• Йеңилиниш 3.0 / Конституциялик ислаһатлар программиси
  • 23 Ақпан, 2017

Гүлзар вә униң дунияға тонулған мәркизи

Өткәндә инстаграм сәһиписидә атақлиқ фотомодель вә актриса Ким Кардашьян вә даңлиқ визажист Марио Дединович билән сүрәткә чүшкән Гүлзар исимлиқ уйғур қизини көрүп қалдим. Улар бу сүритигә 3 миллиондин ошуқ муштири топлапту. Әву иккисиниң исми дунияға мәлум. Әйнә шулар билән сүрәткә чүшкән уйғур қизи Гүлзар ким?Уқушсам, Гүлзар Султанбаева Алмутидики «Gulzar» тил үгитиш мәркизидә ишләйдекән. Мәзкүр мәркәздә мени Гүлзарниң дадиси Әзимҗан Султанбаев қарши алди. Гүлзар меһманлар билән бәнт екән. У бошиғичә дадиси иккимиз бүгүнки күнниң муһим мавзусиға айланған көптиллиқ һәққидә гәпләштуқ. — Һазир мәктәпләрдә балиларни үч тилда оқутуш тоғрилиқ гәп қозғиливатиду, бәзи мәктәпләр бу системини қоллиниватиду. Мошуниңға мунасивәтлик сизниң пикриңиз қандақ? — соридим униңдин. — Бизгә, болупму уйғурларға кам дегәндә йәнә бир тилни үгинивалсақ, артуқ болмайду, — деди сөһбәтдишим. — Өткәндә бир гезиттин йәттә тилни билидиған уйғур қериндишимиз һәққидә оқуған едим, — дедим униң сөзигә җававән. — Әйнә шу киши сизниң алдиңизда туридиғу, — деди у күлүмсирәп. Мән издәп кәлгән Гүлзар бир чәттила қелип, Әзимҗан ака иккимиз қизғин сөһбәткә чүшүп кәттуқ. Ундақ адәмләр билән олтирип сөһбәтлишишниң өзи бир ғенимәт. Бир арилиқта Әзимҗан ака тил үгиништә өзидинму озуп кетип барған қизи һәққидә гәп қозғиди. Гүлзарму дадиси охшаш көп тилни билидекән. У болмиған әл аз екән. Байиқи сүрәткә даңлиқ фотомодель вә пәқәт Голливуд юлтузлириниң йүзигә гөзәллик һәдийә қилидиған визажист билән Дубайда чүшүпту. Гүлзар Қазақстандики алдинқи қатарлиқ визажистлар мәктивиниң ғоҗайини Санди Бексырга иккисигә Марио Дединовичниң маһарәт дәрисигә қатнишиш имканийитигә егә бопту. Санди уйғур қизини өзи билән тәрҗиман сүпитидә еливалған екән. Дубайға болған сәпиридин кейин иккиси йеңи лайиһиләр үстидә ишләш қарариғиму кәпту. Бексырга Дилназ Әхмәдиева билән Мақпал Исабекова охшаш эстрада юлтузлириниң визажисти. Әнди Гүлзарға тохталсақ, у Алмутидики чәт әл тиллири университетиниң бакалавриати билән магистратурисини қизил диплом билән тамамлиған. Шундақла у Будапешт ІBS (хәлиқара бизнес мәктиви) университетида хәлиқара менеджмент бойичә иккинчи магистрлиқни тамамлиди. Шуниң билән биллә у Венгриядики Қазақстан әлчиханисида инглиз тилидин дәрис бәрди. Австриядики хәлиқара билим көргәзмисидә өзи оқуватқан алий мәктәп намидин билимини намайиш қилди. Гүлзарниң билимигә қайил болған университет рәһбәрлиги униңға бир жил мәзкүр дәргаһта ишләш тәкливини бериду. Амма Гүлзарни Қазақстанға қайтип кәлди. Униң мәхсити чәт әлләрдә оқушни халайдиған яшларға тил үгитиш еди. Гүлзар ата-аниси Әзимҗан Султанбаев билән алимә Адаләтбүви Баһамова асасини салған мәктәпниң паалийитини техиму җанландуруватиду. Хелила тәҗрибә топлиған у Европиға нисбәтән биздики оқуш-оқутуш системисини селиштуруп, чәтәллик услуб бойичә инглиз тилини оқутуш программисини түзүп чиқиду. Дуниядики тәрәққий әткән 25 университетниң дәсләпки бәшлигигә киридиған ІBS университети Гүлзарға Қазақстанда өз шөбисини ечиш тәкливини бериду. У бу җавапкәрликниң һөддисидин чиқалиди. «Gulzar» тил үгитиш мәркизидә билим алған бирнәччә оқуғучи ІBS университети ректориниң грантиға вә башқиму имтиязларға еришип, бу күнләрдә Венгриядә тәһсил көрүватиду. Бир жилниң ичидә мошу билим дәргаһида оқуватқан қазақстанлиқлар инглиз тилини билиш җәһәттин башқа әлләрдин кәлгән савақдашлиридин хелила озуп, алдинқи орунлардин көрүнди. Мәзкүр университетта йоруқ көридиған журнал арқилиқ униң чәт әлләрдә 120 шөбиси бар екәнлигидин хәвәрдар болдуқ. Студентлар дунияниң һәммә қитъәлиридин келидиғанлиғини әскә алсақ, бу чоң утуқ. Мошу йәрдә, әлвәттә, Гүлзар Султанбаеваниң әмгигиму бар. Гүлзар шундақла Лондондики Бекенгем университетида инглиз тили бойичә AІLTS дәриҗисини жуқури баһаға тапшуруп, мәзкүр саһа бойичә Қазақстанда емтиһан елиш һоқуқини беридиған сертификат елишқа муйәссәр болди. «Gulzar» мәркизи инглиз тили муәллимлири үчүн муәллиплик программа ишләп чиқип, устазлар арисида маһарәт дәрисини өткүзүшни әнъәнигә айландурған. Өткән жили Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Ишиктә, Ават, Челәк йезилирида бирнәччә маһарәт дәрислирини өткүзди. Пат- йеқинда уларға Астанадики бирнәччә билим дәргаһидин маһарәт дәрисини өткүзүш тәкливи кәлди. Университет вәкиллири билән бирликтә Ишиктидә өткүзүлгән инглиз тили мусабиқисидә бир оқуғучи Венгриягә һәқсиз язлиқ мәктәпкә йолланма утувалған болса, йәнә бирнәччә оқуғучи көплигән имтиязларға еришипту. Он икки мәктәп оқуғучиси «Gulzar» мәркизидә үч айлиқ һәқсиз оқуш имканийитигә егә бопту. Хуласиләп ейтқанда, Султанбаевлар аилисиниң Қазақстан маарипиға қошқан төһписи бебаһа. Буниңдин кейинму шундақ болидиғанлиғиға ишәнчим камил. Шундақла уларниң мәркизидә җумһурийәткә тонулған театр рәһбәрлири, нахшичилар, дохтурлар, спортчиларму тил үгинидекән. Атақлиқ шәхсләрниң бәзилири сәпәрләргә Гүлзарни тәрҗиман сүпитидә еливалидекән. Буму униңға болған чоң һөрмәт. Минәмҗан АСИМОВ.

515 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы