• Тонушуп қоюң
  • 10 Наурыз, 2017

Аддийғинә Заһидәм

Бәхтишат СОПИЕВ,«Уйғур авази» / Алмутидики «Атакент» иш бабидики һәмкарлиқ мәркизидә өткән 14-хәлиқара көргәзмисигә қатнашқан ялғуз уйғур аяли һәққидә аңлап, «у яқ кимкинә?» дәп сүрүштә қилдим. Бир рустиллиқ аял уни маңа: «просто Захида» дәп тонуштурди. Әтималим, рустиллиқ аял уни Мексикиниң  «Просто Мария» сериалидики Марияға охшаттимекин. Заһидәм Олалимова Калинин йезисида (һазирқи Туздыбастав) аддий уйғур аилисидә туғулған. Аддийғинә уйғур аяли. Һазир у Бесағаш йезисида туриду. Талғир наһийәсигә тонулған тиҗарәтчи. Ханим-қизларға беғишланған мәйрәм һарписида Бесағаш йезисиниң һакими наһийәдә кичик вә оттура тиҗарәт билән шуғуллиниватқан аҗизларни «Дияна» кафесиға тәклип қилип, мәйрими билән тәбриклиди. Уларниң арисида «Захида» ширкитиниң мудири Заһидәм Олалимоваму болди. Һаким мәзкүр ширкәт рәһбиригә өзиниң һәм жутдашлириниң миннәтдарлиғини изһар қилди. Мәзкүр ширкәт асасән бағвәнчилик билән шуғуллиниду. Бирнәччә адәмни иш билән тәминлигән ширкәт рәһбәрлиги хелидин бери йезидики һал-оқити төвән аилиләргә, мәктәпкә қол учини созуп кәлмәктә. Йолдиши Әркинҗан Аюпов иккиси йезиға спорт мәйданчисини селип, яшлар арисида сағлам һаят тәризини тәшвиқ қилишқа күч салмақта. — Раст, һазир ишсизлар көп. Шуңлашқа биз уларниң «зерикип» қалмаслиғи үчүн спорт мәйданчисини салдуқ. Хаталашмаптимиз. У йәр һәр күни яшлардин хали әмәс, балилар һәрхил мусабиқиләргиму қатнишиватиду, — дәйду Заһидәм һәдә биз билән болған сөһбәттә. Сөзара униң сөйүмлүк иши һәққидә билгүм кәлди. Униң пәрдә сетиш билән шуғуллиниватқиниға он жилдин ешипту. У Хитай вә Түркияниң чоң ширкәтлири билән ишләватқан ялғуз уйғур аял екән. Шундақла у қазақстанлиқ дүң сетивалғучиларни пәрдә билән тәминләйду. Бийил он төртинчи қетим өтүватқан хәлиқара көргәзмидә Заһидәм Олалимованиң пәрдилири жуқури баһаға еришти. Бирнәччә күн давам қилған көргәзмидә херидарлар  уйғур аялиниң пәрдиси илинған бутикниң йенидин кәткүси кәлмәйла қалди. «Захида» ширкити уларниң аиләвий тиҗарити. Бағвәнчиликни асасән Әркинҗан ака өз назаритигә алған. Тикинчилик ишларда Заһидәм һәдигә икки қизи ярдәм қилиду. Хәйрихаһлиқ ишларни һәммиси бирликтә әмәлгә ашуриду. — Йолдишим — тиригим. Икки қизим Сатирәм билән Зарина — қош қанитим, — дәйду ишбиләрмән һәдимиз. — Бүгүнки күндә азду-тола утуқларға қол йәткүзгән болсам, бу, әлвәттә, әйнә шу мениң үчүн әзиз болған инсанларниң әмгиги, дәп чүшинимән.

742 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы