• Мәдәний мирас
  • 02 Наурыз, 2017

Уйғур хәлиқ дастанлири

Һәрбир милләтниң, иҗтимаий топниң узун тарихий җәриянда шәкилләнгән өзигә хаc бәдиий тарихий тәпәккүр усули болиду. Көплигән уйғуршунас алимларниң пикричә, дастанчилиқ вә ағзаки тарихчилиқ әнъәниси — түркий хәлиқләрниң, җүмлидин уйғурларниң өз тарихини ипадиләштики бир шәкил болған. Буниңда хәлқимизниң тарихий дастанчилиқ әнъәниси зор әһмийәткә егә.Швециядә истиқамәт қилидиған Абдушүкүр Муһәммәт әпәнди уйғурларда ағзаки дастанчилиқ әнъәнисиниң узун тарихқа егә екәнлигини тәкитләйду вә дастанлардики қәһриманниң паҗиәси, йәни өлүми арқилиқ жуқури пәллигә көтирилгән трагедияни уйғур тарихий дастанлириниң әң йүксәк бәдиий пәллиси дәп һесаплайду. Европа әллириниң биридә яшайдиған Пәзиләт ханим: «Уйғурлар хәлиқ әдәбиятидики дастанчилиқ шәкилдин пайдилинип, өзлириниң тарихий кәчмишлири билән реал дуниясини ипадә қилип кәлгән. Дастанчилиқни хәлқимизниң ағзаки тарихчилиқ әнъәниси һәм хәлиқ әдәбиятидики пишқан бәдиий шәкил дейишкиму болиду» дегән пикирни алға сүргән. У шундақла уйғур тарихий дастанлириниң «трагедия гөзәллигини XVIII әсирниң ахирилирида Қумул хәлқи арисида мәйданға кәлгән «Ячибәк» дастани арқилиқ дәлилләйду. Германия Готтенген университетиниң қедимий уйғур тил мәдәнийити тәтқиқатчиси доктор Абләт Сәмәт уйғурлар билән уларниң тарихий қан қериндиши болған сериқ уйғурларниң ағзаки тарихий әнъәниси җәһәттин интайин йеқин алақиниң барлиғини қәйт қилиду. У бүгүнки сериқ уйғурларниң тарихий дастанлирида өзлириниң келип чиқишини Ғәриптики уйғурлар билән бағлайдиғанлиғини алаһидә тәкитләйду. Дәрвәқә, тарихий дастанлар бүгүнки күндә уйғурларниң өз тарихий кәчмишлири һәққидә ағзаки әслимиси яки әң җанлиқ ипадиси сүпитидә шәрһилинипла қалмастин, бәлки кейинки әвлатқа вәтән вә миллий роһ тәрбийисини бериштики әң гөзәл сәнъәт шәкли болуп һесаплиниду. www.rfa.org

309 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы