• Әхбаратлар еқими
  • 02 Наурыз, 2017

Тир бөлмиси вә спорт зал ечилди

Рашидәм РӘҺМАНОВА, «Уйғур авази»/ Әмгәкчиқазақ наһийәлик ички ишлар башқармисиниң йенида тир бөлмиси вә спорт зал ечилип, у ички ишлар саһасиниң ветерани, қәйсәр полиция хадими Сембай Оразбековниң нами билән аталди. Бенаниң тәнтәнилик ечилиш мәрасимиға Ички ишлар министрлиги йенидики Мәхсус тәйярлиқ департаментиниң башлиғи, генерал-майор Асқар Оспанов, Алмута вилайәтлик ички ишлар департаментиниң башлиғи, генерал-майор Мурат Урумханов, Алмута шәһәрлик ички ишлар департаментиниң башлиғи Серик Күдебаев, ветеранлар кеңишиниң рәиси генерал-майор Сағынжан Асыл-Кеней, наһийә һакими Бинәли Ысқақ, наһийәлик прокуратура вә ички ишлар башқармисиниң рәһбәрлири билән хадимлири вә саһа ветеранлири қатнашти. Иштракчилар хизмәт бабида қурван болған полиция хадимлириға беғишлинип Шөһрәт аллеясидә орнитилған ядикарлиққа гүлчәмбәрләрни қоюп, бир минутлуқ сүкүнат билән кәсипдашлирини әскә алди. Бу йәрдә сөз алған Мурат Урумханов наһийә полиция хадимлирини һәртәрәплимә қоллап-қувәтләватқан наһийә һакими Бинәли Ысқаққа министрликниң Тәшәккүрнамисини тапшурди. Шундақла бирқатар тәртип сақчилириға Пәхрий ярлиқларни, унвани көтирилгәнләргә погонлирини тапшурди. Ахирида Сембай Оразбековниң оғли, Алмута шәһәрлик ички ишлар департаменти башлиғиниң орунбасари Ержан Оразбеков, мәрһумниң йеқин достлири вә саһа ветеранлири сөзгә чиқип, полиция офицериниң исмини әбәдийләштүрүштики бу чариниң уюштурғучилириға миннәтдарлиғини билдүрди. Әмгәкчиқазақ наһийәси.

752 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы