• Йеңилиқлар
  • 02 Наурыз, 2017

Йеза имамиға һөрмәт

Шахризада САБИТОВА, «Уйғур авази»/ Бийил иккинчи қетим нишанлиниватқан 1-март — Миннәтдарлиқ күни Уйғур наһийәсиниң барлиқ йеза вә мәһәллилиридә кәң даиридә атап өтүлди. Қазақстан хәлқиниң бешини қошуп, бирликкә дәвәт қиливатқан Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң қурулған күни һөрмитигә тәсис қилинған бу мәйрәм Кичик Ақсу йезисида бийилму жуқури дәриҗидә атап өтүлди. Узун жиллар Кичик Ақсу йезисидики мечитта имамлиқ қилған Меҗитахун ата Қурбановқа беғишланған кечиликму Миннәтдарлиқ күнигә беғишлинип, униңға Уйғур наһийәсиниң баш имами Данияр Рақышов башлиған бир топ имамлар, Меҗитахун атиниң ағинилири, бала-чақа, нәврә- чәврилири, жут аһалиси қатнашти. Меҗитахун атини мәктәп залида қоллирида гүлдәстиләр тутқан оқуғучилар «Тәшәккүр, сизгә ата» дегән шиарлар астида қарши алди. Ағинә- өңгилирини көрүп хошал болған Меҗитахун ата хошаллиқ яшлириға әрик бәрди. Риясәтчи Турсунай Нурпейисова йезидики мәйли балиға исим қоюш болсун, мәйли мусибәт болсун мәйли нека қийиш болсун, Меҗитахун атисиз өтмәйдиғанлиғини алаһидә қәйт қилди. Тарихий вәтинимиздин чиққан Меҗитахун атиға Төләнди Низахунов:  «Жутум йоқ, у тарихий вәтәндә қалди дәп көңлүңни йерим қилма. Мана сениң жутуң. Бир жутта мошундақ һөрмәт қазиниш – һәрқандақ инсанниң қолидин келивәрмәйду. Қериндишим йоқ дәп жиғлима. Биз – сениң қериндишиң. Сән ялғуз әмәс, биз бар», дәп ейтқан екән. Наһийә мәркизидин кәлгән меһман  Һәсәнҗан Имиров  Меҗитахун атиға чапан йепип, униңға атиси билән болған достлуғи үчүн тәшәккүр изһар қилди. Йеза турғуни, пешқәдәм устаз Аруп ака Сидиқов йезида қәд көтәргән мәктәпниң қурулушида Меҗитахун атиниңму меһнити барлиғини ейтса, Октябрь Шәмшидинов йезидики дәсләпки мечитниң һулини қурғанму ушбу киши екәнлигини махтиниш илкидә тилға алди. Мәрасим давамида Меҗитахун атидин илим алған шагиртлири Қуръан Кәримдин сүриләр оқуп, яхшилиққа дәвәт қилидиған һәдисиләрни мисалға кәлтүрүп, атиға өз тәшәккүрлирини изһар қилишти. Сөз новитини алған пәрзәнтлири кәчни уюштурған йезилиқ Мәдәнийәт өйиниң рәһбири Санийәм Илахуноваға, жигитбешиға һәм жутдашлириға өз миннәтдарлиғини изһар қилди. Атисиниң һөрмитигә оғуллири бир оғлақ берип, кичикақсулуқлар билән чоңақсулуқлар икки команда болуп көкпар оюнини уюштурди. Бәш саатқа созулған мусабиқидә Кичик Ақсу йезисиниң командиси ғалип чиқти. Уйғур наһийәси.

508 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы