• Спорт
  • 13 Сәуір, 2017

Ярайсән, Арслан

Йолдаш МОЛОТОВ, Уйғур авази/ Өткән айда Алму­тидики Оқуғучилар сарийида «Айқын» гези­тиниң уюштуруши билән «Aikyn media open» шахмат турнири өтти. Униңға оттуздин ошуқ журналист вә блогер қатнашти.Турнирниң ечилиш тәнтәнисидә сөз алған «Айқын» гезитиниң баш муһәррири Нуртөре Жусип жиғилғанларни тәбрикләп, турнирниң мәхситигә тохталди. Бийил гезити­миз­ниң нәшир қили­ниватқиниға он үч жил толуватиду, — деди Нур­төре Жусип. — «Айқынниң» мүчәл йе­шини нишанлаш ал­дида дәсләпки қетим мошу турнир өткүзүшни қарар қилдуқ. Атақлиқ журналист Анатолий Аграновский өз вақтида «Яхши журналист — ойлайдиған журна­лист» дегән. Шахмат һәқиқәтәнму адәмни ойландуридиған оюн. Бүгүн биз журна­листларниң көп ойлай­диғанлиғини йәнә бир қетим дәлилләшни тоғра көрдуқ. Һәммиң­ларға утуқ тиләймән. Швейцария үлгисидә өткән мәзкүр турнирда шахматчиларниң җәми 7 турда жиққан пайлири һесаплинип, ғалиплар ениқланди. Шундақ қилип, турнир йәкүни бойичә, «Уйғур авази» гезитиниң штаттин ташқири мухбири Арслан Әлахунов биринчи орун­ни егилиди. Униңға һамий «Эйр Астана» авиакомпаниясиниң Теһ­­­ран­ға икки адәмлик йолланмиси тапшурулди. Уни жилниң ахириғичә пайдиланса болиду. Иккинчи орунни — Қуаныш Сулеймен, үчинчи орунни болса, Қумар Бақдәулет егилиди. Шуниңдин көп өтмәй, Астанада «Маэстро» шахмат мәктиви тәри­пидин уюштурулған «чапсан шахмат» (рапид) рейтинглиқ турнирида Арслан Әлахунов үчинчи орунни егиләп, мәхсус диплом вә медаль билән тәғдирләнди.

304 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы