мунарилирини шәһәрниң әң чәт җайлиридинму көрүш мүмкин. Ғәйрәт ИСРАЙИЛОВ,Қазақстан Журналистлар иттипақиниң әзаси.

692 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы