• Жиллар вә адәмләр
  • 10 Наурыз, 2017

Дашигүрлик достумиз

Бу мақалиниң қәһримани Сетивалди Вәлиев тарихий вәтинимизниң Дашигүр мәһәллисидә туғулған вә мошу жуттики толуқсиз оттура мәктәпни пүтәргәндин кейин, у Ғулҗа шәһиригә атлинип, бу йәрдә муәллимләр тәйярлайдиған  бир жиллиқ курсқа оқушқа чүшиду. Устазлиқ дипломини қолиға алғандин кейин жутиға келип, мәктәптә ишлиди. Кейин Үрүмчидә йәнә оқуп, билимини мукәммәлләштүриду. Униң устазлиқ паалийити хелә жилларға созулуп, яш әвлатқа билим берип, уларни һаят йолиға атландурди. Илғар устазлар қатарида мукапатлар билән тәғдирлиниду. 1956-жили өзиниң җүптини тепип, пәзиләтлик қиз Җәннәтбүви билән өйлүк-очақлиқ болиду, пәрзәнт сөйиду. Арида туюқсиз анисидин айрилип, аилә шараити хелә еғирлишиду. Бу мәзгилдә әһвалму кәскинлишип, Или аһалиси арисида йәнә көч-көч долқуни башлинип кәткән еди. Бу тоғрилиқ Сетивалди мундақ дәйду: Адәмләрниң туғулған әзиз жутини тәрк етип, башқа әлгә атлиниши — бу бир еғир қайғу-һәсрәт екән. Шу жиллири Дашигүрму әнсизчиликкә чөмгән еди, адәмләрдә һодуқуш, тәшвиш, аваригәрчилик... Қолида кеңәш паспорти бар адәмләр һөҗҗәтлирини тәйярлап, аилилири билән йолға атлинивәрди. Дадамниң әшу бир жиллири бир рус ағиниси болуп, у кәлгүси вәзийәтни билгәндәкла, «яқ» дегинигә қаримай, дадамға кеңәш паспортини елип бәргән екән. Вақти кәлгәндә шу паспортниң бизгила әмәс, хелисигә пайдиси тәгди. Мени кадр һесавида йәнә хизмәт қилиш үчүн елип қалди. 1957-жили дадам, иним, қолида қизимиз бар рәпиқәм вә уларға қошулуп, бирқанчә туққан, тонушларни Кеңәш Иттипақиға узитип қойдуқ. Өзәм ғерипсинип, устазлиқ ишимни давамлаштурдум. Икки жилдин кейин мәнму ана жутум билән хошлишип, бу яққа чиқтим. Аилимиз Калинин намидики колхозниң Пәнҗим йезисиға җайлишипту. Мән қошулғандин кейин бириниң кичиккинә бир еғиз өйи бизгә тар кәлди. Бу әһвал мени қаттиқ ойландуруп, ахири бирәр қурулуш тәшкилатида ишләшни қарар қилдим. Дәрһәқиқәт, у жиллири наһийәниң шәһәр вә йезилирини аватлаштуруш йолида қурулуш ишлири кәң қанат яйған. Бу вәзипиниң һөддисидин чиқиш асасән йеңидин тәшкил қилинған «Панфилов колхозстрой» трести коллективиға жүкләнгән. Униң бирқанчә көчмә қурулуш колоннилири болуп, җай-җайларда мәдәний-егилик беналирини, турушлуқ өйләр билән мал қоралирини селиш ишлирини әмәлгә ашуратти. Сетивалди Вәлиев мошу трестқа ишқа кирип, дәсләп аддий қурулушчилар қатарида ишлиди. Андин хиш тизғучи кәспини өзләштүрүп, сүпәтлик вә әстаидил әмгиги билән чапсан көзгә чүшти. Униңға әнди рәһбәрлик қурулушчилар бригадисини башқуруш вәзиписини ишәшлик тапшурди. Бу йәрдики әмгәк паалийити он бир жилға созулуп, униң йезиларда қәд көтәргән көплигән мәдәнийәт өйлири, клублар, мәктәпләр, балилар бағчилири беналирида, көпқәвәтлик турушлуқ өйләрдә, фермилардики қурулушларда өчмәс из тамғиси қалди. У мошу жиллири ишләп жүрүп, кәчки курста оқуп, шоферлуқ гуванамә еливалиду. Әвзили, трест башлиғи ишбиләрмән тәшкилатчи Мәһәммәт Әзизовниң ишдаш-ағинилири Ғазибәк, Хәмит, Абдукерим, Абдрим, Абдурусул вә башқиларниң ярдими түпәйли шәһәрниң Әмгәкчи мәһәллисигә заманивий турушлуқ өй селип, аилиси билән көчүп келивалиду. Кейин у наһийәлик кинофикация мәһкимисигә шофер болуп йөткилиду. Андин илғарлар қатарида уму йеңи тәшкил қилинип, иш даириси кәңәйгән наһийәлик мәиший комбинатқа ишқа тәклип қилиниду. Бу йәрдики паалийити 31 жилға созулуп, әмгәктә ярқин көрүнгән дәври болди. Һаяти вә иш-тәҗрибиси мол униңға рәһбәрлик ишәшлик йеңи автоишхана машинисини тапшурди. Бу тикинчи, моздузчи, сатраш вә башқа кәсип егилири бар ихчам коллектив еди. Улар пат-пат сәпәрләргә атлинип, деханларға, чарвичиларға хизмәт көрситәтти, һәрхил санаәт, озуқ-түлүк товарлирини йәткүзүп берәтти, буйрутмиларни қобул қилатти. Бәзидә мошу ишларниң һөддисидин Сетивалди өзи ялғуз чиқатти. Қиш пәслидә у асасән «Октябрьниң 40 жиллиғи» колхозиниң малчилириға хизмәт көрситәтти. Бу йәрдиму у чоң коллективниң илғар ишчилиридин болди. Бирқанчә медальлар, көплигән Пәхрий ярлиқлар билән тәғдирләнди. Сүрити комбинатниң «Һөрмәт тахтисидин» турақлиқ орун алди. Муһими, у қәйәрдә ишлимисун, өзиниң әстаидил әмгиги вә алий инсаний хусусийәтлири билән ишдашлириниң, хәлиқниң сәмимий еһтирам-һөрмитигә еришти. У тоғрилиқ ейтса, әл-ағинилириниң гепи пүтмәйду. Беғубар яшлиғимиздин башлап бүгүнгә қәдәр Сетивалди билән мәшрәп достлардин болуп ойнап-күлүп, тамашә қилип келиватимиз. У адәмгәрчилиги үстүн, дост қәдрини билидиған, талай сәпәрләрдә, йолда синалған қәдинас ағинимиз. У бар йәрдә һәзил-күлкимиз бар, көңлүмиз шат, — дәп әсләйду Турсун Семәтов. — Буниңдин тоғра он жил бурун биз бир топ қәдинас достлар тарихий вәтинимизни зиярәт қилдуқ. Чегаридин атлап, қәдимимизни алди билән Сетивалдиниң туғулған жути Дашигүрдин башлидуқ. Устазни жут адәмлири алаһидә һөрмәт билән қарши алди. Шагиртлири нурғун екән, һәммиси устази тоғрилиқ жүрәк тәвритидиған гәпләрни ейтти. Жутидиму униң иззәт-һөрмити үстүн екәнлигигә көз йәткүздуқ. Мошундақ қәдинас ағинимизниң аримизда жүрүши — бу бизниң шатлиғимиз. Уни мошу дәриҗигә йәткүзгән, аилидики инақлиқни, сәмимийликни шәкилләндүрүп, һәммигә тәкши қанат йейиватқан рәпиқиси Җәннәтбүвиниң әмгәк әҗри бебаһа. Юлтузлири ярашқан иккиси қувнақ аилидә алтә пәрзәнт өстүрүп, қатарға қошқан, 16 нәврә, 19 чәврә сөйгән бәхитлик инсанлар. Һә, қәдинас ағинимиз Сетивалди шундақ һәртәрәплимилик мәрт-мәрданилиғи билән көзгә чүшкән дост. Йеқинда Яркәнткә барғинимда, алдимға кәпту, дидарлаштуқ. Байқаймән, униң илгәрки палванларға хас бәсти сәл пүкүлгәндәк, буғдай чирайи сәл пучулғандәк көрүнди маңа. У мениң синчилап баққинимни сәздиму, мийиғида күлүмсиригән һалда: Адаш, кепинәкниң қериси, қерилиқниң дориси йоқ екән, амал қанчә, — дәп әтрапидикиләрни күлдүрүвәтти. Мана мошундақ сахавәтлик достумиз Сетивалди Вәлиевни 80 яшлиқ тәвәллуди билән қизғин тәбрикләп, униңға мустәһкәм саламәтлик, хатирҗәмлик вә аилисигә бәхит-саадәт тиләймиз. Абдукерим ТУДИЯРОВ. Панфилов наһийәси.

308 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы