• Мукапат мубарәк!
  • 17 Наурыз, 2017

Йеңи лайиһигә — йеңи мукапат

Мәшүр САСИҚОВ,«Уйғур авази»/ Яшлиғиға қаримай, медицина саһасида бирмунчә утуқларға қол йәткүзгән медицина пәнлириниң намзити, врач-стоматолог Сухраб Җаппаров йеқинда йәнә бир мукапатқа еришти. Униң медицина университетлири йенида билим, пән вә саламәтлик академиялиқ мәркәзлирини қуруш лайиһиси Қазақстан Җумһурийити Тунҗа Президенти фонди тәрипидин тәстиқлинип, йеқинда Астана шәһиридә өткән мукапат тапшуруш тәнтәнисидә фондниң лауреатлири қатаридин орун алди. Мәлумки, бу фонд 2008-жили Президент Нурсултан Назарбаевниң тәшәббуси билән қурулуп, униң мәхсити асасән мәдәнийәт, сәнъәт һәм иҗадийәт билән шуғуллиниватқан вә шундақла илим-пән, техника саһасида утуқ қазанған яшларни һәртәрәплимә қоллап-қувәтләштин ибарәт. Бүгүнгә қәдәр 160тин ошуқ яш фондниң ярдими билән иш елип бериватиду. 2016-жили фонд мукапитиға тәвсийә қилинған лайиһиләр сани 127 болса, уларниң пәқәт он сәккизи һәммә тәрәптин қоюлған тәләпләргә мувапиқ дәп тепилди. Ата кәспини давамлаштуруп, яшлиғиға қаримай, инсан саламәтлигини сақлаш саһасида 45тин ошуқ илмий әмгәкниң муәллипи атилип, бу саһада исми көпчиликкә тонулушқа башлиған Сухраб Әбәйдуллам оғли Җаппаровни гезитханлар намидин сәмимий тәбрикләп, ишиға утуқ тиләймиз.

415 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы