• Йеңилиқлар
  • 02 Наурыз, 2017

Устазларниң устазиға миннәтдарлиқ

Шахризада САБИТОВА, Уйғур наһийәси/ Өзигә жүкләнгән вәзипиниң һөддисидин шәрәплик чиқип, яш әвлатқа сүпәтлик билим бериш йолида аянмай тәр төкүп, издиништин һеч һармайдиған устазларниң бири – Ават йезисидики Һезим Искәндәров намидики оттура мәктәпниң мудири Муһәббәт Әйса­ровадур.үгүнки күндә ушбу билим дәргаһи башқа мәктәпләрдин устаз­лар­ниң вә оқуғу­чиларниң йәткән утуқлири билән алаһидә пәриқлиниду. Буниңда, әлвәттә, Муһәб­бәт Әйсарованиң әҗри ала­һидә. Көп билән чапсан тил тепишип, уларниң көңлидин чиқишни били­диған, устазларниң устази болған Муһәббәт һәдә бийил һөрмәтлик дәм елиш йешиғиму йәтти. Шу мунасивәт билән йеқинда Ават оттура мәктивиниң мәҗлисләр залида тәнтә­нилик мәрасими болуп өтти. Бу күни меһманлар дағдуғилиқ чаваклар билән Муһәббәт Абдурешит қизини төргә тәклип қилди. Дәсләп «Устазларниң устази» мавзусида өткән бу кәчтә Уйғур наһийәси һакиминиң орунбасари Дәулетжан Деменбаев сөзгә чиқип, униң шиҗаәтлик әмгигигә жу­қури баһа бәрди һәм тәвәллуд егисигә чапан япти. Шундақла наһийәлик кәспий иттипақ тәшкилатиниң рәһбири Кәрибай Избасар оғлиму мудирни тәбрикләп, кәс­пий иттипақ тәрипидин тәсис қилинған медаль билән мукапатлиди. Тәкитләш керәкки, Муһәббәт Әйсарованиң шагиртлири устазиға кү­түлмигән соға тәғдим қилип, той егисиниң қәлбигә шатлиқ дәмлирини һәдийә қилди. Әнди тонулған нахшичи, «Яңра нахшам» продюсерлиқ мәркизиниң мудири Артур Илахуновниң иллиқ тәбриги билән нахшиси устазиғила әмәс, тамашибинларғиму алаһи­дә кәйпият беғишлиди. Уйғур наһийәси.

569 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы