• Гезитхан пикри
  • 27 Шілде, 2012

Мәнавияттин чәтнимәйли

Сәнъитимизниң алтун бөшүги болған Уйғур театриниң биз үчүн бебаһа, қутлуқ дәргаһ екәнлигини һечким инкар қилмиса керәк. Шуңлашқа қәдир тутуш һәрбиримизниң муқәддәс пәрзи. Болупму биз, йеза хәлқи, үчүн униң қәдир-қиммити бөләк. Театр артистлири, ениғирағи, «Нава» ансамблиниң коллективи бизниң жутимиз — Түгмән йезисиға ахирқи қетим әтиязниң оттурилирида кәлди. Биз Толунай Әйсарова, Нурәләм Қурванбақиева, Саһидәм Мәшрәпова, Нуралим Варисов, Дилбәр Бурһанова қатарлиқ әл сөйгән нахшичиларниң дилларни тәвритидиған йеқимлиқ нахшилирини аңлап, мәнивий тәшналиғимизни қандурдуқ. Сазәндиләрниң маһиранә орунлиған саз-нәғмилири билән уссулчилиримизниң әвришим уссуллиридин бәһирләндуқ. Шәхсән өзәм, биртәрәптин, буниңға наһайити хошал болсам, йәнә биртәрәптин, шунчә жирақ йолни бесип кәлгән сәнъәткарлиримиз алдида хиҗаләтчиликтә қалдим. Сәвәви концерт болуштин 10 күн илгири еланлар илинип, йезиларниң жигитбашлири вә жут активистлири өйму-өй кирип, бари-йоқи 300 тәңгилик билетни тәклип қилғанниң өзидә, 300 орунлуқ клубқа аран-аран 60 — 70 адәмдин жиғилди. «Това!» дәймән өзәмгә. Хәлиқниң турмуши начар болса — бу башқа гәп. Биз кичик вақитлиримизда һәрқандақ қийинчилиқтин қәтъий нәзәр, тухум сетип болсиму, спектакль-киноларға кирәттуқ. Болупму артистлар кәлгәндә, тамашибинлар клубниң ишигигә патмай, бир-бирини иштирип дегидәк кирип, залға лиқ толатти. Бәзилири өйлиридин орундуқлирини елип келишәтти. Концерт яки спектакль тамамланғандин кейин, жуттики рәһбәрләрниң яки инавәтлик адәмләрниң бири сәһнигә көтирилип, сәнъәткарлиримиз намиға иллиқ тиләклирини билдүрәтти һәм уларниң жутумизға пат-пат келип турушини илтимас қилатти. Һазирчу? Уларниң қәдимигә қанчә тәшна болсақму, тәклип қилишқа җүръитимиз йәтмәйду. «Келишниғу келәрмиз. Амма силәр клубниң тамашибинға толидиғиниға капаләтлик қилаламсиләр?» дегән соалиға, әпсус, ишәшлик җавап берәлмәйдиған болдуқ. Раст, уруштин кейинки тиклиниш жиллирида яки Кеңәш Иттипақи тарқилип, мустәқил елимиз йеңидин шәкиллиниватқан пәйттә мундақ әһвал йүз бәрсә, ақлинишқа асас бар еди. Бүгүнки күндә, Аллаға миң қатлик шүкри, мәлум қийинчилиқларни ейтмиғанда, ач қелип, һалакәт гирвигигә чүшүп қалған һечким йоққу, ахир! Мән бу мақаләмдә, әлвәттә, пәқәт сәнъитимизгә болған мунасивәт һәққидила әмәс, умумән, мәнивий һаятимизға бағлиқ мәсилиләр әтрапида гәп қилмақчимән. Ейтайлуқ, һаятимизниң әйниги болған «Уйғур авази» гезитиға немишкә һәр-бир уйғур аилиси муштири болалмайду? Униңға йезилишни жут рәһбәрлири билән активистлириниң өйму-өй кирип, һәр бир адәмгә алаһидә чүшәндүрүп, тәшвиқ қилиши уят иш әмәсму! Мошу йәрдә мән йеза аһалисиға мунасивәтлик йәнә бир мәсилигә  тохталмақчимән. Тарихта өчмәс из қалдурған дәһшәтлик Улуқ Вәтән урушида қанчилигән қериндашлиримизниң қаза болғанлиғи һәммимизгә яхши мәлум. Мәсилән, рәсмий мәлуматлар бойичә, бизниң Түгмән йезисидин 250 ширғуран оғлан мәйданға атлинип, униң 118гә жутиға қайтиш несип болмиди. Уларниң хатирисигә орнитилған ядикарлиқ йезимизда һелиму бар. Һәр жили 9-май күни урушта шейит болған жутдашлиримиз һөрмитигә митинг уюштурулиду. Қуръан оқулуп, гүлчәмбәрләр қоюлиду. Бәхиткә қарши, мәзкүр мәрасимға қатнишидиғанларниң сани жилдин-жилға азаймақта. Бирлири: «У йәргә берип вақтимни зайә қилғичә, меһманға берип, мәйрәм ойнимаймизму» десә, бәзилири «Униңдин көрә өйниң оқитини түгитивалғиним яхши», дейишиду. Айримлири  бу күни таққа чиқип, кавап йәп, дәм елип, көңүл көтәргәнни әвзәл көриду. Нәтиҗидә хатириләш тәнтәнисигә йеза рәһбәрлиги, жутниң бармақ биләнла санавалғидәк мөтивәрлири вә мәктәп оқуғучилири қатнишиду, халас. Бу немә дегән мәнивий қалақлиқ? Йә 18 — 20 яшлиқ жигит пәйтидә урушқа атлинип, һәммимизниң хатирҗәмлиги, паравән һаяти үчүн җенини қурван қилған ширғуран қериндашлиримизниң роһлириға болған һөрмитимиз шунчиликму? Хәлқимиздә «Өлүк рази болмай, тирик бейимас», дегән дана нәқил бар. Биз, әгәр аләмдин өткән инавәтлик шәхслиримизни қәдир тутмисақ, уларниң роһиға тазим қилип, баш егәлмисәк, у чағда қени биздики виждан, номус, адәмгәрчилик? Умумән, мени бүгүнки күндә адәмләр арисидики алий инсаний хисләтләрниң, өз ара иззәт-еһтирамниң, меһир-муһәббәтниң йоқап кетип барғанлиғи ечиндуриду. Илгири холум-хошниларниң бир парчә нанни бөлүшкини өз алдиға, улар бир чинә ашниму бир-бирисиз ичмәтти. Башқичә ейтқанда, бириниң қолиға тикән кирсә, иккинчисиниң җени сиқиратти. Һөрмәтлик қериндашлар! Худаға шүкри, бүгүнки турмушимиз яман әмәс. Мустәқил елимизда турақлиқ, течлиқ, разимәнлик һөкүм сүрмәктә. Шуңлашқа адил әмгигимиз билән униң тәрәққиятиға бир кишилик үлүшимизни қошуп, бир-биримизгә болған меһир-муһәббитимизни йоқатмай, хатирҗәм һаят кәчүрүшкә тиришайли, шу арқилиқ өсүватқан әвлатниму изгүлүккә дәвәт қилайли, демәкчимән.

Турсун НОРУЗОВ,

Уйғур наһийәсиниң Пәхрий граждани.

 

451 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы