• Нәшрият төһписи
  • 10 Наурыз, 2017

«Уйғур жилнамиси»

Уйғур зиялиси Мәмәттурсун Зунун Оқяниң миладидин бурунқи һунлар дәвридин 1985-жилиғичә болған вақиәләр баян қилинған «Уйғур жилнамиси» намлиқ чоң һәҗимлик әсәри Лондон уйғур тили тәтқиқати тәрипидин нәшир қилинди.   Китап муәллипиниң ейтишичә, жилнамә үчүн пайдилинилған мақалилар асасән уйғур вә хәнзу тилида нәшир қилинған китаплардин вә мәтбуат васитилиридин елинған. Улар көзгә көрүнгән зиялилар, тарихчилар, тарихий шәхсләр вә тарихий вақиәләрниң тирик шаһидлириниң қәлимигә мәнсүп болуп, наһайити чоң әһмийәткә егидур. 912 бәтлик бу әсәрдә шундақла уйғур классик әдәбиятиниң бүйүк намайәндилири вә уларниң әдәбий ғәзнилири, тарихий шәхсләрниң тәрҗимиһали берилгән. Лондонда турушлуқ уйғур зиялиси Әзиз Әйсаниң пикричә, Мәмәттурсун әпәнди инглиз, хитай, түрк тиллирини мукәммәл билгәчкә, шу тиллардики мәнбәләрдин елинған мәлуматлар жилнаминиң қәдир-қиммитини техиму ашурған. Әнди китап муәллипи һәққидә гәп қилсақ, Мәмәттурсун Оқя 1969-жили Қәшқәрдә туғулған. Шинҗаң университетини чәт әл тиллири, Стамбул университетини  инглиз тили мутәхәссислиги бойичә тамамлиған. 2000-жилдин буян Англиядә туруватиду. 2012-жили «Қутадғу билик индекси» намлиқ әсәри йоруқ көргән. Һазир «Түрк тили қолланмиси» китави  йоруқ көрүш алдида туриду.           www.rfa.org

386 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы